Германийәлик сәйяһ кристоф реһагниң уйғур дияридики пиядә саяһити (3)
2023.02.01

Кирстоф реһаг: “хитай һөкүмитигә садақәт билән хизмәт қиливатқан уйғурларниму көрдүм”
Германийәлик сәйяһ кристоф реһаг (Chiristoph Rehage) радийомиз билән өткүзгән алдинқи икки қетимлиқ сөһбәттә, 2007-йилидин 2016-йиллири арилиқида бейҗиңдин германийәгә пиядә қайтиш сәпиридә, хитайниң тәшвиқатлириға охшимайдиған уйғурларни көргәнликини чоңқур сеғиниш ичидә әсләп өткән иди.
Сөһбитимизниң бүгүнки қисмида, кристоф реһаг әпәнди уйғур дияридики сәпири җәрянида, хитай һөкүмитини һимайә қилидиған вә бу һөкүмәтниң әмир-пәрманлирини чәксиз садақәт билән орундаватқан йәнә бир түркүм уйғурларниму көргәнликини аңлатти. У йәнә хитай һөкүмити тәрипидин мустәмликә қилинған бу земинда хитай һөкүмитигә садақәт билән ишләйдиған кишиләрниңла яхши күн кәчүридиғанлиқини һес қилип йәткәнликини билдүрди.
Кристоф риһаг әпәнди алди билән өзиниң уйғур дияриға кәлгәндин кейин, бу йәрдики көчмән хитайлар билән йәрлик хәлқләр һәққидики илгирики қарашлирида өзгириш болғанлиқини төвәндикидәк баян қилди:
“мән илгири хитайлар шинҗаңға барғандин кейин уларниң һәммиси дегүдәк өзини наһайити чоң тутиду дәп биләттим. Мениң нәзәримдә улар мустәмликичи милләт болғачқа, уларда өзини юқури орунға қоюдиған вә раһәт яшайдиған кишиләр кәйпият мәвҗут дәп биләттим. Шәхсий тәсәввурумда уйғурларла әмәс, у йәрдики қазақлар вә башқа милләтләрниңму орни төвән, улар раһәтсиз яшайду дәп биләттим. Әмма мән у йәргә барғандин кейин, бу әһвалниң мутләқ ундақ әмәсликиниму һес қилдим. Бир қисим уйғурлар интайин яхши яшайдикән. Улар маңа бу һакимийәт билән һәмкарлиқ орнитивалғандәк, бу һакимийәткә маслишиватқандәк билинди. Мән көргән һөкүмәт кадирлири яки сақчилар болсун, маңа улар бу һакимийәтни интайин қоллайдиғандәк көрүнди.”
У сәпәр җәрянида, сақчилар тәрипидин тәкшүрүшкә йолуққан бир кәчмишини төвәндикидәк һикайә қилди: “бир қетим мән шинҗаңда сақчилар тәрипидин тутувелиндим. Шу чағда бәзи кичик ихтилаплар йүз бәргән иди. Уларға қилған қопал муамиләм сәвәблик улар мени тутқун қилип, бир меһманханиға солап қойди. Мениң барлиқ һөҗҗәт вә нәрсилиримни тәкшүримиз дәп елип кетишти. Мени тәкшүргүчиләрниң бири хитай, йәнә бири уйғур иди. Улар қаримаққа юқури дәриҗилик сақчилардәк қилатти.”
Кристоф реһаг әпәндиниң билдүрүшичә, у дәсләп өзини тәкшүрүшкә кәлгән уйғур сақчини көргәндә уни өзигә ярдәм қилиду, дәп үмид қилған болсиму, әмма әмәлийәттә ишлар пүтүнләй әксичә болған икән.
У мундақ деди: “әйни чағда мән уйғур сақчини көргинимдә, у маңа ярдәм қиларму, һеч болмиса маңа бираз юмшақрақ муамилидә боларму дәп үмидләнгән идим. Мән көңлүмдә бир чәт әллик болуш сүпитим билән уларниң йеригә кәлдим, уларниң һакимийәт системисиниң яхши болмиған бир тәрипи билән учраштим, мән уларниң сақчилириниң чишиға тегип қойдум, шуңа улар мени тутқун қилди, дәп ойлайтим. У уйғур сақчини маңа юмшақрақ вә яхширақ муамилә қилиду, дәп үмид қилған идим. Әмма әмәлийәттә ундақ болмиди! уму башқиларға охшашла қопал вә рәһимсиз иди. Мән шу чағдила, ‛һә ишлар әслидә мундақ икәндә‚ дәп қойдум. Көңлүмдә болса, ‛сән бир уйғур туруқлуқ, шундақ қиламсән?‚ дегән ой кәчкән иди. Бу мениң әйни чағдики көзитишим иди.”
Кристоф реһаг әпәнди өзиниң бир чәт әллик болуш сүпити билән хитайлар тәрипидин бесивелинған бу земинда бу йәрлик кишиләрниң хитай һөкүмитигә болған бу қәдәр садақитидин һәйран қалғанлиқини вә буни қобул қилалмиғанлиқини төвәндикидәк ипадилиди:
“мән бир чәт әллик болуш сүпитим билән бу қилмишларни таза чүшинәлмидим. Мән уларни көргинимдә, ‛сән бу һакимийәтни мушундақ қоллиған вақтиңда, өз миллитиңдин йүз өрүгән болмамсән, шундақму?‚ дегән һессятта болдум.”
Кристоф реһаг әпәнди, бейҗиңдин германийәгә пиядә қайтиш сәпири һәққидә ишләнгән “узун йол” намлиқ көп қисимлиқ программисида, “хитай ичидики сәпиримдә ғәрбкә маңғансери, маңа болған тәкшүрүшләр чиңип барди. 2007-2008-Йиллардин кейинки сәпәрлиримдә, сиясий вәзийәт техиму чиңип кәтти” дәп тәсвирлигән иди.
Программимизниң кейинки қисимлири давамлиқ диққитиңларда болиду.