Германийәлик сәйяһ кристоф реһагниң уйғур дияридики пиядә саяһити(6)
2023.02.08

“мустәбит һөкүмәтниң тәшвиқати вә 5-июлдин кейин мән көргән милләтләр ара ишәнмәслик”
Германийәлик сәйяһ кристоф реһаг әпәндиниң билдүрүшичә, у уйғур дияридики пиядә сәпиридә, уйғур диярида хитай һөкүмәт тәшвиқатиға охшимайдиған аддий сап нийәтлик уйғурларни вә райондики нисбәтән тинч вәзийәтни көргән. Әмма у уйғур диярида йәнә милләтләр арисидики өз-ара бир биригә ишәнмәслик, кәмситиш һәтта яхши көрмәсликниң ашкара ипадилириниму һес қилған икән. Униңчә бу хитай һөкүмитиниң уйғурларни яман көрситиш тәшвиқатиниң үнүми вә нәтиҗиси икән. У буни, “хитай һөкүмитиниң милләтләр ара зидйәт селиш тәшвиқатини күчәйтиши, мустәбит һөкүмранларниң әң асан башқуруш усули” дәп тәриплиди.
Германийәлик сәйяһ кристоп реһаг әпәндиниң билдүрүшичә, у хитайдики 4646 километирлиқ пиядә сәпиридә 2012, 2010, 2008 вә 2016-йиллири уйғур диярида бирқанчә қетимлиқ пиядә сәпәрдә болған болуп, бу җәрянда у хитайниң һөкүмәт тәшвиқатидин пәрқлиқ болған уйғур диярини вә уйғурларни көргән.
Бүгүнки сөһбитимиздә у аввал өзиниң уйғур дияридики пиядә сәпиридики дәсләпки вә кейинки тәсиратидики пәрқләрни мундақ баян қилди: “мениң нәзиримдә, уйғурларла әмәс, қазақларму буниң ичидә, доңшаң миллити вә башқа милләтләрму бар. Уларниң һәммиси зулум тартиватқан, көрүватқан күниму яхши әмәс кишиләр һесаблинатти. Һес қилишимчә, улар чоқум мәлум бир милләт кишилири биләнла чәкләнмәйтти. Бу мениң шинҗаңда дәсләп байқиғанлирим иди. Шу чағда һес қилишимчә, уларниң арисида унчә чоң миллий зиддйәтму йоқ иди. Мән уларниң арисида өз-ара бир-бирини кәмситидиған, бир бирини өч көридиған әһвалларниму көрмигәнидим. Шуңа шинҗаң яман әмәс икән дегән туйғуда болғанидим. У чағда маңа хитайларму, башқа милләтләрму охшаштәк билингәниди. Әмма кейин буларниң һәммиси өзгәрди. 2010-Йили, үрүмчидә йүз бәргән ‛5-июл қирғинчилиқи‚ дин бир йилдин кейин, биз көргән һөкүмәт тәшвиқатлирида нормал уйғурларниң йоқитилғанлиқини һес қилишқа башлидим. Уйғурларниң әсли образи пүтүнләй қайрип қоюлғаниди. Тәшвиқаттики уйғурларниң бәзилири артис чолпанлар иди. Улар гүзәл қизлар, қамлашқан йигитләр иди. Тәшвиқатларда уйғурлар, нахша ейтиватқан яки усул ойнаватқан һаләттә тәриплинәтти. яки соқмақ сатидиған алдамчи баққаллар вә яки оғри-янчуқчи һәтта террорчи қилип тәриплинәтти. Әмма тәшвиқатларда нормал уйғурлар образи көрүнмәйтти. Маңа бәргән тәсири районда хитайлар, туңганлар, уйғурлар яки қазақлар болсун, һәммисидила өз-ара бир биригә ишәнмәйдиған вәзийәт шәкилләнгәниди”.
У, 2010-йилдин кейинки уйғур дияри сәпиридә, хитайлашқан үрүмчини көргәнликини, у йәрдә саяһәтчиләр үчүн тәйярланған уйғурлар һәққидики көрүнүшниң хитай һөкүмитиниң тәшвиқат еһтияҗиға асасән ясалғанлиқини һес қилғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “2010-йили, йәни ‛5-июл вәқәси‚ дин кейин меңип үрүмчигә кәлдим. Бу чағда һәммә җайни қораллиқ сақчилар қаплиғанлиқини, һәммә җайниң хитайлишип кәткинини һес қилдим. Мән төмүрйол идариси тәрәпкә вә чоң базарға бардим. Һес қилғиним һәммисидила саяһәтчиләр үчүн оюн қоюп беришкила тәйярланғандәк һаләтни сәздим. У йәрдә көрситиливатқан мәдәнийәт, өрп-адәтләрму тәбиий әмәс иди, саяһәтчиләргә көрситиш үчүнла тәйярланғандәк туйғу берәтти. Улар мән йолда көргән уйғурларниң турмуш адитигә пәқәт охшимайтти. Шуңа чинлиқ туйғусиму бәрмәйтти. Шуңа мән пүткүл үрүмчидә хитайлар көп икән, дегән туйғуда болдум. Бу мәнзирини көрүп йүриким ағриди. Һәқиқәтәнму ечиндим”.
У әйни чағда, хитай һөкүмити тәшвиқатлирида милләтләр иттипақлиқи тәрипләнсиму, әмма әмәлийәттә торда уйғурлар һәққидики учурларниң қаттиқ контрол қилинидиғанлиқини, кишиләрдә сөз қилишта еһтият қилидиған, милләтләр ара айримичилиқ қилидиған, бир биригә ишәнмәйдиған, өз-ара бир бирини кәмситидиған кәйпиятини ениқ һес қилғанлиқини, үрүмчидә өзи йолуққан әһваллар арқилиқ төвәндикидәк баян қилди:
“у, чағдики икки вәқәни мән униталмидим. Мениң у йәрдә бир хитай достум бар иди. У төмүрйол идариси тәрәптә ишләйдикән. У мени самса йейишкә тәклип қилди. Самсиханини бир туңган ачқаникән. У йәрдә мәрйәм исимлик бир уйғур қизчақни учраттуқ. У қиз ата-аниси билән барғандәк қилмайтти, әмма у туңган хоҗайинниң тонушидәк яки достиниң балисидәк қилатти. У, кичик қиз бизгә бир нахша ейтип бәрди. Нахша балилар қошиқи болуп, мәзмуни бирәйлән қойған сақал тоғрисидикидәк қилатти. Мән у қизчақниң нахшисини үнгә еливалдим. Есимдә қелишичә, шу чағда мән уни үндидар салониға йоллидим. Әмма у нахша үндидардин өчүрүветилди. Гәрчә у бир уйғур қизи йәни 8-9 яшлардики бала ейтқан нахша болсиму, әмма үндидар салони у нахшини сиғдуралмиди. У әсәр үндидардин чәкләнди. Биләмсиз мән буниңдин бәкму һәйран қалдим. Мениң әсли ойлиғиним, мән таға демәтлик бир хитай достум билән туңганниң ашханисида тамақ йедуқ, у йәрдә бир уйғур қизиниң нахшисини аңлидуқ, бу әсли компартийә тәшвиқатидики 56 милләт бир аилә кишилири дегән тәшвиқатиға толиму уйғун келәтти. Нәзиримдә буниң интайин чоң тәшвиқат қиммитиму бар иди. Әмма компартийә болса, мәхсус орунлаштурған заказ филимләрни яхши көрәтти. Мениң йоллиғиним болса ундақ мәхсус заказ қилинған филим әмәс иди. Мениң йоллиғиним, көргәнлиримни ихтиярий һалда синға елип ишлигән филим иди. Шуңа компартийә униң мәвҗут болушиға йол қоймиған болса керәк. Мән буни бәкла йолсизлиқ дәп ойлидим. Әсли у нәрсә у йәрдә турувәрсә наһайити яхши болатти. Униң һечкимгә зийини йоқ иди. Чүнки у сән бир чәтәлликкә заказ берип, алдин-ала орунлаштурған көрүнүш болмастин, униң өзи берип көргән һәқиқий әһвал иди. Үрүмчидә ‛5-июл вәқәси‚дин кейин ундақ бир мәнзирә болса, техиму яхши әмәсмиди? уни тәшвиқ қилиш керәк идиғу? әмма униң җаваби ‛яқ‚ дегәнлик болди. Ундин башқа мениң филим һәққидики изаһатимда ишлитилгән ‛уйғур‚ яки ‛мәрйәм‚ дегән сөзләрниң сәвәбидинму улар уни қобул қилалмиди болғай. Мән буниңға бәкла һәйран қалдим. Шу чағда ойлиғиним, һәтта ашу филимму чәкләнгән турса, уйғурлар йәнә немә иш қилалайду? дегәнлик болди”.
Кристоп реһаг әпәнди сөзини давамлаштуруп, үрүмчиниң шимал тәрипидики санҗиға йеқин бир туңган ашпузулида учриған уйғур аялниң балиси “5-июл вәқәси” дә тутқун қилинғанлиқи үстидин қилған шикайитигә қарита, башқа бир аз милләттин болған әр-аялниң, уйғурларға болған позитсийәси уни һәйран қалдурғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “мән унталмиған 2-вәқә һәққидә тохтилай. У үрүмчиниң шимали тәрипи яки санҗиға йеқин җай болса керәк, 2010-йил яки 2012-йилдики вәқә иди. Мән бир кичик ашпузулда тамақ йәватқанидим. Ашханида мәндин башқа йәнә иккийлән йәни бир җүп әр-аялму тамақ йәватқан иди. Ашхана хоҗайини туңган болса керәк. Шу чағда ашханиға бир яшанған аял кирип кәлди. У аял мән билмәйдиған бир тилда, кәйпияти интайин начар һалда, шикайәт қилишқа башлиди. У қолида бир яш әрниң рәсимини тутувалғаниди. У сөзләп болуп кетип қалди. Мән у иккийләндин ‛бу аял ким икән? униңға немә бопту?‚дәп соридим. Улар маңа чүшәндүрүп, ‛у бир уйғур момай икән, униң балиси тутқун қилинғандәк қилиду. У бу йәрдә шикайәт қиливатиду. У‛лүкчәк сақчилар баламни тутуп кәтти дәйду‚, деди. Мән улардин, ‛силәр бу ишқа қандақ қарайсиләр?‚дәп сорудум. Булар у чағда чүшәндүрүш берип: ‛улар уйғурлар, бизгә охшимайду. Улар даим иш чиқириду. Биз нисбәтән тинч хәлқ, иш чиқармаймиз‚, дәп җаваб бәрди. Шу чағда мән һәйран қалдим. Ичимдә ‛һә әсли мундақ икәндә‚, дәп қойдум. Уларниң демәкчи болғини уйғурларни өзидин йәнә бир дәриҗә төвән дәп қарашму қандақ? мән һәйран қалдим. Әмма бирнәччә йилдин кейин, уйғурларла әмәс, уларму охшашла тутқун қилинип лагерларға соланди. Шу чағда бу иш маңа қаттиқ тәсир қилғаниди”.
Кристоп реһаг әпәнди сөзини ахирлаштуруп, өзи уйғур диярида көргән, милләтләр арисидики өз-ара бир биригә ишәнмәслик, кәмситиш һәтта яман көрүш кәйпиятиниң шәкиллиниши хитай һөкүмитини хушал қилидиғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “бу әһвалдин әмәлийәттә һөкүмәт интайин хушал болиду. Әгәр милләтләр арисидики бөлүнүш болғинида, у кишиләр өз ара иттипақлашмайду. Улар бирликтә һөкүмәткә қарши турмайду. Биләмсиз, у чағда улар өз-ара миллий зиддийәт тоқунушлар ичидә алдираш болиду. Әнә шундақ болғанда, һөкүмәтму арам алиду. Мениң һес қилғанлирим мана шундақ”
Кристоп реһаг әпәнди йәнә, “хитай һөкүмитиниң милләтләр ара зиддийәт селиш тәшвиқатини күчәйтиш тактикисини, мустәбит һөкүмранларниң әң асан башқуруш усули” дәп тәриплиди.
У мундақ деди: “бу йәрдики мәсилә немә? мәсилә мустәбит һөкүмранлиқниң болғинида! шинҗаңда, шизаңда, ички моңғулда көрүватқинимиз миллий зиддийәт қошулған мустәбит түзүм, өчмәнлик қошулған мустәбит түзүм. Мениң пәқәт уйғурларғила әмәс, хитайларғиму ичим ағрийду. Чүнки нурғунлиған хитайлар өзлириниң қоллиниливатқанлиқини билмәйду. Демәкчи болғиним, компартийәниң үмид қилидиғини шинҗаңда милләтләр ара зиддийәтниң мәвҗут болушидур”.
Юқириқи аваз улинишидин сөһбәтниң тәпсилатини аңлайсиләр.