Адвокат майкел поллак: уйғурлар һазир әң зор көләмдә мәҗбурий ғайиб қилишниң зиянкәшликигә учриғучи хәлқ

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.08.31
Antonio-Guterres-sozde.jpg Б д т баш катипи антонио гутеррис йиғинда сөзләватқан көрүнүш. 2020-Йили 24-феврал, җәнвә.
AFP

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) тәрипидин “мәҗбурий ғайиб қиливетилгәнләр хәлқара хатирә күни” қилип бекитилгән һәр йилидики 30-авғуст күнидә, диктатор һакимийәтләр тәрипидин өз ирадисигә хилап һалда ғайиб қиливетилгән һәмдә мәҗбурий йосунда йоқ қиливетилгән хәлқләр вә кишиләр мәхсус әслиниду. Б д т ниң алақидар қарарида көрситилишичә, мәҗбурий ғайиблиқ йәршари характерлик мәсилә болуп, бу изчил охшимиған ирқ, дин вә сиясий мәвқәгә мәнсуп кишиләрни нишан қилип кәлмәктә.

Б д т баш катипи антонийо гутерес, 2020-йиллиқ “мәҗбурий ғайиб қиливетилгәнләр хәлқара хатирә күни” мунасивити билән елан қилған баянатида “дуняниң һәр қайси җайлирида мәҗбурий ғайиб болуш җинайити әвҗ алди, кона делоларниң азаблиқ ағриқи йәнила кәскин, чүнки йоқап кәткән миңлиған кишиләрниң тәқдири намәлум болуп, бу җинайәт йоқап кәткәнләрниң йеқинлири турмушида изчил мәвҗут болуп туриду” дегән.

Гутерес баянатида йәнә “хәлқара кишилик һоқуқ қануниға асасән, аилә вә җәмийәтниң йүз бәргән ишлар тоғрисидики һәқиқәтни билиш һоқуқи бар. Мән әза дөләтләрни бу мәсулийәтни ада қилишқа чақиримән”, дәп тәкитлигән.

Б д т тор бетидә бу хәлқаралиқ күнниң бекитилиш тарихи һәққидики баянларда, б д т омумий мәҗлисиниң 2010-йили 12-айниң 21-күнидики қарариға асасән, 2011-йилдин башлап һәр йили 30-авғуст хәлқарада, мәҗбурий ғайиб қилишниң зиянкәшликигә учриғанлар күни сүпитидә, рәсмий түрдә хатирилинип кәлмәктә.

Бир һакимийәтниң шәхсләрни мәҗбурий ғайиб қиливетиши кишилик һоқуққа бузғунчилиқ қилишниң әң юқири пәллисиниң бири һесаблиниду. Болупму йеқинқи 3 йилдин буян хитайниң уйғурлар вә башқа мусулман милләтләрни мәҗбурий лагерларға қамаш билән, мәҗбурий ғайиб қилишниң йеңи бир пәллисини яратқанлиқи мәлум.

Дуня уйғур қурултийи 30-авғуст хәлқара мәҗбурий ғайиб қилинғанларни хатириләш күнидә дуня миқясида залим һакимийәтләр, уларниң мунасивәтлик сақчилири яки һәрбий хадимлири қатарлиқларниң қолида мәҗбурий ғайиб болған барлиқ кишиләрни әсләйдиғанлиқини тәктләш билән биргә, хитай һакимийити тәрипидин лагерларға қамалған бир йерим милйондин 3 милйонға қәдәр бигунаһ уйғурниң мәҗбурий ғайиб қилишниң қурбанлири икәнликини әскәрткән.

Дуня уйғур қурултийи өз баянатида, чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларниң 2017-йили 4-ай вә 5-айлардин башлап шәрқий түркистанда яшайдиған аилә әзалири билән алақисиниң үзүлүшкә башлиғанлиқи, уйғурларниң кәң көләмлик җаза лагерлириға соланғанлиқи вә бу йәрдә сиясий тәрбийә, қийин-қистақ һәм начар шараитларға дуч кәлгәнлики һәққидә тәпсилий мәлумат бәргән. Баянатта бу һәқтә “йеқинқи үч йилда 1 милйон 800 миңдин 3 милйонғичә уйғурниң панаһлиниш лагерида халиғанчә тутуп турулушқа учриғанлиқи, нурғун кишиләрниң мәҗбурий ғайиб қилинғанлиқи, бу, хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқ һәрикитиниң бир қисми болуп қалғанлиқи” көрситилгән.

Зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса йеқинқи 3 йилда уйғурлар мәҗбурий ғайиб қиливетишниң зиянкәшликигә әң еғир дәриҗидә учрап келиватқанлиқини, шуниң билән бир вақитта мәҗбурий ғайиб қилинған шәхсләр вә уларниң аилә тавабиатлириниң инсан һәқлири дәпсәндә қилинипла қалмастин, бәлки йәнә хитай һөкүмитиниң бу қилмишлириниң милләт вә җәмийәткә қорқунч һәмдә кишиләрниң һаятиға еғир бесим пәйда қилип келиватқанлиқини тәкитлиди.

Дуня уйғур қурултийи баянатида, хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики бастурушлири вә буниң тәсиридә ғайиб қилинғанларниң әһваллиридин башқа йәнә, уйғур мусапирлири яки панаһлиқ тилигүчиләрниң хитайниң бесими билән чәтәлләрдин мәҗбурий қайтурулған әһвалларниң көп йүз бәргәнликиму оттуриға қоюлған. Баянатта: “өткән 15 йилда, 300 дин артуқ уйғур 16 охшимиған дөләттин мәҗбурий қайтурулған вә қайтип кәлгәндин кейин ғайиб болған” дейилгән.

Баянатта төвәндикидәк мисаллар көрситилгән: “2009-йили 12-айда, 22 уйғур камбоджадин хитай қайтурулған вә ғайиб болған. 2015-Йили 7-айда, 109 уйғур тайланд даирилири тәрипидин хитай һөкүмитигә тапшуруп берилгән вә ғайиб болған. 2017-Йили 7-айда, мисирдики йигирмә нәччә уйғур оқуғучиси хитайға қайтуруп келинди. 2018-Йили 4-айда, германийәдики 22 яшлиқ уйғур панаһлиқ тилигүчи хата һалда хитайға қайтурулған вә шуниңдин башлап һазирғичә униң әһвали мәлум әмәс”.

Долқун әйса әпәнди зияритимиз җәрянида, хитайниң уйғурларни опчә мәҗбурий ғайиб қиливетиши 2009-йиллардин башлап кәскинләшкәнликини, хитайниң буни уйғур хәлқини җазалаш вә бастуруш қорали сүпитидә давамлиқ ишлитип келиватқанлиқи, дуня уйғур қурултийиниң изчил бу мәсилә һәққидә өз әндишилирини хәлқара җәмийәткә тәкитләш билән биргә, тегишлик һәл қилиш чарилири тепишқа тиришип келиватқанлиқини билдүрди.

Чәтәлләрдики бир қисим уйғур вә өзбәкләрниң һавалиси билән уларниң уйғур диярида хитай тәрипидин ғайиб қиливетилгән уруқ-туғқанлириниң сүрүштисини қиливатқан “чәтәлдики адаләт” гурупписиниң кишилик һоқуқ адвокати майкел полак әпәнди зияритимизни қобул қилип: “мениң адвокатлиқ тәҗрбәмдин ейтқанда, хитай һөкүмитиниң уйғур вә башқа түркий милләтләрни нишан қилған мәҗбурий ғайиб қиливетиши, униң характери һәмдә көләм җәһәттә әң зор вә әң еғир икәнликини байқаймиз. Тарихий нуқтидин алғанда өз вақтида йәһудилар мушу хил зор көләмлик мәҗбурий ғайиб қилишнишң қурбани болған вә буниң азабита һазирға қәдәр давам қилмақта” деди.

Униң пикричә, уйғур диярида немиләрниң болуватқанлиқи, у җайниң вәзийити һәққидики хәвәрләрниң көпләп елан қилинишидин башқа йәнә, йеқиндин буян мәҗбурий ғайиблиқниң қурбанлириға айландурулғанларниң биваситә уруқ-туғқанлириниң гуваһлиқи һәм уларниң рәсмий әдлийә тармақлири арқилиқ лагерларға қамалғанларға адаләт тәләп қилиши муһим әһмийәткә игә.

У, буларниң хәлқара җамаәтни һәрикәткә кәлтүрүш, һәрқайси һөкүмәтләр вә шәхсләрниң бу мәсилигә көңүл бөлүшигә түрткә болидикән.

Майкел полак йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилати комитети вә мәҗбурий ғайиб болуш хизмәт гурупписи хәлқара кишилик һоқуқ механизиминиң қоллиши билән, дөләтләрни мәҗбурий ғайиб болушниң алдини елиш, зиянкәшликкә учриғучиларни издәш вә зиянкәшликкә учриғучилар вә уларниң туғқанлириға болған ярдәмни ашуруш мәсулийитини сүрүштүрүш мәҗбурийити барлиқини тәкитлиди. У бу һәқтә мундақ деди: “чүнки барлиқ дөләтләрдики барлиқ кишиләрни мәҗбурий ғайиб болуштин қоғдаш әһдинамисидә көрситилгән вә тәстиқланған қанунларға салғанда, уйғурларниң учрватқанини милләт сөпитидә кәң көләмлик коллектип йоқ қилиниш категорийәсигә чүшиду. Комитетниң шәхсий әрзләрни тәкшүрүп, ишәнчлик вә битәрәп әдлийә тәкшүрүши елип бериши бу вәһший җинайәтни төгитишниң биринчи вә һәл қилғуч қәдими бөлиши мумкин. Чүнки хитайму бу әһдинамигә қол қойған дөләт”.

2006-Йили б д т омумий мәҗлиси йәнә хәлқаралиқ барлиқ кишиләрни мәҗбурий ғайиб болуштин қоғдаш әһдинамисини мақуллап, тутқун қилинған кишиниң аилә-тавабиатлириға бу кишиниң туюқсиз йоқап кәткәнликини сүрүштүрүш һоқуқи бәргән. Шуниңдәк мәҗбурий ғайиб қиливетиш инсанийәткә қарши җинайәт һесаблиниду дәп бекитилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.