Германийәлик сәйяһ кристоф реһагниң уйғур дияридики пиядә саяһити (8)

2023.02.15
Chiristoph-Rehage-muqawa.jpg Германийәлик сәйяһ кристоф реһаг, 2008-йили.
christophrehage.com

“саяһәт йетәкчисисиз кезишим уйғурларниң һәқиқий һаятини көрүш үчүн, лагерлар һәққидики тәнқидим һәққанийәт үчүндур!”

 Германийәлик сәйяһ кристоф реһаг әпәндиниң билдүрүшичә, у уйғур дияридики пиядә сәпиридә һөкүмәт тәшкиллигән саяһәт өмәклири яки саяһәт йетәкчилиригә қошулмай, өзи ялғуз саяһәт қилиш йолини таллиған.

У бу һәқтә мундақ деди: “мән адәттә саяһәт йетәкчиси тәклип қилмаймән, әмма музейханиларға киргинимдә өзүм билмәйдиған нәрсиләр һәққидә мәхсус хадимниң чүшәндүрүшини аңлашни әлвәттә халаймән. Адәттә бирәр шәһәрни зиярәт қилған чеғимда, болупму қәдимий қәшқәр шәһирини зиярәт қилғинимда, саяһәт йетәкчисиниң маңа йол башлишини әсла халимидим. Адишип қалсамму мәйли дедим, чүнки мән үчүн адишип қелишниң өзи бир хошаллиқ туйғуси берәтти. Чүнки сиз адишип қалған чеғиңиздила, қәшқәрниң кишиләрни адштуруп қойғудәк сеһри күчини вә сирлиқлиқини һес қилидикәнсиз. Мана бу туйғу мени раһәтләндүрәтти.”

Германийәлик сәйяһ киристоп реһаг сүрәткә алған қәшқәр кочилири
Германийәлик сәйяһ киристоп реһаг сүрәткә алған қәшқәр кочилири, Credit: christophrehage.com

Кристоф реһаг әпәндиниң билдүрүшичә, униң саяһәт йетәкчиси тәклип қилмаслиқиға сәвәп болған муһим амилларниң бири шуки, хитай һөкүмәт  тәшвиқатлиридики уйғурлар образи униңға чинлиқ туйғуси бәрмигән. Шуниң үчүн у уйғурлар вә уларниң һәқиқий турмуш әһвалини өз көзи билән көрүп, өз туйғуси билән һес қилишни истигә икән.

У мундақ деди: “уларниң тәшвиқатида уйғурлар ат мингән, төгә мингән вә яки қой беқиватқан һаләттә тәсвирлинидикән. Бәзилиридә уссул ойнап, нахша ейтиватқан қилип тәсвирләнсә, йәнә бәзилиридә <терорчи унсур>лар қилип тәсвирлинидикән. Сиз бу хил тәшвиқатларда сиясий тәшвиқат түсидин башқа тәсвирләрни көрмәйсиз. Уларниң тәшвиқатида компийотер ясиялайдиған вә башқа кәспләр билән шоғуллиналайдиған уйғурларни көрәлмәйсиз. Чүнки уларниң тәшвиқатида һичқачан һәқиқий уйғурлар образи әкс әтмәйду. Сиз көргән падичилар шимлирини кийип хизмәткә кетиватқан уйғурларни бу хил тәшвиқатларда көрәлмәйсиз.”

У йәнә 2008-йили үрүмчигә барған чеғида, уйғурларниң өзлири ишләпчиқарған “зәм-зәм кола” маркилиқ ичимликни толиму яқтурғанлиқини билдүрүп, әмма  бу хил уйғурлар образини һөкүмәт тәшвиқатида  көргили болмайдиғанлиқини мундақ баян қилди.

“биләмсиз? мән шинҗаңдики чеғимда <зәм-зәм кели> дәп атилидиған йәрлик ичимликни интайин яқтуруп ичтим. Бу ичимлик  2008-йилларда бар иди. Бу ичимлик тәми интайин яхши заманиви ичимлик иди. Мениң демәкчи болғиним, әйни чағда мән <зәм-зәм кола>ни интайин яқтурған идим. Мән бу ичимликниң еланиниму көргән идим. Униңда коча уссули ойнаватқан шохлуқи урғуп турған уйғур балилириниң сүрити бар иди, әмма бу хил уйғурлар образиму уларниң һөкүмәт тәшвиқатлирида йоқ иди.”

Youtube, Twitter қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда хитайчә лейке (雷克), лав лей (老雷) тәхәллуслири билән тонулған германийәлик сәйяһ киристоп реһаг (Chiristoph Rehage) уйғур балилар билән.
Германийәлик сәйяһ киристоп реһаг уйғур балилар билән. Credit:christophrehage.com

Кристоф реһаг әпәнди, өзиниң уйғур дияридики пиядә сәпиридә өзи тонушқан һәр хил кәспләрдики уйғурларниң, һөкүмәт органлири тәрипидин алдинала орунлаштурулған саяһәт нуқтилирида көрситилмәйдиғанлиқини билдүрди.

“сәпәр җәрянида мән һәр хил кишиләрни көрдүм. Кичик кәнтләргиму бардим. Мәсилән, турпандики туюққа барғинимда у йәрдә саяһәткә тайинип пул тепиватқан уйғурларни көрдүм. Араюлтуз (шиңшиңшя) да қомуллуқ абдувәли исимлик фото  сүрәт тартишқа һәвәс қилидиған уйғур қатнаш сақчиси билән тонуштум. Куйтунда тутқун қилинғинимда, маңа қәбиһ муамилидә болған юқури дәриҗилик  уйғур сақчи офитсериниму көрдүм. Кейин йәнә башқилар билән тонуштум. Улар һәр хил кишиләр иди. Чүнки мән йолда немини көрсәм, кимни көрсәм, шуниң билән тонуштум, әмма бу җәрянда мән мәхсус уларни өзүм издәп бармидим яки бу сәпирим мәхсус орунлаштурушқа асасән болмиди.”

Кристоф реһаг әпәндидин “сизниң уйғур дияридики зияритиңиздә, саяһәт йетәкчилирини тәклип қилмаслиқиңизға саяһәт йетәкчилириниң һәқиқий салаһийити һәққидики гуманий туйғулириңиз сәвәп болғанму?” дәп сориғинимизда, у мундақ җавап бәрди:

“мән әйни чағда буни ойлимиған икәнмән. Мән бу җәһәттә хитайдики һәммә районнниң әһвали охшашму, буниму билмәймән. Әмма шинҗаңни тәсәввур қилғинимда, улар у җайни бирқәдәр сәзгүр җай дәп қариса керәк. Шуңа улар бу җайда бир қәдәр алаһидә саяһәт йетәкчилирини орунлаштурушиму мумкин. Уларниң салаһийитиму көп тәрәплимә болса керәк. Улар бир тәрәптин, саяһәт йетәкчиси болуп, йәнә бир тәрәптин сизни назарәт қилишиму мумкин.”

Германийәлик сәйяһ киристоф реһаг үрүмчигә йетип кәлгәндә чүшкән сүрәт, 2008-йили.
Германийәлик сәйяһ киристоф реһаг үрүмчигә йетип кәлгәндә чүшкән сүрәт, 2008-йили. Credit: christophrehage.com

Униң билдүрүшичә, у бир чәт әллик болуштәк салаһити сәвәбидин уйғур дияридики пиядә сәпиридә райондики сақчи даирилириниң тутқун қилиши вә сорақ қилишиға учриған. Шу чағда у йәнә сақчиларниң униң һәр бир һәркитини йошурунчә назарәт қилидиғанлиқиниму һес қилған.

У бу әһвалларни мундақ баян қилди: “шу чағда мән улар тәрипидин тутқун қилиндим. Улар мени меһманханиға қамап қойғанда, чоқум мени күзүтүп туриду дәп ойлидим. Әмма мән уларниң рухсити билән   нәрсә керәк сетивелиш үчүн сиртларға чиқтим. Ашпузулға тамақ йигили бардим. Қаримаққа маңа әгишивалған адәмму көрүнмәйти. Әмма ебниқ һалда мени күзүтиватқан бириниң барлиқини һис қилаттим.”

Кристоф реһаг әпәндиниң билдүрүшичә, у уйғур дияридики пиядә сәпиридә  нарарәт вә тәқип қилинишларға давамлиқ учриған, әмму бу җәрянда у өзини тәмкин тутқан вә көп ойливалмаслиққа тиришқан. У мушундақ қаттиқ назарәт астидиму уйғур дияридики пиядә сәпирини давам қилиштин ваз кәчмигән икән.

У мундақ деди: “бир германийәлик болуш сүпитим билән мәндә тәбии һалдики бир хил бихәтәрлик туйғуси бар иди. Мән көңлүмдә, <һә, мени көзитип турған тағамда бәлким маңа нисбәтән бир хил қизиқиш туйғуси болса керәк> дәп ойлайтим. Чүнки мән әзәлдин бәк көп ойлап өзәмгә бесим қиливелишниму халимайтим. Шуңа сәпиримни йәнила давам қилаттим.”

Кристоф реһаг әпәндиниң билдүрүшичә, униң уйғур дияридики бирқанчә қетимлиқ сәпири униңда уйғурлар вә башқа йәрлик хәлқләр һәққидә унтулмас әслимиләрни қалдурған. Һалбуки, у 2017-йилидин кейин милйонлиған уйғурларниң “тәрбийәләш мәркизи” намидики лагерларға қамилишини әсла қобул қилалмиған.

У бу һәқтә мундақ деди: “мениң қаришимчә, аталмиш <қайта тәрбийиләш мәркәзлири> яки <йиғивелиш лагирлири> шәк-шүбһисизки, инсанийәткә қарши җинайәт һесаблиниду. Шинҗаңда нурғун кишиләр хатирҗәм яшашни үмид қилиду.Мәйли уйғурлар болсун, мәйли қазақлар болсун яки хитайлар болсун һәммиси шундақ. У йәрдә милйондин артуқ киши тутқун қилинди, буниңға гәп кәтмәйду. Нәдиму шунчә көп <терорчи> яки қайта тәрбийәлинишкә тегишлик кишиләр болсун?! йәнә келип бу хил қайта тәрбийәләшниң үнүми барму? буниңға  қарита мениң дейдиғиним <сән қорқутуш арқилиқ бир җайни идарә қилмақчи, әксичә бу арқилиқ ич-ичидин урғуп чиққан узун муддәтлик өчмәнликни пәйда қилисән. Мән буни бәк қорқунучлуқ әһвал дәп қараймән. Әмма хитай һөкүмити баштин-ахир бу хил зораванлиқни давам қиливатиду. Униң һәрқандақ ишқа нисбәтән  биринчи инкаси зораванлиқ арқилиқ бастуруш!”

Хитай уйғур районида қурған йиғивелиш лагерлириниң бир. 2019-Йили 2-июн, атуш.
Хитай уйғур районида қурған йиғивелиш лагерлириниң бир. 2019-Йили 2-июн, атуш.
AFP

Кристоф реһаг әпәнди 2016-йили уйғур дияридики ахириқи сәпиридин кейин, уйғур диярида йәнә зиярәттә болалмиған. Әмма у һәр хил қаналлар арқилиқ, илгири сәпәр җәрянида тонушқан бәзи достлириниң тутқун қилинип, лагерларға қамалғанлиқидин хәвәр тапқандин кейин, ютуп, тивиттер қатарлиқ иҗтимаий алақә мунбәрлиридә улар үчүн гуваһлиқ бәргән. У йәнә хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики бастуруш сияситини әйибләйдиған йолланмиларни үзлүксиз елан қилип турған.

Биз униңдин униңдин <бу паалийәтлириңиз сәвәблик хитай һөкүмитиниң қара тизимликигә кирип қелиштин әнсиримидиңизму?> дәп сориғинимизда, у мундақ деди: “хитай һөкүмити мени қара тизимликкә киргүзүветәмду дегәндә, улар әлвәттә шундақ қилиши мүмкин, әмма мениң ойлайдиғиним, мән бир чәт әллик туруп инкас қайтуралмисам, у йәрдики әһвалларни көзитәлмисәм һәм дейишкә петиналмисам, у һалда хитай пуқралиридин мәйли у қайси милләттин болсун, улардин бу ишларға инкас қайтурушни тәләп қилиш һәққим болмайду, әлвәттә! мениң чәт әл паспортим бар, мән чәт әлдә туғулған бири, мениң хитай дөлити ичидә аиләм яки уруқ-туғқанлиримму йоқ. Шуңа хитай һөкүмитиниң мениңға бесим пәйда қилалиғудәк бирәр аҗизлиқимму йоқ. Улар мени һечнимә қилалмайду. Уларниң қилалайдиғини пәқәтла маңа қайта виза бәрмәслики, мени хитайға барғузмаслиқи мумкин, һәтта тор дунясида мени қарилишиму мумкин. Униңға пәрвайим пәләк. Ишқилип, мән бу мәсилидә қорқунчақлиқ қилсам болмайду, дәп қараймән. Чүнки мәнму инкас қайтуралмисам, у һалда хитайда аилиси вә уруқ-туғқанлири барлар қандақму инкас қайтуралисун?”

(Түгиди)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.