Ғулҗа чулуқайда “бир йеза, бир дәрваза” түзүми йолға қоюлғандин кейин бу йезиға чәт әл мухбирлири дәссәп бақмиған

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2023.09.15
choluqay-yezisi-google-map Ғулҗа наһийәси чулуқай йезисиниң гугил хәритисидики көрүнүши
Гугил хәритисиниң екран кәсмиси

Хитай даирилири уйғур вәзийити һәққидики һәр қетимлиқ баянатида, чәт әл мухбирлирини районни зиярәт қилишқа вә вәзийәтни нәқ мәйданда көзитишкә дәвәт қилмақта; әмма йәнә бир тәрәптин, уйғур елидә қатмуқат тосуқларни қуруп, чәтәл мухбирлириниң зияритини мумкинсизләштүрмәктә. Мухбиримизниң телефонини қобул қилған ғулҗа наһийәсиниң чулуқай йезисидики бир аманлиқ мудири, йезиниң назарәт түзүмлириниң қаттиқлиқини тонуштуруп, йезиниң дәрвазисидин чәт әлликләрниң киришигә рухсәт йоқлуқи вә йеқинқи 6 йилда бирму чәт әл мухбириниң йезиға қәдәм бесип бақмиғанлиқини тилға алди.

Уйғур қирғинчилиқи сәвәблик ғәрб җамаәтчиликиниң тәнқидигә учриған хитай даирилири әйиблимини инкар қилидиған пакит көрситип берәлмигәндин кейин, чәт әлликләрни, болупму чәт әл мухбирлирини уйғур елини зиярәт қилишқа вә вәзийәтни өз көзи билән көрүшкә дәвәт қилмақта. Әмма йәнә бир тәрәптин, районда бурундинла мәвҗут болған назарәт системисини техиму күчәйтип, районға йетип баралиған аз сандики чәт әл мухбирлириниң зиярәтлирини қәдәмдә бир тосалғуға учратмақта. Мәсилән, йезиларни қоршав там ичигә елип кишиләрни бир дәрвазидин кирип чиқидиған қилиш, әнә шу тосуқлардин биридур.

Өткән һәптә ғулҗа наһийәсидики чулуқай йезисиниң пүтүнләй қоршав там ичигә елинғанлиқи ашкариланғандин кейин, биз бүгүн бу түзүмниң ғулҗа наһийәсиниң башқа йезилиридики иҗра қилиниш әһвали һәққидә мәлумат сүрүштә қилдуқ.

Алақидар хадимлар, бу темида мәлумат бериштин өзлирини тартти. Мәлум болушичә, йезиларни қоршав там ичигә елиш, ялғуз шу йезидики аһалиләрниң ихтияри паалийитини чәкләш үчүнла болмастин, бәлки йәнә натонуш кишиләрниң, болупму чәт әлликләрниң йезиға қәдәм бесишиниң алдини елиш үчүн икән. Телефон зиярәтлиримиз давамида, телефонимиз чулуқай йезисиниң өткән һәптә биз сөзләшкән аманлиқ мудириға қайтидин бағланди. Биз бу қетим униңдин “бир йеза, бир дәрваза” түзүминиң башқа йезилардики әмәлийлишиш әһвалини соридуқ. У бу түзүмниң наһийә бойичә иҗра қилиниватқанлиқидин хәвири барлиқини; буни у хизмәт җәрянида аманлиқ хадимлири қоллинилидиған “дүйҗияңҗи” дегән хитайчә сөз билән атилидиған сөзлишиш аппаратидики сөзләрдин уққанлиқини баян қилди. У йәнә өзи биваситә көргән дәрваза бекитилгән йезилардин әвлия, үчон вә моллатохтийүзи йезилирини тилға алди.

Бу хадимниң дейишичә, дәрвазидики аманлиқ хадимлири йезидики аһалиләрниң кирип-чиқиш әһвалини көзитипла қалмастин, бәлки йәнә натонуш кишиләрниң кирип-чиқишини сәзгүрлүк билән көзитидикән. Мана бу көзитишниң қаттиқлиқи сәвәбидин 2017‏-йилниң ахири йезиға дәрваза бекитилгән кейин, бу йезиға чәт әл мухбирлири дәссәп бақмиған.

Балилиқ вә өсмүрлүк дәври чулуқай йезисида өткән, нөвәттә америкада яшаватқан сиясий көзәткүчи илшат һәсән әпәнди, чулуқайда әслидә бағ-варанлириға ишик бекитмәйдиғанлиқи, һәтта бәзи аилиләрниң һойла дәрвазилириғиму қулуп салмайдиғанлиқини әсләп өткәндин кейин, пүтүн уйғур елиниң үсти очуқ бир түрмигә айланғанлиқини илгири сүрди.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқирида ғулҗа чулуқайда “бир йеза-бир дәрваза” түзүми йолға қоюлғандин кейин, бу йезиға чәт әл мухбирлириниң қәдәм бесип бақмиғанлиқи һәққидә аңлитиш бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.