Ғәрбтә хитайдин йирақлишишниң әмәлий қәдәмлири бесилмақта
2021.07.27
15 Йил ичидә ғәрбликләрниң нәзиридики хитай образиниң сунуши бөсүш характерлик илгирилимәктикән.
Германийәлик профессор александер гөрлах 26-июл “кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, иқтисадий қамал: дуня миқясида хитайға қарши омумий кәйпият қозғиди” намлиқ бир обзор елан қилди. Обзорда мәркизи вашингтонда болған “пев тәтқиқат мәркизи” ниң алдинқи ай елан қилған рай синаш нәтиҗисидин мисаллар берилип, хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулуми, хоңкоңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә иқтисадий қамал сияситиниң пүтүн дуняда хитайға қарши омумий кәйпият қозғиғанлиқи илгири сүрүлгән.
“пев тәтқиқат мәркизи” 30-июн елан қилған 17 дөләттә елип барған 2021-йиллиқ рай синаш нәтиҗисидә мундақ санлиқ мәлуматларға орун берилгән: хитайға сәлбий көзқарашта болғучиларниң сани америкада 76 пирсәнткә, канадада 73 пирсәнткә, шиветсийәдә 80 пирсәнткә, голландийәдә 72 пирсәнткә, германийәдә 71 пирсәнткә, белгийәдә 67 пирсәнткә, фирансийәдә 66 пирсәнткә, әнглийәдә 63 пирсәнткә, италийәдә 60 пирсәнткә, испанийәдә 57 пирсәнткә, гиретсийәдә 42 пирсәнткә йетип, оттуричә нисбити 66 пирсәнт болған.
Юқириқилардин башқа, бирқисим асия әллири вә австралийәниң хитайға болған сәлбий көзқарашлириниң техиму юқирилиқи баян қилинған. Мәсилән: японийәниң 88 пирсәнткә, австралийәниң 78 пирсәнткә, җәнубий корейәниң 77 пирсәнткә, тәйвәнниң 69 пирсәнткә, йеңи зеландийәниң 67 пирсәнткә, сингапорниң 34 пирсәнткә йетип оттуричә нисбити 73 пирсәнт болған.
Обзорда бу санлиқ мәлуматларниң 2002-йилидики рай синашқа селиштурғанда ғайәт зор өзгиришниң йүз бәргәнликини испатлайдиғанлиқи, болупму ахирқи 15 йил ичидә дуня җамаитиниң хитай һакимийитигә вә ши җинпиңға болған ишәнчисиниң бәрбат болғанлиқини дәлилләйдиғанлиқи оттуриға қоюлған. Обзорда мундақ дейилиду: “пүтүн дуняда хитайға ишәнмәслик вә униңдин гуманлиниш күчәймәктә. Демократик дөләтләрдә сиясий түзүлмә билән иқтисадий әркинлик бир гәвдә сүпитидә анализ қилиниду. Хоңкоңлуқлар вә уйғурлар үстидин йүргүзүлүватқан бастурушлардин ташқири, хитайниң иқтисадни йүксәк дәриҗидә қамал қилиши ахбарат васитилириниң баш темисиға айланмақта. Хитайниң дөләт башқурушидики базар игиликиниң образи, сиясий түзүлмиси әркин тиҗарәткә капаләтлик қилидиған ғәрбликләрниң нәзиридә бәрбат болмақта”.
Германийәдики вәзийәт анализчиси әнвәр әһмәт әпәнди бу һәқтә тохталғанда, америка башчилиқидики ғәрб әллириниң нөвәттә хитайға нисбәтән сиясий, иқтисадий чәклимиләрни барғансери күчәйтиватқанлиқини тәкитлиди. У сөзидә, германийәниңму бу җәһәттә алқишлашқа тегишлик иҗабий қәдәмләрни бесиватқанлиқини әскәртти. Германийәдики уйғур зиялийси аблимит турсун әпәндиму бу тоғрисида қарашлирини изһар қилип өтти.
“германийә долқунлири” радийоси 26-июл елан қилған “силовакийә тәйвән билән болған һәмкарлиқни чоңқурлаштурмақта” намлиқ хәвәрдә баян қилишичә, бәзи шәрқий вә оттура явропа дөләтлири хитайдин барғансери узақлишип, тәйвән билән һәмкарлишишниң әмәлий қәдәмлирини бесишқа башлиған. Бу йил 9-айда силовакийә вәкилләр өмики тәйвәнни зиярәт қилип, тәйвәндә вакаләтхана қуридикән вә икки тәрәп иқтисадий тохтамларни имзалайдикән. Буниңдин илгири летва вә чехийәму бу йил күзгичә тәйвәндә вакаләтхана қуридиғанлиқини, хитайниң наразилиқлиридин әнсирәп кәтмәйдиғанлиқини билдүргән.