Ситокһолмда ғулҗа қирғинчилиқиниң 28-йиллиқи мунасивити билән намайиши өткүзүлди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2025.02.03
ghulja-weqesi-shiwetsariye-namayish-1 5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқиға наразилиқ билдүрүп хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайишта оттура асиядин кәлгән уйғур яш иляр сөзлимәктә. 2025-Йили 2-феврал, ситокһолм, шиветсийә.
RFA/Hebibulla Izchi

1997-Йили 2-айниң 5-күни ғулҗа шәһиридә, ғулҗа хәлқиниң хитай һөкүмитиниң бастурушлириға қарши елип барған наразилиқ намайиши қанлиқ бастурулғаниди. Шуниңдин буян, “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” уйғур хәлқи вә муһаҗирәттики уйғурлар тәрипидин һәр хил шәкилдә хатирилинип кәлмәктә. Бу йилму йәнә шиветсийә пайтәхти ситокһолмдики хитай әлчиханиси алдида шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң орунлаштурушида, наразилиқ намайиши елип берилған.

Бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилған шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң муавин рәиси әхмәтҗан бу намайишни орунлаштурушниң мәқсити һәққидә қисқичә тохтилип өтти.

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмдики хитай әлчиханиси алдидики намайишчилар. 2025-Йили 2-феврал.
Шиветсийә пайтәхти ситокһолмдики хитай әлчиханиси алдидики намайишчилар. 2025-Йили 2-феврал.
RFA/Hebibulla Izchi

Мәзкур қанлиқ вәқә шу дәврләрни баштин кәчүргән уйғурларда паҗиәлик әслимиләрни қалдурған. Шу вақиттики бәзи шаһитларниң билдүрүшичә, хитай қораллиқ сақчи қисми ғулҗа кочилирида қоллирида лозункиларни көтүргән уйғур яшлирини қирғин қилған вә намайишчи аммиға зимистан қишта соғуқ су чечип бастурған.

Шиветсийә уйғур маарип уюшмисидин абдулла көкяр өзиниң бу һәқтики көз қарашлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

 Хитай әлчиханиси бу қетимму һәр йилдикигә охшашла намайишчиларниң авазини бастуруш үчүн канайлар билән қизил нахшиларни қуювәткән болсиму әмма бу, намайишчиларниң авазини бесип чүшәлмигән. Абдулла көкяр йәнә бу һәқтики тәпсилатларниму тохтилип өтти.

5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқиға наразилиқ билдүрүп хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайишта шиветсийә уйғур маарип уюшмисидин абдулла көкяр сөзлимәктә. 2025-Йили 2-феврал, ситокһолм, шиветсийә.
5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқиға наразилиқ билдүрүп хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайишта шиветсийә уйғур маарип уюшмисидин абдулла көкяр сөзлимәктә. 2025-Йили 2-феврал, ситокһолм, шиветсийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Бу намайишқа шиветсийә уйғур бирлики әзалириму қатнашқан болуп, бирликтин неҗат әпәндиму “намайишларға тәшкилат вә шәхс қаришидин һалқип аваз қошуш вә иттипақлишишиниң муһим” икәнликини тәкитләп өтти.

Ғулҗа қирғинчилиқиға аридин 28 йил өткән болсиму, муһаҗирәттики уйғурлар һәр йили дуняниң һәрқайси җайлирида өзлири турушлуқ дөләтләрдә бу қирғинчилиқни түрлүк паалийәтләр билән хатириләп, хитай зулумиға қарши һәр хил наразилиқ намайишлири өткүзмәктә, бу қирғинда һаятидин айрилғанларниң роһиға атап хәтмә қуран оқуш қатарлиқ паалийәтләрниму елип бармақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.