Гуаңҗу шәһиридә икки уйғурниң корона вируси билән юқумланғанлиқи ашкариланди
2020.04.29
28-Апрел иҗтимаий таратқуларда тарқалған бир уқтурушта хитайниң гуаңҗу шәһиридә икки нәпәр уйғурниң таҗсиман вирус билән юқумланғанлиқи хәвәр қилинған. Гуаңҗудики аталмиш “аз санлиқ милләтләргә қануний ярдәм бериш понкити” тәрипидин әслидә гуаңдуң өлкисидики уйғурлар арисида тарқитилған бу уқтурушта мәзкур юқумдарларниң 21-апрел күни байқалғанлиқи әскәртилгән. Мухбиримизниң гуаңдуң өлкиси вә уйғур районидики сәһийә органларға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида мәзкур учурниң тоғрилиқи дәлилләнди.
Мәлум болушичә, хитайчә вә уйғурчә тарқитилған мәзкур уқтуруш мушу айниң 22-күни тарқитилған. Уқтурушта юқумдарларниң 21-апрел күни байқалғанлиқи вә гуаңҗу шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин давалитиливатқанлиқи әскәртилгән. Бу учурниң раст-ялғанлиқи вә тәпсилатини айдиңлаштуруш үчүн алди билән гуаңдуңдики алақидар орунларға телефон қилдуқ. Хадимлардин бәзилири бу әһвалдин хәвәрсизликини ейтса, бәзилири өзлириниң бу һәқтә җаваб беришкә салаһийәтлик киши әмәсликини билдүрүп, соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.
Мәзкур уқтурушта икки гумандарниң гуаңҗу шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин давалитиливатқанлиқи илгири сүрүлгән. Әмма уларниң уйғур районидин қачан вә немә иш билән гуаңдуң өлкисигә кәлгәнлики һәққидә мәлумат берилмигән.
Гуаңҗуда уйғур районидин келип ресторан ечиватқан бир туңган ханим мәзкур әһвалдин хәвири барлиқини ейтти. Униң дейишичә, алдинқи күни униң рестораниға тамақ йегили кәлгән гуаңҗулуқ сақчилар униңға уйғур районидин кәлгән икки кишиниң корона вируси билән юқумланғанлиқини уқтурған вә уларниң диққәт қилишини тапилиған.
Мәзкур уқтурушта гуаңдуңда ишләватқан вә тиҗарәт қиливатқан уйғурларға хитаб қилинған вә уларниң вирус юқумиға қарита диққәтлик болуши тәвсийә қилинған.
Илгири ашкариланған хәвәрләрдә 2014-йилдин башлап хитай өлкилиридики уйғурларниң омумйүзлүк һалда юртлириға һәйдәлгәнлики; 2018-вә 2019-йилларға кәлгәндә уйғурлардин хитай өлкилиридә аз бир қисим оттура вә алий мәктәп оқуғучилардин башқиларниң асасән дегүдәк қалмиғанлиқи мәлум болған. Мәзкур уқтурушта икки юқумдарниң оқуғучи яки хизмәтчи вә яки тиҗарәтчи икәнлики һәққидә мәлумат берилмигән.
Биз бу һәқтә мәлумат елиш үчүн уйғур районлуқ сәһийә назаритигә телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған хадим бу һәқтә юқум қоманданлиқ шитабидин мәлумат елишимизни тәвсийә қилди.
Биз бу юқум қоманданлиқ шитибадинму җавабқа еришәлмигәндин кейин вилайәтлик сәһийә тармақлиридин мәлумат соридуқ. Қизилсу қирғиз аптоном областлиқ сәһийә идарисиниң бир хадими мәзкур икки юқумдарниң гуаңҗуда байқалғанлиқини, шуңа уларниң тәпсилий кимликини билмәйдиғанлиқини баян қилиш арқилиқ иҗтимаий таратқулардики мәзкур учурниң тоғрилиқини дәлиллиди. Бу әһвалдин хәвири барлиқини ениқ ейтқан бу бөлүмдики хадимлар икки юқумдарниң исми вә йеши һәққидики соалимизға җавабән бу һәқтә областлиқ юқум қоманданлиқ мәркизидин мәлумат елишимизни тәвсийә қилди. Биз икки юқумдарниң шуғуллинидиған кәспини сориғинимизда бу юқумдарлар һәққидә сиртқа учур бәрмәслик һәққидә юқиридин чүшкән уқтуруш барлиқини әскәртип, соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.
Хитай ахбаратлиридин мәлум болушичә, вухәндә вирус байқалғандин кейин уйғур районидин бир түркүм дохтур-сестирилар апәт райониға ярдәмгә әкилингән. Хитай өлкилиридә вирусниң тизгинләнгәнлики илгири сүрүлгән дәсләпки мәзгилләрдә әң аввал уйғур районидин хитай өлкилиригә мәҗбурий әмгәк үчүн ишчилар йөткәлгән. юқириқи ениқлашлиримиздин гуаңҗуда икки уйғурниң корона вируси билән юқумланғанлиқи дәлилләнгән болсиму, әмма уларниң ениқ кимликлири техи айдиңлашмиди.