Германийә ширкәтлири үчүн уйғур мәсилисигә давамлиқ сәл қарашниң имканийәт даириси тараймақтикән

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.10.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Германийә ширкәтлири үчүн уйғур мәсилисигә давамлиқ сәл қарашниң имканийәт даириси тараймақтикән Волкисваген гуруһиниң баш иҗраийә әмәлдари стефан волленштейн(Stephan Wollenstein) шаңхәй машина көргәзмисидә ID 6 маркилиқ машинисини тонуштурмақта. 2021-Йили 19-апрел, шаңхәй.
AP

Узундин буян хитай базириға тайинип қалған германийә ширкәтлири, хитайниң барғансери күчийиватқан мустәбит сиясий түзүлмиси вә чәт әл ширкәтлирини тизгинләшкә урунушидәк бесими сәвәблик йеңи йол тепишқа, хитай билән болған сода һәмкарлиқидики бир мәзгиллик шериклик мунасивитини ахирлаштурушқа мәҗбур болмақтикән.

26-Өктәбир “сиясәт” күндилик гезитидә германийә ширкәтлири дуч келиватқан бу мәсилә һәққидә тони интайин күчлүк бир парчә мақалә елан қилинди. Мақалә “берлинға нисбәтән ейитқанда, бейҗиңниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә бипәрва қараш барғансери қейинға тохтимақта” дегән кириш сөз билән башланған иди. Мақалидә, нөвәттә германийә ширкәтлири хитайда йолуқиватқан сиясий чәклимә вә тәқип, уйғур қатарлиқ милләтләр үстидин йүргүзүливатқан инсанийәткә қарши җинайәтләргә сәл қараш түпәйли пәйда болуватқан иҗтимаий һәм әхлақий бесим, ғәрб қиммәт қариши дуч келиватқан тәһдитләргә тақабил туруш еһтияҗи қатарлиқ обийектип амилларниң германийәни хитай сияситини өзгәртишкә мәҗбурлаватқанлиқи, германийә үчүн буниңдин башқа бир таллашниң истиқбали йоқлиқи илгири сүрүлгән.

Мақалидә баян қилишичә, дунядики икки чоң аптомобил вә машинасазлиқ санаити горуһи болған волкисваген вә зименис гәрчә хитай билән болған сода һәмкарлиқи арқилиқ йиллардин буян германийә иқтисадиниң тәрәққият сиҗиллиқиға капаләтлик қилип кәлгән болсиму, әмма бу сода һәмкарлиқиниң алтун дәври әмди ахирлашқан. Ши җинпиңниң нөвәттә чәт әл ширкәтлирини тизгинләш, назарәт қилиш түзүлмисиниң күчийиши, униң қошна әлләргә шәкилләндүриватқан тәһдитлири, ишғали астидики милләтләргә селиватқан зулумлири, хитайда германийәниң санаәт мәһсулатлириға қарита еһтияҗниң төвәнлиши, хитайдики уйғур қатарлиқ милләтләр үстидин елип бериливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң хәлқаралиқ бир мәсилигә айлинип барғансери күчлүк бесим шәкилләндүриши қатарлиқ амиллар, бу ширкәтләрниң хитайдики ширин чүшлирини бәрбат қилип ташлимақтикән. Үрүмчидә тармақ завути болған волксваген машина ширкити болса “уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ” дегән шикайәт сәвәблик федирал һөкүмәтниң тәкшүриүшини қобул қилишқа мәҗбур болған.

“германийә сода-санаәтчиләр бирләшмиси” ниң мәсули сигферд русвурм германийә ширкәтлириниң хитайдики тәқдири вә хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисида тохталғанда, гоя у санаәт лидери сүпитидә әмәс, бәлки хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бир хадими кәби сөз қилип: “кишилик һоқуқ дөләтниң ичкий иши әмәс” дегән һәмдә ширкәтләрни хитайдин үмид күтмәй, өзлири баш болуп “хәлқаралиқ мәҗбурийәтлирини ада қилишниң қизил сизиқини сизиши лазим” лиқини тәкитлигән.

“германийә сода-санаәтчиләр бирләшмиси” йеқинда елан қилған “мустәбитләр билән һәмкарлашқан чағдики мәсулийәт” намлиқ көрсәтмидә “ширкәтләр пайда яратқандила узун муддәтлик риқабәт күчини сақлап қалалайду. Әгәр биз иқтисадий җәһәттин зәипләшсәк, демократик қиммәт қарашлиримизниму қоғдап қалалмаймиз” дегәнләрни тәкитләш билән биргә, “шундақ болушиға қаримай, бейҗиңниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан бастурушлири, хоңкоңдики демократик һәрикәтниң аяқ асти қилиниши вә австралийәгә охшаш узун муддәтлик һәмраһниң дүшмәнгә айландурулиши, қобул қилиш қейин әһвалдур” дегәнләрни ипадә қилған. Көрсәтмидә йәнә “соғуққанлиқ билән баһалиғанда, хитай билән болған сода һәмкарлиқидики өзгириш әң юқири чәккә йәтти, ‛йәр шариви һәмкарлиққа тайинип базар игиликини тәрәққий қилдуруш вә демократик қурулмини илгири сүрүш‚ дегән арзулиримиз әмәлгә ашмиди” дейиш арқилиқ, хитай билән болған һәмкарлиқниң көзлигән мәқсәдкә йитәлмигәнлики, “сода һәмкарлиқиға тайинип туруп хитайни демократийәгә йетәкләш” тин ибарәт меркил тәшәббус қилған бу ширин хиялдин ваз кечишниң замани кәлгәнлики тәкитләнгән.

Германийәдики уйғур зиялийси ғәюр қурбан әпәнди бу һәқтә тохталғанда, анҗила меркилниң вәзиписиниң ахирлишиши билән германийәдики партийәләрниң башқичә бир хитай сиясити үстидә издиниватқанлиқини вә буниңдики сәвәбләрни баян қилип өтти.

Мақалидә тилға елишичә, германийә хитай вә русийәгә охшаш мустәбит дөләтләр билән сода һәмкарлиқини узун йил давамлаштуруп кәлгән бир дөләт болуп, бүгүнгә кәлгәндә, хитай германийәниң муһим машинисазлиқ техникилирини қолға чүшүрүп болған. Әмди германийәгә бурунқидәк еһтияҗиму қалмиған. Зөрүр тепилса германийә ширкәтлирини сиқип чиқириветәләйдиған һалға йәткән. Мәеркилниң хитайға болған юмшақ қоллуқ сияситиниң ақивети күнсери қараңғулашқан. Бу сәвәбтин 9-айдики сайламда ғәлибә қилған германийәдики йешиллар партийәси вә әркин демократлар партийәси һакимийәтни қолиға елиш алдида турған сотсиял демократлар партийәси билән бирлишип, техиму кәскин болған “йеңи хитай сиясити” ни бәрпа қилиш, қиммәт қарашлири өзлири билән охшаш болған америка билән техиму илгириләп һәмкарлишиш тәшәббусида болған.

Германийәдики уйғур зиялийси миеһрибан ханим бу һәқтә тохталғанда, германийәдә анҗела меркил бәрпа қилған кона хитай сияситиниң гөри қезилишқа башлиғанлиқини, йеңи һөкүмәтниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилишини үмид қиливатқанлиқини тилға алди.

Мәлум болғинидәк, уйғурлар учраватқан дәпсәндичиликләр мәсилисидә америка, әнгилийә, канада, белгийә, голландийә, чехийә қатарлиқ дөләтләр “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилған болсиму, германийә пәқәт “инсанийәткә қарши җинайәт” даирисидә чәклинип қалған иди. явропадики әң күчлүк дөләт болған германийә, франсийә, италийә қатарлиқларниң хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиқлири сәвәблик “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ға кәскин муамилидә болалмайватқанлиқи явропадики башқа дөләтләргә тәсир көрситиш билән биргә, уйғурларни өз ичигә алған кишилик һоқуқ органлириниң күчлүк тәнқидигә учримақта. Гәрчә бу дөләтләр алдинқи һәптиләр б д т да елан қилинған хитайниң җаза лагерлириға қарши ортақ баянатқа имза қойған 43 дөләтниң ичидә болсиму.

Нөвәттә хитайда германийәниң 5 миңдин артуқ ширкәтлири һәр хил тиҗарәт билән шуғулланмақтикән. Бу ширкәтләрниң бир қисми хитайниң техника өтүнүп беришкә қистиши, хитайниң техника оғрилиши, санлиқ мәлуматларни мәлум қилишқа мәҗбурлиши, үзлүксиз назарәт қилишқа вә түрлүк чәклимиләргә йолуқуши сәвәблик хитайдики тиҗарәтлиригә хатимә беришниң йоллирини издимәктә икән. Ши җинпиңниң йеқиндин буян “ортақ бейиш” шуари астида хусусийлар игидарчилиқидики ширкәтләрни қамал қилиши, ахбаратларни тизгинләшни күчәйтиши, дөләтниң күнсери бекинмә һаләткә қарап илгирилиши вә мустәбитлик патқиқиға барғансири чуңқур чөкүши, “универсал хитай һерисмәнлики” гә гириптар болған германийә ширкәтләридә әндишә пәйда қилмақта икән. Ширкәтләр буниң даваси үстидә җиддий издәнмәктә икән. “германийә сода-санаәтчиләр бирләшмиси” болса германийә ширкәтлириниң хитай билән болған сода һәмкарлиқиға мәдәт бериш уяқта турсун, әксичә бу һәқтә агаһландуруш сигнали чалмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.