Елмар брок: “меркилниң диктаторни бир тәрәп қилиш үчүн қолланған чариси садда, зәип вә сәлқараш характеригә игә”
2021.07.13
Германийәдә нәшрдин чиқидиған “сүрәтләр” гезити 12-июл күни “C D U ниң кона әскири меркилниң хитай сияситигә баһа бәрди” намлиқ бир зиярәт хатирисини елан қилди. Буниңда қанчә он йилдин буян явропа иттипақиниң ташқи сиясәт комитетини башқуруп кәлгән, йәнә он йиллардин буян германийә баш министири анҗила меркилниң ташқи сиясәт мәслиһәтчи болуп хизмәт қилған 74 яшлиқ мәшһур дипломат елмар брок зиярәт қилинғаниди.
Мәзкур зиярәт хитайниң германийәниң санлиқ мәлуматлирини, ген учурлирини оғрилаш қилмишлири, клаус. Л ниң хитайға җасуслуқ қилиши, американиң хитайға қарита барғансери күчлүк җаза тәдбирлирини йолға қоюши қатарлиқ ахбарат вастилирида қизиқ нуқта болуватқан темилар асасида елип берилғаниди. явропа иттипақи вә германийә хитай сияситини җиддий өзгәртиватқан, уйғурлар вә хоңкоң мәсилиси сәвәблик ғәрбтә хитайға қарита җаза тәдбирлирини күчәйтиш чуқанлири әвҗ еливатқан бир заманда елан қилинған бу зиярәт хатириси кишиләрниң күчлүк диққитини җәлп қилған.
Әсәрдә ғәрбниң “хитайни демократийәгә йүзләндүрүш үчүн иқтисадий һәмкарлиқни давамлаштуруп, сиясий җәһәттин тәсир көрситиш керәк” дәйдиған хата қарашлириниң аллиқачан суға чилашқанлиқи илгири сүрүлгән болуп, әсәр: “бирюссел үчүн өзи мустәбит һакимийәт бейҗиң билән сөһбәт өткүзүшкә мәҗбур болған елмар брок, анҗила меркил вә явропа иттипақиниң хитай сияситиниң мәғлуп болғанлиқини җакарлиди” дегән җүмлә билән башланған.
Елмар брок бир қатар кәскин ибариләр билән германийә баш министири анҗила меркил вә явропа иттипақиниң мәвҗут хитай сияситини тәнқид қилиду. У мунуларни дәйду: “меркилниң хитайдин ибарәт бу диктаторни бир тәрәп қилиш үчүн қолланған чариси садда, зәип вә сәлқараш характеригә игә”. “һәмкарлишиш арқилиқ йеқинлаштуруш, дәйдиған сиясәткә ишәнгүчиләр пүтүнләй мәғлуп болди, һәмкарлиқ арқилиқ өзгәртиш хитай коммунистик партийәси үчүн керәккә кәлмиди”. “мән баш министирниң хитай сияситини һеч чүшәнмидим, хитайға тутқан саддилиқ асасидики позитсийәси, нийити вә чарилириниму”. “хитай болса биз үчүн арилиқ сақлайдиған әң зор хәтәрдур. Иқтисад, ташқи бихәтәрлик вә ғәрб демократийәси үчүнму шундақ”. “хитайниң ташқи вә бихәтәрлик сияситидә омумий уқуми бар: сода, һәрбий һазирлиқ, дөләт мудапиәси, җасуслуқ қилиш, санлиқ мәлуматларни һәм патентни оғрилаш, мәбләғ селиш, иҗтимаий вә сода низамлириға бузғунчилиқ қилиш, йипәк йоли қурулуши, бейҗиң үчүн буларниң һәммиси бир гәвдә. Биз хитайға қарши буларниң һәммисигә айрим муамилә қилишимиз һәмдә хитай билән болған содини бикар қилалайдиғанлиқимизға ишинишимиз лазим”.
Елмар брок ғәрб билән хитай оттурисидики сода тәңпуңсизлиқи үстидә тохтилип мундақ дәйду: “пүтүнләй сәл қараш сәвәбидин хитайға қойған әң әқәллий тәләплиримизму һазирға қәдәр әмәлгә ашмиди: у болсиму баравәрлик асасидики әркин базар риқабити. Әгәр хитайдики герман вә явропа ширкәтлири өз ширкәтлиридә давамлиқ көп санлиқни игилийәлмисә, даим хитайларни һәмраһлиққа қошувелишқа мәҗбурланса, у һалда буни мутләқ мәни қилиш керәк. Заказ тохтамлириму баравәрлик асасида болуши лазим. Истратегийәлик муһим ишларға кәлгәндә, системилиқ сода вә сетишни чәкләш тәдбирлирини йолға қоюшимиз зөрүр”. “биз шу тапта, 10 йил ичидә бирла дуняви күч болғуси хитайниң қәд көтүрүшини халамдуқ яки германийә вә явропа иттипақи сүпитидә америка билән һәмкарлишип хитайға қарши өзимизниң мәнпәәтини дуняда үстүнлүккә игә қилишни халамдуқ? мана буниң үчүн һазир дәрһал қарар беришимиз керәк”.
Германийәдики уйғур зиялийси ғәюр қурбан әпәнди бу һәқтә тохталғанда, германийәниң хитай сияситидә хели бурунла өзгиришләрниң вуҗудқа чиққанлиқини тилға алди. Уйғур зиялийси әнвәр әһмәт әпәндиму бу хусуста қарашлирини ипадә қилип өтти
“C D U ниң кона әскири меркилниң хитай сияситигә баһа бәрди” намлиқ әсәрдә баян қилинишичә, явропа иттипақиниң мәшһур дипломати елмар брок баш министир меркил билән фирансийә президенти макронниң алдинқи һәптә ши җинпиң билән айрим көрүшкәнликидин нарази болиду, шундақла нөвәттики германийә вә явропа иттипақиниң хитай сияситини җиддий ислаһ қилиш зөрүрлүки һәққидә тохтилип йәнә мундақ дәйду: “биз явропа иттипақи хитайға қарши бир гәвдә сүпитидә һәрикәт қилишимиз лазимлиқини етирап қилишимиз керәк. явропа комиссийониниң рәиси немә қиливатиду? униң вәзиписи сода гуруппилири үчүн хатирҗәм ташқи сиясәт муһити һазирлаштур”.
Елмар брок германийә вә явропа иттипақиниң хитай сиясити ислаһ қилинмиған тәқдирдә, алдимиздики 10 йилда яман ақивәтләрниң пәйда болидиғанлиқини әскәртип, сөзини муну җүмлә билән хуласиләйду: “берлин вә бирюсселниң нөвәттики хитай сиясити билән биз бу урушта мәғлуп болимиз”.
Ахбарат васитилиридики учурлардин мәлум болушичә, йеқинда германийә баш министири анҗила меркил америкиға берип президент җов байден билән учурушуш өткүзидикән. Бу учришиш меркилниң хитай сияситидә зор бурулуш һасил қилиши мумкин икән.