Японийәдики уйғурлар G7 дөләт рәһбәрлирини уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн тәдбир елишқа чақирған

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2023.05.22
Xiroshima-namayish-paaliyet.jpg

Уйғур , тибәт, моңғул , хоңкоңлуқлар бирликтә G7 хирошима башлиқлар йиғинида намайиш қиливатиду. 20-Май, хирошима, японийә RFA/Erkin Tarim

Xiroshimada-metbuat-yighini.jpg

G7 Хирошима башлиқлар йиғинида мәтбуат йиғинидин бир көрүнүш. 20-Май, хирошима, японийә RFA/Erkin Tarim

Sawut-Memet-Xiroshimada.jpg

Савут мәмәт японийәдики G7 йиғини хәлқара мәтбуат мәркизидә, 2023-йили 19-май, хирошима

metbuat-yighini2.jpg

G7 Хирошима башлиқлар йиғинида мәтбуат йиғинидин бир көрүнүш. 20-Май, хирошима, японийә RFA/Erkin Tarim

Metbuat-Yighini.jpg

Японийә уйғур җәмийитиниң баш катипи әхмәт летип әпәнди билән японийә уйғур җәмийитиниң рәиси абдукерим абдурахман уйғур қирғинчилиқини тонуштуруватиду. 2023-Йили 19-май, хирошима, японийә. RFA/Erkin Tarim

korgezme1.jpg

G7 Хирошима башлиқлар йиғинида японийә уйғур җәмийити уюштурған көргәзмидин бир көрүнүш. 20-Май, хирошима, японийә RFA/Erkin Tarim

G7-yighinida-namayish-1.jpg

G7 Хирошима башлиқлар йиғинида японийә уйғур җәмийити уюштурған намайиштин бир көрүнүш. 20-Май, хирошима, японийә RFA/Erkin Tarim

G7-yighinida-namayish.jpg

G7 Хирошима башлиқлар йиғинида японийә уйғур җәмийити уюштурған намайиштин бир көрүнүш. 20-Май, хирошима, японийә RFA/Erkin Tarim

Abdulkerim-and-Ahmet-Letip.jpg

Японийә уйғур җәмийитиниң баш катипи әхмәт летип әпәнди билән японийә уйғур җәмийитиниң рәиси абдукерим абдурахман уйғур қирғинчилиқини тонуштуруватиду. 2023-Йили 18-май, хирошима, японийә RFA/Erkin Tarim

19-Майдин 21-майғичә японийәниң хирошима шәһиридә өткүзүлгән санаәтләшкән 7 дөләт рәһбәрлири йиғини, йәни G7 йиғини җәрянида уйғур ирқий қирғинчилиқи аңлитилған. Мәзкур йиғин әснасида японийә уйғур җәмийити бир йүрүш паалийәт өткүзүп, 7 дөләт гуруһиға әза 5 дөләтниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилғанлиқини, буни тохтитиш үчүн уларниң әмәлий тәдбир елиш мәҗбурийәти барлиқини оттуриға қойған.

Америка, әнглийә, германийә, японийә, фирансийә, канада вә италийәдин ибарәт G7 дөләтлириниң рәһбәрлири мәзкур йиғининиң ахирида елан қилған бирләшмә баянатида, уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитидин қаттиқ әнсирәватқанлиқи тәкитлигән.

Японийә уйғур җәмийитиниң баш катипи әхмәт летип әпәнди 7 дөләт рәһбәрлири йиғини җәрянида елип берилған паалийәтләр тоғрисида мәлумат бәрди. У, мундақ деди: “бу қетим японийәниң хирошима шәһиридә өткүзүлгән санаәтләшкән 7 дөләт рәһбәрлири йиғини җәрянида, японийә уйғур җәмийити японийәдики хәлқара мәтбуат мәркизиниң йенида бир қанчә паалийәт уюштурдуқ. Буниңда бир мәйдан мухбирларни күтүвелиш йиғини, бир мәйдан гуваһлиқ бериш йиғини, андин нөвәттики уйғур қирғинчилиқи билән мунасивәтлик һөҗҗәтлик филим вә шәрқий түркистандики ядро апәтлири тоғрисида ишләнгән һөҗҗәтлик филимни үч қетим қоюп бәрдуқ. Андин пүтүн күн уйғур қирғинчилиқи әкс әттүрүлгән рәсим көргәзмиси өткүздуқ. Андин кейин сиртта тәшвиқат вариқи тарқитиш вә нутуқ сөзләш паалийити өткүздуқ.”

Үч күн давамлашқан 7 дөләт рәһбәрлири йиғини җәрянида японийәдики тибәт, моңғулларниң вәкиллириму уйғурлар билән бирликтә паалийәт өткүзгән. Әхмәт летип әпәнди бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “буниңдин сирт, хирошимаға паалийәт қилиш үчүн барған тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләр билән бирликтә бир қетим бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғини вә сиртта бир қетим тәшвиқат паалийити өткүздуқ. Йиғинниң ахириқи күни хирошима шәһиридин токйоға қайтишта нагоя шәһиридә тохтап, уйғур қирғинчилиқи тоғрисида тәшвиқат вариқи тарқитиш вә нутуқ сөзләш паалийити өткүздуқ, андин токйоға қайттуқ.”

Әхмәт летип әпәнди хирошимада өткүзүлгән паалийәтләрниң бурунқи паалийәтләргә охшимайдиған өзгичилики һәққидә тохталди. У, мундақ деди: “бу паалийәтләрниң ичидә бурунқиға охшимайдиған өзгичиликкә игә паалийәтлиримиз шуки, японийә уйғур җәмийити өзи тәшкиллигән мухбирларни күтүвелиш йиғиниға җәмийитимизниң әзалиридин сирт йәнә японийәдә 20 миңдин артуқ адвокат әзаси болған японийәдики әң чоң адвокатлар бирләшмиси _ канто адвокатлар бирләшмисидин икки нәпәр адвокатму паалийитимизгә қатнашти. Улар мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип, ‛уйғур мәсилисини қануний йол билән қандақ һәл қилғили болиду, болупму хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан чегра һалқиған бастурушиға қарита японийә қануни вә хәлқара қанунларға тайинип қандақ тәдбирләрни елиш мумкинчилики бар?‚ дегән темида сөз қилди.”

У бу паалийәтләрниң йәнә бир муһим тәрипиниң өз дәвридә атом бомбисиниң қурбани болған хирошима шәһиридә ечилғанлиқи икәнликини тәкитлиди. У, мундақ деди: “йәнә бир өзгичә паалийитимиз, филим қоюш паалийити болди. Хирошима десә, мәйли японлар болсун, мәйли дуня хәлқи болсун, уларниң есигә келидиғини атом бомбиси паҗиәсидур. Бу қетимқи йиғинға иштирак қилған 7 дөләт рәһбәрлириниңму алди билән қилған иши, 1945-йили йүз бәргән бу атом бомбиси паҗиәси тоғрисидики абидиләрни екскурсийә қилиш болди. Биз хирошиманиң бу өзгичиликини чиқиш қилип туруп, шәрқий түркистандики ядро апәтлирини асас қилип ишләнгән һөҗҗәтлик филимни қоюш паалийитини 3 қетим елип бардуқ. Һәмдә буниңға улапла уйғур қирғинчилиқи тоғрисида ишләнгән һөҗҗәтлик филимларни көрсәттуқ. Буни көп санда мухбир, аммиви тәшкилат мәсуллири вә хәлқ аммиси көрди. Улар бизгә буниңдин қаттиқ тәсирләнгәнликини ейтишти.”

“7 дөләт рәһбәрлиригә немә тәләпләрни оттуриға қойдуңлар? ” дегән соалимизға әхмәт летип әпәнди мундақ җаваб бәрди: “биз бу йиғин җәрянида 7 дөләт рәһбәрлиригә бир қанчә тәләпни оттуриға қойдуқ. Буниңда алди билән мәзкур 7 дөләт ичидә америка, фирансийә, әнглийә, канада, явропа парламенти қатарлиқ 5 дөләт вә иттипақ уйғур қирғинчилиқини етирап қилди. Улар буни етирап қилған икән, әлвәттә хитайниң бу җинайи қилмишини тохтитиш, җинайи-җавабкарлиқини сүрүштә қилиш үчүн, дәрһал һәрикәткә өтүш мәҗбурийити бар. Биз буни әскәрттуқ һәм бу йиғинда уйғур қирғинчилиқи тоғрисида музакирә елип берип қарар мақуллишини тәләп қилдуқ. Йәнә бирси, мушу 7 дөләтниң уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқи болған хитай мәһсулатлирини чәкләш мәсилисидә мәсулийити барлиқини әскәртип, буниңға қаритаму конкрет чарә-тәдбир елишини тәләп қилдуқ.”

Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси абдукерим абдурахман әпәндиму зияритимизни қобул қилип, өзлириниң бу паалийәтләрни уйғур қирғинчилиқини тәпсилий тонуштуруш үчүн уюштурғанлиқини, бу нишанға асасән йәткәнликини билдүрди.

Японийә уйғур җәмийитиниң хирошимадики паалийәтлиригә актип қатнашқа япон адвокат сакома әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “мән узун йил тибәтләрни қоллап келиватқан японлуқ болимән. 2019-Йили 7 дөләт рәһбәрлири йиғини японийәдә ечилғанда, уйғурларниң паалийитигә иштирак қилған идим. У заманларда уйғурлар дучар болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики японийәдә анчә билинмәйтти. Униң кейин изчил һалда елип берилған паалийәтләр нәтиҗидә японийәдә хели яхши билинди.”

Бу паалийәткә қатнашқан японийә уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси, дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили савут мәмәт әпәндиму зияритимизни қобул қилип, бу паалийәтләрниң көп сандики японийә вә чәт әл мәтбуатлирида йәр алғанлиқини тәкитлиди.

Әхмәт летип әпәнди хирошимада өткүзүлгән санаәтләшкән 7 дөләт йиғининиң ахирида елан қилған бирләшмә баянатида, уйғурларниң кишилик һоқуқидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқиниң тәкитләнгәнликини билдүрди.

Санаәтләшкән 7 дөләт рәһбәрлири 2019-йилиму японийәдә бир қетим учрашқан болуп, шу қетимму японийә уйғур җәмийити билән дуня уйғур қурултийи мәхсус паалийәт елип барған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.