Германийәдә иккинчи әвлад яшларниң паалийити күчәймәктә
2023.10.09
Йеқиндин бери германийәниң мюнхен, франкфорт вә берлин қатарлиқ чоң шәһәрлиридә бир түркүм яшлар һәр хил шәкилдә паалийәт елип берип, шәрқий түркистанниң нөвәттики вәзийити вә уйғур ирқий қирғинчилиқини герман хәлқигә тонуштурмақта. Шуниң билән бирликтә, улар иҗтимаий түрлүк таратқулар вә ютуб қанилида инглиз вә герман тилида йеңичә түстики тәшвиқатларни елип берип, авам арисида зор тәсир қозғимақта. Игилишимизчә, германийәдики бу уйғур яшлири хитайниң дөләт байрими күни уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ “шәйн” ширкитиниң франкфорттики мәркизи алдида намайиш өткүзүп, франкфорттики қайнақ рәстини ләрзигә салған, шундақла герман хәлқиниң диққитини қозғиған.
Германийәдә туғулуп чоң болған иккинчи әвлад уйғур яшлириниң көпинчиси вәтәндә туғулмиған яки һаятида вәтәнгә берип бақмиған яшлар болуп, улар пәқәтла ата-анилириниң муһаҗирәттики һаятидин йирақтики ана вәтининиң қийин әһвалини аңлап чоң болғанлардур. Уларниң бүгүнки күндә өзлириниң яшлиқ енергийәси, тил әвзәллики вә ғәрб мәдәнийитини пишшиқ билиштәк алаһидилики билән чоңларға охшимиған шәкилдә өз миллити үчүн оттуриға чиқиши, һәр саһәниң диққитини қозғимақта.
Бу мунасивәт билән биз һазир страсбургдики явропа парламентида өгиниш вә практикида болуватқан уйғур яшлиридин әсма вә аминәни зиярәт қилдуқ. Әсма өзлириниң елип бериватқан паалийәтлири тоғрилиқ бизгә қисқичә мәлумат берип өтти.
Зияритимизни қобул қилған аминә өзлириниң немә сәвәбтин бу паалийәтни елип бериватқанлиқини вә буниңға тәсир қилған амиллар һәққидә өз қарашлирини баян қилип өтти.
Бу уйғур яшлар йеқинда германийәниң франкфорт, мйонхен қатарлиқ шәһәрлиридә қоллирида шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқини көтүрүвелип, йәрлик германлардин “бу байрақни тонумсиз?”, “уйғурларни биләмсиз?” дегәндәк соалларни сорап, хатирә қалдурған. Улар кочиларда башқилардин соал сорап ишлигән қисқа син филимлири тик-ток вә инистаграмда кәң тарқатқан. Уларниң тик-токқа чиқарған бу һәқтики син филимини қисқиғинә икки күн ичидә 120 миңдин артуқ адәм көргән; инистаграмда көргәнләр 91 миңдин ешип кәткән. Әсма бизгә бу тоғрилиқ тәпсилий мәлумат берип өтти.
Бу яшлар гурупписида уйғур яшлиридин башқа йәнә түрк, курт вә йәрлик герман яшлириму бар болуп, яшларниң бу гурупписини қурғучилардин бири сила ноян исимлик яш икән. Уму зияритимизни қобул қилип, өз тәсиратини биз билән ортақлашти.
Зияритимиз җәрянида аминә билән әсма йәнә өзлири германийәдә туғулуп чоң болған болсиму, әмма ана тилиниң өзлири үчүн нә қәдәр муһимлиқини барғансери һес қиливатқанлиқини билдүрди. Улар вәтәндики уруқ-туғқанлириниңму җаза лагерлирида икәнликини ейтип өтти.
Улар, чәт әлләрдики биринчи әвлад уйғурлар билән иккинчи әвлад яшлар, йәни чоңлар билән өзлири оттурисидики пәрқ һәм чүшинишмәсликләр һәққидиму пикир баян қилди. Улар йәнә явропада чоң болған иккинчи әвлад уйғур яшлириниң пикир-хияллири, миллий дәвадики өзгичә қарашлири, шундақла уларниң чоңлардин күтидиған үмидлириниму баян қилип өтти.
Әсманиң билдүрүшичә, германийәдә 2022-йили қурулған уйғур яшлириниң бу гурупписи, һәрқайсий университет вә кәспий мәктәпләрдә оқуватқан пәрқлиқ милләтләрниң яшлиридин тәшкилләнгән икән. Бу гуруппа хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан қирғинчилиқлирини аңлитиш, уйғур мәдәнийити вә тарихини өзлири яшаватқан дөләтләрдики йәрлик хәлқләргә тонутуш, шундақла техиму көп һәр хил милләт яшлирини уйғурларниң сепигә қошушни мәқсәт қилған икән.
Мәзкур яшлар гурупписи һазирғичә сәһниләрдә тиятир ойнаш, уйғур ирқий қирғинчилиқини сәнәт шәкли арқилиқ аңлитиш, намайиш өткүзүш, яшларға лексийә вә доклат бериш, қисқа филимларни ишләп торларда тарқитиш қатарлиқ паалийәтләрни елип барған. Улар германийәдин башқа йәнә австрийә вә шиветсарийәдиму бәзи паалийәтләрни елип беришни пиланлимақта икән.