Германийә ташқи ишлар министири анналина байербокниң хитай зияритидә уйғур мәсилисини тилға елиши алқишқа еришти
2023.04.15
Германийә ташқи ишлар министири анналина байербок ( Annalena Baerbock ) 12- апрел күни хитайдики 3 күнлүк рәсмий зияритини башлиған. Униң бу зиярити дәл фирансийә президенти макрон хитайда зиярәттә зиярәттә болғанда мухбирларға қилған сөзидә “явропа америкаға болған беқиндилиқини азайтип, америка билән хитайниң тәйвән тәйвән мәсилисидики тоқунушиға кирип қелиштин сақлиниши керәк” дегән сөзни қилип узун өтмәйла йүз бәргән болғачқа күчлүк диққәт қозғиди.
Һалбуки, германийә ташқи ишлар министири анналина баербок ханим хитайдики зиярити мәзгилидә тәйвән мәсилисидә хитайни қаттиқ агаһландурупла қалмай, бәлки макронниң әксичә кишилик һоқуқ мәсилиси үстидә тохталған. У һәтта биваситә һалда уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитини тилға алған.
Германийә хәвәрлири торидин мәлум болушичә, анналина ханим хитайдики зияритиниң иккинчи күнидә йәни 14- апрел күни хитай ташқи ишлар министири чин гаң билән өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида хитайниң кишилик һоқуқ хатириси һәққидә сөз ачқанда кәскин қилип: “ хитайдики пуқраларниң җәмийәткә арилишиш даириси барғансери тарийиватиду, кишилик һоқуқи аҗизлап меңиватиду. Уйғурларға нисбәтән буниң немидин дерәк беридиғанлиқи кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң доклатида еқи ақ, қариси қара һалда наһайити ениқ йезилған” дегән.
Анналина ханимниң сөзлиригә хитай ташқи ишлар министири чин гаң рәддийә бәргән. У, уйғур елиниң мәсилисиниң “кишилик һоқуқ мәсилиси әмәс, бәлки зораванлиққа, террорлуққа вә бөлгүнчиликкә қарши туруш мәсилиси” икәнликини илгири сүргән вә “бүгүнки күндә, шинҗаңда иҗтимаий вәзийәт муқим, иқтисади гүлләнгән, милләтләр иттипақлашқан болуп, хәлқ тинчлиқ вә бәхт ичидә яшайду” дегән.
Чен гаң йәнә, хитайдики кишилик һоқуқниң чекиниватқанлиқи һәққидики сөзгә болса, “ һәр бир дөләтниң өзигә хас әһвали, мәдәнийәт вә тарихи арқа көрүнүши барлиқини нәзәрдә тутқанда дуняда кишилик һоқуқ мәсилидә бирдәк өлчәм йоқлиғини” илгири сүргән.
Һалбуки, германийә ташқи ишлар министири баербок буниңға рәддийә берип, дуняда кишилик һоқуқниң “ортақ өлчими” барлиқини оттуриға қойған вә униңға б д т низамнамиси вә б д т кишилик һоқуқ әһдинамисини әслитип, б д т ға әза дөләтләрниң бу әһдинамиләргә қол қойғанлиқини тәкитлигән.
Германийә ташқи ишлар министири анналина баербокниң хитайдики зиярити мәзгилдә кишилик һоқуқ мәсилисидә кәскин позитсийәсини намаян қилиши чәтәлләрдики уйғурларниң алқишиға еришти. Дуня уйғур қурултийи бу һәқтә мәхсус баянат елан қилди. Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса радийомизға қилған сөзидә “германийә ташқи ишлар министириниң уйғурлар мәсилисини биваситә тилға елиши бизгә үмид беридиған әһвал”, деди.
У сөзидә мундақ деди: “ баербокниң уйғур мәсилисини тилға елиши бизни үмидләндүрди. Чүнки алдинқи һәптила фирансийә президенти макрон хитайға берип кишилик мәсилисини пүтүнләй нәзәрдин сақит қилған һәмдә хитайға ялвурған позитсийәдә болғаниди. Бу бизни қаттиқ үмидсизләндүргән. Бирақ явропа иттипақидики муһим ғол дөләт германийә болса хитайға очуқ ипадидә болуши интайин муһим әһмийәткә игә. Демәк, уйғур мәсилисидин хитай һөкүмитиниң атлап өтүп кетәлмәйдиғанлиқини, кишилик һоқуқтин ибарәт қиммәт қарашта чиң турған дөләтләрниң йәнила хитайға бесим қилидиғанлиқиниң ипадиси”.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, германийә ташқи ишлар министири анналина ханим бейҗиңға меңиштин илгирики сөзлиридиму хитайниң тәйвән вә украина мәсилисидики позитсийәсигә қаттиқ сөзләрни қилғаниди. Бирақ шундақ болушиға қаримай, у хитай тәрипидин қизғин күтүвелинған. У 14- апрел хитай ташқи ишлар министири чин гаң билән көрүшкәндин кейин, шу йәр вақти чүштин кейин әмәл җәһәттә өзидин юқири орунда туридиған хитай муавин баш министири хән җиң биләнму көрүшкән. 15- Апрел күни шәнбә күни у йәнә хитайниң ташқи ишлар бойичә әң юқири әмәлдари, йәни, хитай компартийәси мәркизий комитети ташқи ишлар ишханисиниң мудири ваң йи биләнму көрүшидикән.
Германийә хәвәрләр тори бу һәқтики хәвиридә, анналина ханимниң буниңға қаримай хитайға тәнқидий позитсийәдә болуштин ваз кәчмигәнликини алаһидә тилға алған.
Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса болса буни һазирқи германийә һөкүмитиниң вәзипигә олтуруштин аввалқи тәйярлиған протоколиға садиқ болғанлиқиниң ипадиси, дәп баһалиди. У мундақ деди:
“ хитай һөкүмити һәрхил усуллар билән ғәрб демократийәси вә явропа иттипақини парчилашқа урунуватқан пәйттә германийәниң бундақ позитсийәдә болуши интайин муһим. Бу йеңи һөкүмәтниң протоколида уйғур кишилик һоқуқи мәсилисиниму муһим күн тәртиплириниң бири қилип бекиткән. Мана бу, бу һөкүмәтниң бу протоколға садиқ қалғанлиқини көрситип бериду. Биз германийә һөкүмитидин бундин кейин уйғур мәсилидә йәниму актип болуп, уйғурларға мунасивәтлик қанунларни чиқиришини, америкаға охшаш бу зулумни ирқий қирғинчилиқ дәп тонушини тәләп қилимиз”.
Германийә ташқи ишлар министири анналина ханим йәнә, тәйвән мәсилисидиму макронниң әксичә интайин кәскин сөз қилған болуп, у хитайни тәйвән арилидики һәрбий паалийәтлирини тохтитишқа чақирған. У сөзидә германийә билән явропа иттипақиниң бу мәсилидики мәйданиниң бирдәкликини тәкитләп: “ тәйвәнниң һазирқи һалитиниң бир тәрәплик болупму зораванлиқ васитиси билән өзгәртилиши биз явропалиқлар үчүн қобул қилғусиз” дегән вә бу районда йүз бәргүси һәрқандақ урушниң дуня үчүн “апәт характерлик ақивити” болидиғанлиқини агаһландурған.
Анналина ханим хитайни украинаға таҗавуз қилған русийәни әйибләшкә вә уни бу урушни тохтитиш роли ойнашқа дәвәт қилған.
Анналина ханимниң бу қетимлиқ зияритидики кәскин позитсийәлири хәлқаралиқ ахбаратларниңму алқишиға еришкән болуп, улар буниң фирансийә президенти макрон билән селиштурма болғанлиқини дейишмәктә.
Германийәдики меркартис хитай тәтқиқатлири институтиниң тәтқиқатчиси барбара понгратезниң бизгә дейишичә, германийә һазир йеңи дәврдики хитайға яриша хитай сиясити турғузуп чиқишқа тиришмақтикән. У елхетидә мундақ дегән: “ германийә һөкүмити һазир өзиниң хитай һәққидики тунҗи истратегийәсини түзүп чиқмақчи. У сәл кечиккән болсиму һазирқи хитайниң йәр шаридики йеңи роли вә униң германийә вә явропаға көрситидиған тәсирини әтраплиқ баһалаш үстидә издиниватиду. Русийәниң украинаға таҗавуз қилишиниң түрткисидә, германийә мәйли иқтисадий, техника яки тәтқиқат һәмкарлиқи болсун һәр җәһәттә хитай сиясәтлирини көздин кәчүрүшкә башлиди. явропа комитети 2019-йили истратегийәлик пиланини елан қилғандин буян, явропа иттипақиниңму хитайға қаратқан сиясити өзгәрди. Улар хитайни тунҗи қетим системилиқ риқабәтчи, дәп атиди”.
Барбара ханим сөзидә йәнә, һазирчә германийәниң хитайға қаритидиған сияситидә түптин өзгириш болиду, дәп қариғили болмисиму әмма илгирикигә қариғанда көпрәк тәнқидий һаләткә өткәнликини қәйт қилған.