Рабийхан мәмәтниң һекайиси вә ғайиб болған 1 милйон уйғур нопуси

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.12.29
Уйғурлар өз вәтинидә мәҗбурий йоқалмақта Уйғурлар өз вәтинидә мәҗбурий йоқалмақта.
Yettesu

27-Декабир “шихуа агентлиқи” ниң германчә тор сәһиписидә “шинҗаңдин кәлгән сада: бир уйғур аилиси, төт әвладниң өсүп йетилиши” намлиқ бир зиярәт хатириси елан қилинди. Бу зиярәт хатирисида үрүмчидә яшайдиған 100 яшлиқ рабийхан мәмәтниң кесәл болуп қелип, “партийәниң ғәмхорлуқи” билән дохтурханиға апирип даваланғанлиқи, 65 аилә әзаси болған бу җәмәтниң “гүлдәк яшаватқан” лиқи баш тема қилинған болсиму, асасий алға сүрүлгән идийә “уйғур нопусиниң тәрәққияти” билән 1949-йили хитай коммунистлири бу тупрақни ишғал қилғандин кейин барлиққа кәлгән “аләмшумул өзгиришләр” болған иди.

Зиярәт хатирисида 1949-йилидин илгири уйғур диярида җәмий 696 карватлиқ 54 давалаш оргини барлиқи, йеңи туғулған һәр 1000 бовақтин 400 нәпириниң өлүп кетидиғанлиқи, 1949-йилидин илгири уйғурларниң оттуричә өмүр көрүш нисбити 30 яшқиму йәтмәйдиғанлиқи, лекин 2019-йилиға кәлгәндә оттуричә өмүр көрүш нисбитиниң йүкселип 74.7 яшқа йәткәнлики, 1953-йилидики уйғурларниң нопуси 3 милйон 607 миң 600 болған болса, 2020-йилиға кәлгәндә көпийип 11 милйон 624 миң 300 гә өрлигәнлики рабийхан мәмәтниң һекайисигә масластурулуп баян қилинған.

Һалбуки, уйғурларниң омумий нопуси тоғрисидики бу санлиқ мәлумат дәл мушу “шихуа агентлиқи” ниң тор сәһиписидә хитай һөкүмити бундин илгири елан қилған мәлуматларни түптин инкар қилған. Мәсилән, 2021-йили 2-айниң 4-күни “шихуа агентлиқи” ниң тор сәһиписидә елан қилинған “шинҗаң мәсилисигә мунасивәтлик ялғанчилиқ вә һәқиқәт” намлиқ һөкүмәт һөҗҗитидә мундақ баян қилиниду: “йеқинқи йиллардин буян, шинҗаңдики уйғурларниң нопуси давамлиқ көпәйди. 2010-Йилидин 2018-йилиғичә уйғурларниң нопуси әслидики 10 милйон 171 миң 500 дин 12 милйон 718 миң 400 гә көпәйди, 2 милйон 546 миң 900 нопус қошулуп, өрләш нисбити 25. 04 Пирсәнткә йәтти. Уйғурлар нопусиниң ешиш нисбити пүтүн шинҗаңниң 13, 99 пирсәнтлик ешиш нисбитидин юқири болупла қалмай, барлиқ азсанлиқ милләтләрниң 22, 14 пирсәнтлик ешиш нисбитидинму юқири, һәтта хәнзуларниң 2 пирсәнтлик ешиш нисбитидинму юқури.”

Хитай һөкүмити юқуриқи санлиқ мәлуматни американиң сабиқ ташқий ишлар министери майк помпею 2021-йили 19-январ хитай зулумини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп җакарлиғандин кейин, майк помпеюға зәрбә бериш үчүн елан қилған һөкүмәт һөҗҗитидә қолланған. Әмма буниңдин илгири, охшаш санлиқ мәлуматни хитайниң зувани болған “хәлқ гезити” му елан қилған иди. Мәсилән, “хәлқ гезити” дә 1-айниң 7-күни елан қилинған “шинҗаң районидики нопусниң өзгириш әһваллири тоғрисида анализ доклати” намлиқ доклаттиму уйғурларниң нопуси “12 милйон 718 миң 400” дәп еланған. “шинҗаң тәрәққият тәтқиқат мәркизи” ниң мәлуматлириму охшаш. Әгәр хитай һакимийити һазир тәшвиқ қиливатқан “уйғурларниң нопуси 11 милйон 624 миң 300” дегән сан билән юқурида қолланған санни өзара селиштурса, арилиқта 1 милйон 94 миң кишилик нопус пәрқи келип чиқиду. У һалда, “бу 1 милйон 90 миңдин артуқ уйғур қандақ ғайиб болуп кәтти?” дегән соал тәбиий пәйда болиду.

Мәлум болғинидәк, доктур адриян зенз мана мушундақ хитай мәнбәлиридики пакитларни асас қилип туруп, хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидин нопус қирғинчилиқи йүргүзиватқанлиқини, хәлқара әһдинамиләргә көрә, буниң маһийәттә “ирқий қирғинчилиқ” болидиғанлиқини дәлиллигән, “уйғур сот коллегийәси” му мушу хил дәлилләр асасида бу йил 9-декабир күни лондунда “уйғур ирқий қирғинчилиқи” һөкүмини чиқарған иди. Бирақ хитай һакимийити төнүгүнки сөзлирини бүгүн инкар қилип, 1 милйондин артуқ уйғур нопусини йоққа чиқиришни өзиниң ичкий тәшвиқат вастилирида давамлаштурупла қалмастин, чәт әлгә қаритилған тәшвиқатлиридиму изчил базарға салмақта. Бу хитайниң хәлқараға “ғайип болған 1 милйон уйғур нопуси” ни унтулдуруш үчүн қоллиниватқан бир тактекисиму?

“уйғур әдлийәси архип амбири” ниң мәсули, норвегийә уйғур комитетиниң рәиси, д у қ учур тәшвиқат мәркизиниң мудири бәхтияр өмәр әпәнди бу һәқтә тохталғанда, шәрқий түркистанниң тарихтин буян оттура асиядики узун өмүр көрүш чолпанлири көп чиқидиған бир район болғанлиқини, бу зиярәт хатирисидә хитайниң “1949-йилидин илгири уйғурларниң оттуричә өмүр көрүш нисбити 30 яшқиму йәтмәйти” дегән сөзиниң ялғанлиқини, хитайниң һәрқандақ саһәдики санлиқ мәлуматлириға ишәнгили болмайдиғанлиқини, чүнки хитай һакимийитиниң санлиқ мәлуматларни иһтияҗиға қарап өзгәртип туридиғанлиқини тилға алди. Униң билдүришичә, хитайниң 1 милйондин артуқ уйғур нопусини кәм көрситиши, шәрқий түркистанда һәқиқәтәнму ирқий қирғинчилиқниң давамлишиватқанлиқини испатлап беридикән.

“шинҗаңдин кәлгән сада: бир уйғур аилиси, төт әвладниң өсүп йетилиши” намлиқ зиярәт хатирисиниң германчә тилда тарқилишиниң германларни алдаш вә шәрқий түркистандики зулумни, җаза лагерлирини германийә хәлқидин йошурушни мәқсәт қилғанлиқини илгири сүргән германийәдики уйғур зиялийси меһрибан ханим, хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан бастуруш вә ирқий қирғинчилиқлириға бу хил тәшвиқатлар билән чапан йепиш мәқситигә йитәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.