Ғулҗа байтоқайда җаза муддитини түгәткән 10 нәччә кишиниң қайта кесилгәнлики ашкариланди
2024.06.20
“Шаһит биз” (йәни “зиянкәшликкә учриғучилар амбири” ) ниң қурғучиси, тәтқиқатчи җин бунин (Gene Bunin) ниң фейсбук сәһиписидики бир анализ мақалисидә тор архипидики қайта җазаланған кишиләрдин 18 нәпириниң исми тилға елинған. Мақалида көрситилишичә, булардин икки нәпири 2015-йили, сәккиз нәпири 2016-йили, үч нәпири 2017-йили қоюп берилгән болсиму, булар 2017-йили қайтидин тутқун қилинип қамаққа һөкүм қилинған. 2020-Вә 2021-йили җаза муддити түгиши керәк болған икки мәһбус җазаси түгимәйла түрмидин қамақханиға елип келинип, уларму қайтидин қамаққа һөкүм қилинған. Җин бунин мақалисидә бу һәқтә тохтилип 2017-йилдики чоң тутқундин буян муһим салмақни игилигән бу қайта җазалашни “уйғур елида йүргүзүлүватқан әң вәһший иҗраатлардин бири” дәп көрсәткән.
Биз мақалида тилға елинған қайта җазалиниш делолири һәққидә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн уйғур елиниң һәрқайси җайлиридики алақидар сақчи органлириға телефон қилдуқ. Ениқлашлиримиз давамида ғулҗа наһийә байтоқай йезисиниң чайчүн кәнтидики бир мәһәллидинла 10 нәччә кишиниң җаза муддитини түгитип болған болсиму қайтидин җазаланғанлиқи ашкариланди. Алақидар бир кәнт сақчисиниң дейишичә, буларниң көпинчиси 2000-йиллардин илгири әйни вақитта ғулҗида қанат яйған мәшрәп паалийәтлиригә қатнашқанлиқи үчүн “қанунсиз топлиниш” җинайити билән әйиблинип шу йиллардила 10 нәччә йилдин қамаққа һөкүм елан қилинған икән.
Мәлум болушичә, булардин садиқҗан исимлик бирси әйни чағда 18 йиллиқ кесилип 2016-йили җаза муддитини түгәткән икән. У қоюп берилип бир йил өткәндә, йәни 2017-йилидики чоң тутқунда қайта тутқун қилинип йәнә 18 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған. Йәнә бир сақчи хадиминиң дейишичә, мәзкур кәнттики сабирҗан қатарлиқ төт киши 2014-йилдики “қаттиқ зәрбә бериш” долқунида тутқун қилинип тоққуз йиллиқтин қамақ җазаси берилгән. Буларму бу йил апрел вә май айлирида җаза муддитини түгәткән һаман түрмидин қамақханиға апирилип қайтидин қолға елинған вә қамаққа һөкүм қилинған. Әҗәблинәрлики, булар бу қетим җазаланғанда уларда һечқандақ йеңи җинайәт байқалмиған, пәқәт илгири җаза өтигәнликиниң өзи гунаһ саналған. Әмма көпинчисигә немә үчүн җазаланғанлиқи һәққидә изаһат бәрмигән. Дейилишичә, бу он нәччә мәһбусниң иккинчи қетимлиқ җаза муддити илгирики җаза муддитидин узун болған.
Илгири җаза муддәтлири һәққидики бир қетимлиқ тор муназирисидә бу җазаларниң қанун бойичә әмәс, әксичә сиясәткә асасән чиқирилғанлиқи, шуңа һөкүмдики муддәтниң узун яки қисқа болушиниң һечқандақ әһмийити йоқлуқи, чүнки “сиясий муһитта өзгириш болмиса қисқа кесилгәнләрниң муддитини түгәткәндин кейин сабиқ мәһбус намида тутқун қилинип қайта кесилидиғанлиқи” һәққидики тәхминләр оттуриға қоюлған иди.