Кишилик һоқуқ тәшкилатлири ғайиб қазақ язғучи нагиз муһәммәд һәққидә җиддий һәрикәт башлиди
2020.04.29
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати билән дуня уйғур қурултийи җиддий чақириқ елан қилип, алтайлиқ ғайиб қазақ язғучи, алтай ғәйрий маддий мәдәнийәт ишханисиниң сабиқ хадими нагиз муһәммәдниң тәқдиридин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқи, уйғур аптоном райони даирилириниң униң қәйәрдә икәнликини ашкарилишини тәләп қилған. Улар чақириқида, кишиләрниң уйғур аптоном районлуқ түрмә башқуруш идарисиниң башлиқи ваң җяңға хәт йезип, нагиз муһәммәтниң әһвали, униң һазир қәйәрдә икәнликини сүрүштүрүшни тәләп қилған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң чақириқида қәйт қилинишичә, нагиз муһәммәд 2018-йили 3-айда қазақистанға чиқип қайтип келишидә қолға елинған. Униң аилисидикиләр нагиз муһәммәдниң қолға елинишиға униң буниңдин 10 нәччә йил бурун достлири билән кәчлик зияпәт өткүзүп, қазақистан мустәқиллиқ күнини тәбриклиши сәвәб болғанлиқи, униң “бөлгүнчилик” билән әйиблинип, мәхпий сотланғанлиқи вә 7 йиллиқ кесилгәнликини билдүргән.
Биз 29-апрел уйғур аптоном районлуқ түрмә башқуруш идариси вә шундақла нагиз муһәммәдниң бурунқи хизмәт орни болған алтай ғәйрий маддий мәдәнийәт ишханисиға телефон қилған болсақму, лекин һечким алмиди. Қазақистандики паалийәтчиләр униң үрүмчидики түрмидә тутуп турулуватқан болуши мумкинликини билдүрди. Нагиз муһәммәд һәққидики бу сөзләрни қазақистандики паалийәтчи бәгзат 29-апрел зияритимизни қобул қилғанда ейтти.
Хитайниң 2017-йили башланған чоң тутқунида униң асаслиқ нишанлириниң бири йәрлик язғучи, шаир, сәнәтчиләргә қаритилған. Америкадики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң қәйт қилишичә, улар бу һәрикәттә тутқун қилинған 386 нәпәр уйғур зиялийсини ениқлап чиққан. Нагиз муһәммәд мушу мәзгилдә тутқун қилинип, кесилгән қазақ зиялийлириниң биридур. Америка қәләмкәшләр җәмийити 29-апрел нагиз муһәммәтниң мәсилисигә инкас билдүрүп, хитайни райондики “мәдәнийәт зораванлиқ сиясити” гә хатимә беришкә чақирди.
Мәзкур тәшкилатниң ипадә әркинлики сиясити вә тәтқиқати ишлири директори җеймис тейгер бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “биз уларни бу хил мәдәнийәт зораванлиқ сияситигә дәрһал хатимә берип, һәр бир инсанниң өз мәдәнийәт әнәниси болидиғанлиқини етирап қилишқа чақиримиз. Биз шундақла йәнә уларниң хитай асаси қануни вә униң территорийәлик аптономийә қанунидики ички мәсулийитини хатирилитимиз. Биз уларни аз санлиқ милләтләрниң мәдәнийитигә һөрмәт қилишқа чақирғинимизда, биз йәнә уларни өзлириниң асаси қануни, алақидар қанунлириға вә хәлқара кишилик һоқуқ қанунлириниң түп принсиплириғиму һөрмәт қилишқа чақирған болимиз”.
Дуня уйғур қурултийиниң илгири сүрүшичә, нагиз муһәммәдниң түрмигә ташлиниши шәрқий түркистандики қазақ вә уйғурларниң қаттиқ тәқиб астида икәнлики, уларниң түп инсан һәқлириниң еғир дәпсәндә қилиниватқанлиқини көрситип беридикән. Униң баянатида, хитайниң “қанун-бәлгилимилридики мүҗмәллик һәрқандақ аммиви вә диний ипадиләрни җинайәтләштүрүп, районда һечқандақ авазға бошлуқ қоймиғанлиқи” тәкитләнгән.
Мәзкур тәшкилатниң программа мәсули зумрәтай әркин 29-апрел радиойимизниң зияритини қобул қилип, хитайниң чоң тутқунда уйғур вә қазақ мәдәнийәт сәрхиллирини мәқсәтлик нишанға алғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “тутқун қилинған бу адәмләргә қарисиңиз уларниң һәммиси җәмийәттә авази бар, өзиниң мәдәнийитигә төһпә қошуватқан адәмләр. Хитайниң мәқсити мәдәнийитимизни йоқитиш болғачқа нишанини бу адәмләргә қаратти, дәп ойлаймиз”.
Америка қәләмкәшләр җәмийитидики җеймис тейгер хитайниң мәзкур райондики түп мәқситигә қарита униң билән охшаш пикирдә. У хитайниң мәқситиниң райондики йәрлик милләтләрниң мәдәнийитини йоқитиш икәнликини билдүрүп мундақ дәйду: “хитай компартийәсиниң шинҗаңдики сиясити дәвримиздики әң қәбиһ кишилик һоқуқ апитигә вәкиллик қилиду. Бу дәвримиздә һеч көрүлүп бақмиған сөз әркинлики, ипадә әркинлики, диний, мәдәнийәт вә тил һоқуқиға қарита системилиқ бир бастурушни өз ичигә алиду. Шуңа, хитай һөкүмитиниң бу бастурушта уйғур вә башқа милләт язғучилирини, шаир, журналист, нәшриятчи вә зиялий қатарлиқ мәдәнийәт сәрхиллирини нишанға елиши шүбһисиз. Пакит шуки, буниңда нурғун уйғур вә башқа милләт зиялийлири вә иҗадкарлири йиғивелинди, тутқун қилинди яки ғайиб болди. Наһайити ениқки, бу сиясәтниң ачқучлуқ мәқсити райондики милләтләрниң мәдәнийитини йоқитиштур”.
Униң тәкитлишичә, бир һөкүмәтниң 21-әсирдә башқа мәдәнийәтни йоқитишқа урунуши “әхлақий кризис” икән. У мундақ деди: “бу милләтләрниң мәдәнийити омумйүзлүк тәһдиткә дуч кәлмәктә. Бу йәрдә пүтүн бир мәдәнийәтниң йоқилиш хәвпи мәвҗут. Өзиниң мәдәнийитини асрайдиған һәрқандақ инсанға нисбәтән бу бир һуҗум вә йиргинчлик, дәп қарилиши керәк. 21-Әсирдә бир һөкүмәтниң бир мәдәнийәтни йоқитишқа урунуши бир әхлақи бөһрандур”.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң билдүрүшичә, нагиз муһәммәд 2018-йили 3-айниң ахирлирида алтайда сақчихана чақиртилип, униң қазақистан зиярити һәққидә сорақ қилинған. Шуниңдин кейин аилисиниң униң билән болған алақиси үзүлгән. 2018-Йили 12-айда униң аилисидикиләр нагизниң сорақ җәрянида қийин-қистаққа учрап, саламәтликиниң начарлишип кәткәнлики, 2019-йилниң башлири униң саламәтлики азрақ яхшиланғанда түрмигә йөткәп кетилгәнликидин хәвәр тапқан.