Германийәлик сәйяһ кристоф реһагниң уйғур дияридики пиядә саяһити (5)
2023.02.06
5. “чеқиливатқан қәдимий қәшқәрдә әң меһирлик уйғурларни көрдүм”
Кристоф реһаг әпәндиниң билдүрүшичә, у уйғур дияридики пиядә сәпири җәрянида дәм елиш пурситидин пайдилинип, уйғур дияриниң җәнубий қисмидики қәшқәр вә хотәндә бир һәптилик саяһәттә болған икән. Униң билдүрүшичә, униң 2012-йили яз пәслидә қилған саяһити дәл қәшқәрниң қәдимий мәһәллилири чеқиливатқан мәзгилләргә тоғра кәлгән. У өз тәсиратлирини баян қилип: “чеқиливатқан қәдимий қәшқәрдә әң меһирлик уйғурларни көрдүм” деди.
Кристоф реһаг әпәнди, өзиниң пиядә сәпири җәрянида уйғурларниң хитайниң һөкүмәт тәшвиқатлири вә хитай пуқралири тәриплигәнгә һеч охшимайдиған йәнә бир йүзини көргәнликини билдүрди. У 2012-йили өзи көргән қәшқәр уйғурлири һәққидики тәсиратлирини баян қилип, “у йәрдә әң сап, әң ақ көңүл уйғурларни көрдүм” деди.
У мундақ деди: “әйни чағда шималий шинҗаңдикиләр, әлвәттә уйғурларму шуниң ичидә, маңа ‛сиз җәнубқа барсиңиз диққәт қилиң‚ дегән иди. Әмма уларниң дегини мән көргән әмәлийәткә уйғун кәлмиди. Худди мән илгири сизгә ейтқинимдәк, бу әһвал худди һәр бир җайдики кишиләр өзиниң қошниси яки башқа җайдикиләрни ашуруп тәсвирлигинидәк бир иш иди. Әмма мениң һес қилғиним, у йәрдикиләр техиму сап вә ақкөңүңүл кишиләр икән.”
Униң билдүрүшичә, у 2012-йили яз пәслидә пиядә меңип ғулҗа шәһиригә барғинида, германийәдин кәлгән бир дости билән бирликтә пойизға олтуруп, аввал үрүмчигә, андин қәшқәр вә хотән шәһәрлиридә 10 күнлүк саяһәттә болған икән.
Кристоф реһаг әпәнди, хитай һөкүмити чеқиватқан қәдимий қәшқәр кочилиридики бир уйғур ашхана хоҗайиниң өзидә уйғурлар һәққидики йәнә бир унтулмас әслимә қалдурғанлиқини һекайә қилди:
“бизниң қәшқәргә кәлгән вақтимиз 2012-йили иди. Улар у чағда қәшқәрниң қәдимий қурулушлирини чеқиватқан икән. Һөкүмәт даирилири ‛шәһәрниң қәдимий қурулушлири бихәтәр әмәс, йәр тәврәшкә охшаш тәбиий апәтләргә бәрдашлиқ берәлмәйду, шуңа қайта қуруп чиқиш керәк‚ дегәндәк баһанилар билән һәммә җайларни чеқиватқан икән. У мәнзирә һәқиқәтән қорқунучлуқ иди. Улар ишик-дәрвазиларнила бир тәрәпкә елип қоюп, кона қоро-җайларни пүтүнләй чеқиватқан икән. Шу күни биз техи чеқилип болмиған қәдимий шәһәр кочилирини айландуқ. Бу кочиларда адәм асанла адишип қалатти. Биз йолда адишип қелип, бир уйғурниң ашханисиға кәлдуқ. У йәрдә қорума чөп йидуқ. Пул төләйдиған чағда қарисам, йенимда 100 сомлуқ пулла бар икән, парчә пул йоқ иди. У чағларда техи банка картиси яки телефон арқилиқ пул төлигили болмайти. Мән хоҗайинға ‛сиз бу йүз сом пулни елип туруң‚ дедим, әмма у алғили униди. У ‛келәр қетим кәлгәндә һисабат қилсақму болиду‚ дәп турувалди. Мән униң унимиғиниға қаримай ‛сиз һазирчә бу пулни елип туруң, биз әтә йәнә келәйли! сиз шу чағда ашқан пулни қайтурсиңизму болиду‚ дедим. Қаримаққа униңда қайтурғидәк парчә пулму йоқтәк қилатти. Кейин у наһайити оңайсизланған һалда ‛ундақта, болиду, әтә йәнә келиңлар‚ дәп биз билән хошлашти. Әмма әтиси биз у ашханини тапалмидуқ. Чүнки қәдимий шәһәр кочилирида адишип қалған идуқ. Башқа ашпузулға бардуқ вә бу иш шундақ болди, дийиштуқ. Әмма бир күн өткәндин кейин, һелиқи ашхана бизгә йәнә учриди. Биз униң ашханисиға қайта киргинимиздә, у интайин хошал болуп кәтти. Шу чағда бизму өз өйимизгә қайтип кәлгәндәк йеқинлиқ һес қилдуқ. Биз униң шу чағдики һалитидин бизниң қайта кәлгинимиздин униң шу қәдәр хош болуп кәткәнликини һес қилған идуқ.”
Кристоф реһаг әпәндиниң “узун йол” намлиқ сәпәр хатерисидә, униң қәшқәрниң қәдимий кочилирида бир топ уйғур балилар билән чүшкән сүрити алаһидә диққәт тартатти. У бу һәқтә тохтилип, бу балиларниң әйни чағда чеқиливатқан қәдимий қәшқәр кочилирида учриған уйғур балилар икәнликини билдүрди.
У мундақ деди: “хатирлишимчә, бу сүрәт 2012-йили қәшқәрниң қәдимий кочилирида мән достум билән айлинип йүргән чағлар иди. Биз бу балиларға учрап қалдуқ. У чағларда уйғур балилириниң зор көп қисми ата-анилириға қариғанда хитай тилини яхши сөзләйти. Улар хитайчә ортақ тилни бәзи хитай балилиридин тоғра тәләппуз қилатти. Шуңа мениң қәшқәрдәк бир шәһәрдә улар билән алақә қилишим тосалғуға учримайти. Әмма мән уларға уйғурчә ‛яхшимусиз, рәһмәт, хәйр-хош‚ дегән сөзләрни қилғинимда, уларниң шу қәдәр хош болуп кәткәнликини һес қилдим. Мән улар билән параңлашқинимда йүрәкни иллитидиған йеқинлиқ туйғусини һес қилаттим”.
Униң билдүрүшичә, шу чағда у сөзлигән бирқанчә еғир уйғурчә сөздин кейин, бу балилар униң билән қизғин сөһбәттә болған. Балиларниң униңға нисбәтән йеқинлиқи вә амрақлиқини ипадилиши, униңда уйғурлар һәққидә йәнә бир гүзәл әслимә қалдурған. Униңда уйғурларни техиму йеқиндин чүшиниш истикини қозғап, униң хатирисидә уйғурларға нисбәтән хитай тәшвиқатлириға охшимайдиған иҗабий қарашларни техиму күчәйткән икән.
У сәпәр җәрянида өзи йолуққан уйғурлар вә башқа хәлқләрдин һес қилған тәсиратини баян қилип, уйғурларни өз ичигә алған нурғун кишиләрниң уларға хуш муамилә қилған вә уларниң тилида сөзлигән кишигә алаһидә йеқинлиқ қилидиған характерини тонуп йәткәнликини билдүрди.
У мундақ деди: “биләмсиз, мән үзлүксиз шундақ бир туйғуда болимән. Мәйли уйғурлар болсун яки башқа хәлқләр болсун; мәйли хитайлар яки тибәтләр болсун; мәйли оттура асиядики өзбәкләр болсун яки иранлиқлар болсун, сиз бир чәт әллик саяһәтчи болуш сүпитиңиз билән күлүмсирәп туруп, униң ана тилида униңға ‛яхшимусиз‚ десиңизла у хошал болиду. Мән шинҗаңда уйғурчә ‛яхшимусиз‚ десәм, улар ‛сән мени етирап қилдиң, тиришчанлиқ көрсәттиң‚ дегән тонушқа келидикән. Бу саяһәтчиму униңда яхши тәсират қалдуридикән. Андин кейин мән униңға ‛кәчүрүң, мән уйғурчә билмәймән‚ дегинимдә, у буни тоғра чүшинидикән. Чүнки бир инсанниң һәммә тилларни билиши мумкин әмәстә!”
Қәшқәр һәққидики гүзәл әслимиләрниң өзидә уйғурлар вә уйғур дияри һәққидә көплигән унтулмас тәсиратларни қалдурғанлиқини билдүргән кристоф реһаг әпәнди йәнә хитай һөкүмитиниң қәшқәрдәк бир қәдимий шәһәрни чеқишини вә бу шәһәрни өзгәртиветишини қобул қилалмайдиғанлиқини билдүрди. Униңчә, бу бир мәдәнийәтниң вәйран қилиниши болуп, саяһәтчиләр үчүнла әмәс, бәлки хитай һөкүмитиниң өзи үчүнму бир тәбии саяһәт нуқтисиниң вәйран қилиниши вә бир өзгичә мәдәнийәтниң йоқутулуши икән.