Хитайниң германийәдики җасуслуқ һәрикәтлири вә униң муһаҗирәттики уйғурларға созулған бир учи
2024.04.25

22-Апрел икки әр, бир аял герман пуқрасиниң хитайға җасуслуқ қилғанлиқи сәвәбидин қолға елинғанлиқи ахбарат васитилиридә елан қилинип, түрлүк бәс-муназириләрни кәлтүрүп чиқарди. Бу 3 шәхсниң хитайни германийәниң һәрбий мәлуматлири билән тәминлигәнлики илгири сүрүлди. 23-Апрел җйән. Г (Jian. G) Исимлик бир хитай җасусиниңму қолға елинғанлиқи ашкариланғандин кейин, бу муназириләр техиму юқири пәллигә көтүрүлди. Җйән. Г исимлик бу хитай җасусиниң хитайни германийә парламенти вә явропа иттипақиға даир мәлуматлар билән тәминлигәнлики, чәт әлдики хитайға қарши өктичи күчләргә зәрбә бериш биләнму алақиси барлиқи илгири сүрүлмәктә.
Германийәдә оқуш пүттүрүп, герман паспортиға еришип яшаватқан җйән. Г исимлик 43 яшлиқ бу хитайниң қолға елинишиниң бу қәдәр зор ғулғулилар қозғишидики сәвәб, униң максимилиян кираһ (Maximilian Krah) исимлик мәшһур бир сиясий әрбабниң қол астидики хизмәтчи болғанлиқи икән. Максимилиян кираһ болса “германийә үчүн таллаш” намлиқ әшәддий оңчи партийәниң явропа иттипақидики вәкил намзати икән.
“берлин әтигәнлик почтиси” гезитидә 24-апрел елан қилинған “AFD Сиясәтчи кираһ: әлвәттә, мән бейҗиңда болған идим” намлиқ хәвәргә асасланғанда, бу адәм уйғурлар учраватқан зулумларға һеч қизиқмайдиған, хитайни даим ашкара қоллайдиған бир киши икән. У өзиниң иҗтимаий таратқулирида “шинҗаңда ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрниң барлиқиға мән ишәнмәймән” дәп язған икән. У йәнә хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини вә тибәтниң ишғал қилинғанлиқиниң хатирә күнлирини ашкара тәбриклигән шәхс икән. Кираһ йәнә хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң германийәдики тәшәббусчиси вә хуавейниң қоллиғучиси икән. Қол астидики җйән. Г исимлик хитай қолға елинғандин кейин, максимилиян кираһ германийә ахбарат васитилириниң қизиқ темисиға айлинип қалған.
Диққәткә сазавәр нуқта шуки, хитайниң германийә вә явропа иттипақидики җасуслуқ һәрикәтлириниң барғансери әвҗ елиши явропадики уйғурларғиму тәһдитләр шәкилләндүрмәктә икән. “дуня” гезити 24-апрел елан қилған “явропа сайлими: германийәдә җасуслуқ гумани, хитайниң мәхпий һәрикәтлири явропа иттипақиғиму сиңип кирәмду?” намлиқ син филимида баян қилишичә, германийәдики уйғурларму хитай җасуслириниң тәһдитигә йолуқмақтикән вә мәркизи германийәниң мюнхен шәһиридә болған д у қ илгири хитай җасуслириниң һуҗум нишаниға айланған икән. Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммидиниң билдүрүшичә, д у қ қурулған 2004-йилидин буян хитай җасуслириниң түрлүк паракәндичиликлиригә учрап кәлмәктә икән.
Дәрвәқә, 2011-йили мюнхен шәһиридә д у қ һәққидә ахбарат топлашқа селинған бир хитай, бир шивә, икки уйғурни өз ичигә алған 4 нәпәр хитай җасуси қолға елинған иди. “германийә долқунлири радийоси” 24-апрел елан қилған “хитай вә русийәниң германийәдики җасуслуқ һәрикәтлири раваҗланмақта” намлиқ хәвәрдиму әйса имин исимлик корладин келип германийәдә сиясий панаһлиқ тилигән бир уйғурниң җасуслуққа мәҗбурлиниш вәқәлирини баян қилип өткән. Германийәдики вәзийәт анализчиси әнвәр әхмәт әпәндиниң қаришичә, хитайниң җасуслуқ һәрикәтлиригә даир мәсилиләр уйғурлар мәсилисиниму күнтәртипкә кәлтүрүватқан болуп, бу нөвәттә германийәдики әң қизиқ темиларға айланмақтикән.
Германийә баш министири олаф шолизниң алдинқи һәптә елип барған нәтиҗисиз хитай зияритидин кейинла, германийәдә хитайға ишлигән 4 нәпәр җасусниң қолға елинғанлиқиниң елан қилиниши вә бу мәсилигә германийәниң ташқий ишлар министирини өз ичигә алған дөләт әрбаблириниң җиддий инкас билдүрүши, хитай тәрәпни хелила биарам қилған. Германийәниң ички ишлар министири нәнсий файзер мундақ дегән: “бу җасуслуқ қилмиши интайин еғир вәқәдур. Әгәр хитай җасуслириниң явропа парламентида җасуслуқ қилғанлиқи испатланса, бу хитайниң явропаниң демократийәсигә қилған бир һуҗуми һесаблиниду”.
Хитайниң германийәдики баш әлчиханиси 24-апрел хитайниң зувани болған шинхуа агентлиқида инкас қайтуруп, “биз германийәниң бизни җасуслуқ билән әйибләштин пайдилинип, хитайни контрол қилиш вә хитайниң сиясий образини булғашни тохтитишни тәләп қилимиз” дегән. Д у қ хадимлиридин турғунҗан алавудин әпәндиму бу һәқтә өз қарашлирини ипадә қилип өтти.
Хәвәрләрдә илгири сүрүлүшичә, хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқи әслидики хитай компартийәси мәркизий комитети тәкшүрүш бөлүми, хитай җ х министирлиқиниң қармиқидики сиясий қоғдаш бөлүми вә хитай компартийәси бирликсәп бөлүминиң бир қисим хадимлирини сәпләш арқилиқ вуҗудқа кәлгән болуп, 1983-йили рәсмий йосунда хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқи дегән нам билән қурулған икән. Униң һазир 110 миңдәк кәспий хадими бар икән. Униң ғәйрий рәсмий хизмәтчилирини қошқанда, 250 миңдин артуқ хитай җасуси дөләт ичи-сиртида өзлириниң диктатор һакимийити үчүн җасуслуқ хизмити билән шуғулланмақта икән.
“дуня” гезитиниң 24-апрел елан қилған “явропа сайлими вә германийәдә җасуслуқ гумани: хитайниң мәхпий һәрикәтлири явропа иттипақиғиму сиңип кирәмду?” намлиқ синлиқ хәвәрдә дейилишичә, хитай һакимийити сиясий, иқтисадий, илим-пән, юқири технологийә, әскирий учурлар вә өктичиләргә аит ахбаратларни кәспий җасуслар, хитай ширкәтлири, билим ашурушқа чиққан хитай оқуғучилар вә хаккерлар арқилиқ топлайдикән.