Германийә мәтбуатлири: “уйғурлар мусулманлар тәрипидин инкар қилинди вә ташливетилди”

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2023.01.19
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Германийә мәтбуатлири: “уйғурлар мусулманлар тәрипидин инкар қилинди вә ташливетилди” “дуня мусулман җамәәтлири кеңиши” (The World Muslim Communities Council) ниң 30 кишилик вәкилләр өмикиниң уйғур елидә зиярити җәрянида хатирә сүрәт. 2023-Йили январ, үрүмчи.
Shinjang Kündilik Doklati

“дуня мусулман җамаәтлири кеңиши” ниң уйғур дияридики зиярити германийә мәтбуатлиридиму тәнқидкә учриди.

14 Дөләттин кәлгән “дуня мусулман җамаәтлири кеңиши” гә әза 30 мусулман “өлималири” ниң 1-айниң 8-күнидин башлап уйғур диярида елип барған зиярәтлири вә хитайниң миллий сияситини қоллап қилған сөзлири германийә мәтбуатлириниңму диққитини тартқан вә бу хусуста түрлүк мақалә, хәвәрләр елан қилинғаниди. Булардин диққәтни тартқан бири, германийәдә нәшрдин чиқидиған “франкфурт муназириси” намлиқ күндилик гезиттә 13-январ күни елан қилинған “хитайдики уйғурлар: мусулманлар тәрипидин инкар қилинди вә ташливетилди” намлиқ мақалидур.

Мақалиға муну җүмлә илавә қилинған: “аз дегәндә 1 милйон уйғур хитайниң җаза лагерлириға қамалған, шундақ болушиға қаримай, мусулман өлималири хитайниң қилмишлирини тоғриға чиқарди”.

Мақалә мундақ башлиниду: “хитай 1-айниң 8-күнидин башлап мусулманлар көп санлиқни игиләйдиған 14 дөләттин 30 нәпәр ‛өлима‚ ни уйғурлар ‛шәрқий түркистан‚ дәп атайдиған өлкигә зиярәткә тәклип қилди. Хитай һөкүмәт таратқулириниң мәлуматлирида баян қилинишичә, ‛дуня мусулман җамаәтлири кеңиши‚ ниң бу вәкилләр өмикигә әрәб бирләшмә хәлипиликидики алий рашид ал-нуаими йетәкчилик қилған. Улар уйғурларниң юрти һесабланған шәһәрләрниң хели көп қисмини екскурсийә қилған. ‛дуня мусулман җамаәтлири кеңиши‚ ниң баянатида нуаими хитайниң сөзлирини тәкрарлап, бастурушқа учраватқан уйғурларни ‛шинҗаң өлкисидики терроризмға қарши туруш сияситиниң бир қисми‚ дегән”.

“дуня мусулман җамәәтлири кеңиши” (The World Muslim Communities Council) ниң 30 кишилик вәкилләр өмикиниң уйғур елидә зиярити җәрянида хатирә сүрәт. 2023-Йили январ, үрүмчи.

Мақалида ‛дуня мусулман җамаәтлири кеңиши‚ ниң бу зияритиниң уйғурларниң қаттиқ ғәзипини қозғиғанлиқи әскәртилгән болуп, бу аталмиш “өлималар” ниң зияритиниң хитайниң сахта тәшвиқатлириға дәсмайә болуп бәргәнлики тилға елинған. Мақалиниң “ғәрб дөләтлири уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисида сөзләшмәктә” намлиқ бөликидә, америка башлиқ бирқисим ғәрб әллириниң хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумлирини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп етирап қилғанлиқи, әмма мутләқ көп қисим мусулман дөләтлириниң хитайниң бу зораванлиқлириға изчил көз юмуп яки уни инкар қилип келиватқанлиқи, уларниң хитай һакимийитини қоллишидики асаслиқ сәвәбниң хитай билән болған қоюқ иқтисадий мунасивәтниң мәһсули икәнлики изһар қилинған.

Мақалида д у қ рәиси долқун әйса әпәндиму зиярәт обйекти қилинған болуп, униң бу һәқтики ипадилиригиму орун берилгән. Мақалида мундақ баян қилиду: “д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди тәһрирлиримизгә ‛түркийә билән хитай оттурисидиму зич бир иқтисадий һәмкарлиқ бар. Буниң үчүнму әнқәрә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болушни ойлашмақта‚ дегәнләрни тилға алди”.

9-январдин башлап д у қ ни өз ичигә алған муһаҗирәттики көплигән уйғур тәшкилатлири “дуня мусулман җама´әтлири кеңиши” ниң шәрқий түркистандики зияритини әйибләп баянатлар елан қилғаниди. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бүгүн, 17-январ бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, мусулманлар дунясида сиясий, иқтисадий яки иҗтимаий җәһәттин һечбир орни болмиған бу тәшкилатниң шәрқий түркистан зияритиниң мусулманлар алимигә тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини, уйғур ирқий қирғинчилиқиға чапан япалмайдиғанлиқини тилға алди.

“франкфурт муназириси” гезити мәзкур мақалини елан қилиштин илгири, германийәдики бирқисим чоң мусулман тәшкилатлирини зиярәт қилип, уларниң ‛уйғур ирқий қирғинчилиқи‚ мәсилисигә қарита позитсийәлирини сориған. Бирақ мәйли “диянәт ишлири түрк ислам бирлики” болсун, мәйли “миллий гөрүш” болсун яки “ислам мәдәнийәт мәркизи җәмийити” болсун, һечбир тәшкилат уларниң соаллириға җаваб бәрмигән. Мақалиниң “германийәдики мусулманлар җәмийәтлириму уйғурлар мәсилисигә изчил сүкүт қилмақта” намлиқ бөликидә, уларниңму уйғур ирқий қирғинчилиқиға көз юмуватқанлиқи тәкитләнгән.

Германийәдики уйғур диний затлиридин турғунҗан алавуден әпәнди бу хусуста тохталғанда, “дуня мусулман җамаәтлири кеңиши” ниң “шәрқий түркистандики зияритиниң хитайниң көз боямчилиқидин ибарәт болғанлиқи” ни дуняниң билип йәткәнликини, ялғуз германийәдила әмәс, пүтүн дуня миқясида уларниң түрлүк әйибләшләргә дуч келиватқанлиқини ипадә қилди.

“хитайдики уйғурлар: мусулманлар тәрипидин инкар қилинди вә ташливетилди” намлиқ мақалида йәнә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң 2023-йиллиқ доклатида 1 милйондин артуқ уйғурниң җаза лагерлириға қамилип инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқниң қурбаниға айлиниватқанлиқини оттуриға қойғанлиқи, д у қ рәисиниң аз дегәндә 3 милйон уйғурниң җаза лагерлириға қамалғанлиқини тилға алғанлиқи, “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” ниң миңлиған уйғур тутқунниң сүрәтлирини ашкарилиғанлиқи һәмдә бу һөҗҗәтләрдә “қачқанларни етип ташлаш” буйруқниңму йәр алғанлиқи, җаза лагерлиридики уйғурларниң қийин-қистақ, җинсий зораванлиқ, туғут чәкләш оператсийәси вә мәҗбурий әмгәккә дуч келип хорлиниватқанлиқи шәрһләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.