Паалийәтчи абдуреһим ғениниң дадисиниң лагерда өлүп кәткәнлики дәлилләнди
2024.10.23
Хитай даирилири муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилирини бәзидә юртидики уруқ-туғқанлирини тутқун қилиш, бәзидә сөзлитиш, бәзидә қәстләш арқилиқ паалийәтлиридин ваз кәчтүрүшкә урунуп кәлмәктә. Голландийәдики паалийәтчи абдуреһим ғениму хитайниң шу хил тәһдит вә интиқам һәрикәтлириниң нишанидикиләрдин бири. Абдуреһим ғенини амстердамниң дам мәйданидики ялғуз кишилик намайишидин ваз кәчтүрәлмигән хитай даирилири 2017-йили униң дадиси ғени худабәрди, чоң акиси абликим ғени вә кичик акиси миҗит ғениларни түрмә вә лагерға солаш арқилиқ өч алғаниди. Намайиш биләнла тохтап қалмиған абдуреһим ғени голландийә дөләт әрбаблири биләнму изчил алақидә болуп, аилисиниң вә уйғур хәлқиниң нөвәттики әһвалидин мәлумат вә гуваһлиқларни бәргән.
Абдуреһим ғени дадиси вә икки акисиниң тутқун қилинғанлиқ хәвирини уққандин кейин дәнһагдики хитай әлчиханисиға бесип киргән вә әлчихана хадимлирини аилә әзалири һәққидә мәлумат беришкә қистиған. Шу күни голландийә сақчилири уни әлчихана қорусида тутқун қилған болсиму, униң һәққаний тәләплири мәлум болғандин кейин, униңға һечқандақ бир қануний җаза бәрмигән. Әксичә шу һәрикитиниң тәсири билән хитай әлчиханиси униң икки акисиниң 5 йил 6 ай вә 16 йил 6 ай кесилгәнлики, икки қейин акисиниңму түрмидә икәнлики һәққидә голландийә һөкүмитигә мәлумат беришкә мәҗбур болған.
Абдуреһим ғени бу йил 4-айда ши җинпиңниң явропа зияритигә қарши намайиш тәшкилләватқан вақтида хитай даирилири акисини униңға телефон қилғузуп, уни пиланлаватқан һәрикитидин ваз кечишкә қистиған. Әйни чағда у бир қатнаш қазасиға учриғанлиқи үчүн мәзкур намайишқа қатнишалмай қалған. Абдуреһим ғениниң пәрәз қилишичә, хитай тәрәп буни тәһдитниң нәтиҗиси дәп қарап, бу йил 7-айда акисини униңға йәнә бир қетим телефон қилғузған, у телефонни алмиғандин кейин, акиси ағриқ һаләттики дадисиниң йенида турған һалда видийо йоллап, уни шу күнләрдә пиланлаватқан паалийитидин, йәни дәнһагдики дуня пуқралар сотиға қатнишиштин ваз кечишкә қистиған. Абдуреһим ғени бу тәһдиткә пәрва қилмиған, бәлки бу тәһдитни хитайниң җинайи қилмишлириниң пакити сүпитидә мәзкур сотта паш қилған. Бу соттин икки ай өткәндә, у дадисиниң түгәп кәткәнлики һәққидә учур алған. Гәрчә учур толуқсиз болсиму, мәвҗут вәзийәткә, шу сотниң алди-кәйнидә игилигән бир қисим учурлириға асасән, дадисиниң лагерда өлүп кәткәнликини җәзм қилған һәмдә бу һәқтә иҗтимаий ахбаратта учур тарқатқан.
Телефонимизни қобул қилған учтурпан базарлиқ сақчи хадими, абдуреһим ғениниң дадиси ғени худабәрдини тонуйдиғанлиқи вә униң өлүмидин хәвири барлиқини ашкарилиди. Әмма нәдә қандақ сәвәб билән өлгәнлики һәққидә мәлумат бәрмиди.
Абдуреһим ғениниң дейишичә, бу йил 82 яшқа киргән дадиси ғени худабәрди, учтурпанда банкидин пенсийәгә чиққан дөләт кадири болуп, у бу йил 7-айда екранда көрситилгәндин кейин, лагерға тәкрар елип кетилгән.
Илгирики игиләшлиримиздин мәлум болушичә, учтурпанда аз дегәндә үч орунда лагер бар болуп, булардин әң чоңи коңтәй лагеридур. Коңтәй лагерида алдинқи айға қәдәр вәзипә өтигән бир сақчи хадими, банка хизмәтчиси ғени худабәрдиниң “тәрбийәләш” тики мәзгилидә җан үзгәнликини дәлиллиди.
Юқирида паалийәтчи абдуреһим ғениниң дадиси ғени худабәрдиниң 82 йешида лагерда җан үзгәнлики һәққидә мәлумат бәрдуқ.