Ғулҗидики бир мәсчитниң меһмансарайға айландурулғанлиқи ашкариланди
2021.04.28
Йеқинда фәйсбок, твиттер қатарлиқ иҗтимаий алақә торлирида, хитай саяһәтчилириниң мәсчит икәнлики ениқ билинип туридиған уйғур миллий услубидики бир һойлида, чай ичип, саяһәт қиливатқанлиқи, мәсчитниң намаз өтәш залида уйғур усулчилириға әгишип, уйғурчә усул ойнаватқан көрүнүшләр ашкарилинип, тордашлар арисида җиддий инкас қозғиди.
Америкадики уйғур паалийәтчилиридин, лагер шаһити зумрәт давут ханим, зияритимизни қобул қилип, мәзкур син филимини көрүп бу орунниң мәсчит икәнликини җәзмләштүргәндин кейин, уни фәйсбок ториға йоллиғанлиқини билдүрди.
Тордин издәш нәтиҗисидә, ғулҗа хитай базири әтрапидики бир мәсчитниң 2019-йилдин башлап, бейҗиңлиқ бир хитай тиҗарәтчигә һөддигә берилип, “мәнзирилик һойла” намида саяһәт орни вә той мурасимлири өткүзүлидиған меһман-сарайға айландурулғанлиқи мәлум болди.
Тордин хитайчә “фәнҗиң” йәни “мәнзирилик һойла” дәп нам берилгән бу меһмансарай һәққидә берилгән тор еланини таптуқ. Еланида, бу җайниң, ғулҗида йеңидин бәрпа қилинған “қазанчи саяһәт райони” ға җайлашқан алий дәриҗилик кичик меһмансарай икәнлики билдүрүлгән. Еланда явропа вә уйғур бинакарлиқи бирләштүрүлгән, бир мәрикә зали, 9 һуҗриси бар, 3 қәвәтлик пешайванлиқ бина вә гүллүк һойлиси бар бу арамгаһниң саяһәтчиләр тәрипидин әң яхши истираһәт орни дәп баһаланғанлиқи, шундақла бу җайниң той мурасими өткүзгән яшларниң хатирә сүрәткә чүшидиған мәнзирилик җай дәп баһаланғанлиқи алаһидә әскәртилгән.
Аталмиш “фәнҗиң” йәни “мәнзирилик һойла” дәп нам берилгән бу меһмансарай һәққидә йәнә “или гезити” дә берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, мәзкур меһмансарай, 2020-йилдин башлап тиҗарәт башлиған, униң хоҗайини бейҗиңдин кәлгән го йиң исимлик бир хитай саяһәт-ширкәт хоҗайини икән.
Биз аталмиш “фәнҗиң” меһмансарийиниң тордики еланида қалдурулған алақә номури арқилиқ бу җайға телефон қилдуқ.
Телефонни алған аял хадим билән болған сөһбәт 1 минуттин артуқ давамлашти.
У аввал меһманханиға пәқәт тор арқилиқ тизимлитишқа болидиғанлиқи, шуңа телефонда мулазимәт беҗирилмәйдиғанлиқини ейтти.
Андин у меһмансарайниң мулазимити һәққидә сориған соаллиримизға җаваб берип, “меһманханида той мурасими өткүзидиған яшларниң қиз көчүрүш, тойлуқ сүрәткә чүшүш, тойи болған қиз йигит вә меһманларға ятақ иҗарә бериш қатарлиқ һәқлиқ мулазимәтләр барлиқини, әмма меһманханиниң чәтәлликләрни қобул қилмайдиғанлиқи” ни билдүрди.
Униңдин 2020-йили тиҗарәт башлиған бу меһмансарайниң илгири мәсчит икәнлики һәққидә учурларни көргинимизни ейтип, униңдин бу һәқтә ениқлима беришни тәләп қилғинимизда, у аввал алдирашлиқини баһанә қилип соалға җаваб бериштин өзини тартти.
Андин у телефонниң америкадин урулғанлиқини тәкитләп, өзиниң бундақ соалларға җаваб берәлмәйдиғанлиқини ейтип телефонни қоювәтти.
Фәйсбок торидики инкасларда, аталмиш “фәнҗиң” йәни “мәнзирилик һойла” дәп нам берилгән бу меһмансарайниң, мәсчиттин өзгәртилгәнлики әйиблиниш билән бирликтә йәнә, униң ғулҗидики “өзбек мәсчити” болуши мумкинлики һәққидиму инкаслар йезилған.
Ғулҗидин австралийәгә келип йәрләшкән, әмма һазирчә өз кимликини ашкарилашни халимиған бир ханимниң билдүрүшичә, униң һәдиси илгири хитай базири әтрапида олтуридиған болуп, мәзкур меһмансарай сиртқи көрүнүшидин илгирики “ғулҗа өзбек мәктәп” йәни “5-оттура мәктәп” кә яндаш селинған “өзбек мәсчити” болуши мумкин икән.
Йеқинқи йилларда америкаға келип йәрләшкән җәвдәт әпәндиму мәзкур меһмансарайниң ғулҗидики хитай базириға йеқин “өзбек мәсчити” болуши мумкинликини билдүрди.
Җәвдәт әпәндиниң билдүрүшичә, уларниң ғулҗидики өйи дәл “өзбек мәсчити” бар кочиға җайлашқан болғачқа, у өзиму таки 2006-йили ғулҗидин айрилғичә, у бу мәсчиттә көп қетим намаз оқуғаникән.
Америкадики дилшат әпәндиму зияритимизни қобул қилип, ғулҗиға 2016-йили ахирқи қетим туғқан йоқлашқа барғинида, ғулҗа “өзбек мәсчити” дә намаз оқуғанлиқини, 2017-йилдин кейин ғулҗидики көплигән мәсчитләрниң чеқилғанлиқи һәққидики учурларни көргән болсиму, әмма бу мәсчитниң 2017-йилидин кейинки тәқдиридин хәвәрсиз икәнликини билдүрди.
Униң билдүрүшичә, ғулҗидики қәдими мәсчитләрниң бири һесаблинидиған “өзбек мәсчити”, өткән әсирниң 70-йиллирида, йәни “мәдәнийәт зор инқилаби” мәзгилидә тақилип, 5-оттура мәктәпкә қошуветилгән. Әмма 1980-йиллардин кейин, ғулҗидики өзбек җамаитиниң наразилиқи билән әслигә кәлтүрүлүп, кейинки йилларда йеңидин безәлгән ғулҗидики әң көркәм мәсчитләрниң биригә айланғаникән.