Ғулҗа вәқәсниң 24 йиллиқи мунасивити билән австиралийәниң аделайд вә сидней шәһәрлиридә намайиш өткүзүлди
2021.02.08
Ғулҗа вәқәсниң 24 йиллиқи мунасивити билән 4-феврал күни австралийәниң седний шәһридә, 5-феврал күни аделайд шәһридә намайиш өткүзүлди.
Сиднейдики австиралийә уйғур җәмийитиниң рәиси мәмәт убул әпәнди билдүрүшичә, ғулҗа қирғинчилиқини хатирләш үчүн 4-феврал күни сиднейдики уйғурлардин 30 дин артуқ киши хитай консолханиси алдиға җәм болуп, намайиш елип барған. Бу намайишқа сиденйдики хитай демократчиларниң 10 нәпәр вәкилиму қатнишип, қоллап-қуввәтлигән.
Мәмәт убул әпәнди ғулҗа вәқәсини хатирләш, һазир уйғур диярида хитай коммунист һакимийитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан ирқий қирғинчилиқлирини паш қилиш вә уйғурларниң австиралийә һөкүмитигә болған тәләплирини оттуриға қоюш мәқситидә бу намайишни уюштурғанлиқини билдүрди.
Мәмәт убул әпәнди намайиш җәрянида австралийә һөкүмитиниңму америка һөкүмитигә охшаш “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ни чиқришни вә хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан қилмишлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп қобул қилишни тәләп қилғанлиқини билдүрди.
Австиралийә уйғур җәмийитиниң баш катипи бәхтияр бөрә әпәндиму зияритимизни қобул қилип, сиднейдики намайиш һәққидә мәлумат бәрди.
Бәхтияр бөрә әпәнди австиралийә һөкүмитиниң 5-феврал ғулҗа вәқәсидин уйғурларға қаратқан сиясәтлирини өзгәрткәнликини, уйғуларниң һәқиқий зулумға учриған бир милләт икәнликини етирап қилғанлиқини һәмдә ички җәһәттин көчмәнләр идарисида алаһидә сиясәтләрни бикитип, уйғур көчмәнләрни австиралийәгә қобул қилиш сиястини бикиткәнликини баян қилди.
5-Феврал ғулҗа вәқәсиниң 24 йиллиқи мунасивити билән австиралийәниң адилайд шәһридики уйғурларму намайиш елип барған. Намайишни уюштурған австиралийә шәрқий түркситан җәмийитиниң рәси нурмуһәммәд түркистани бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, бу намайишниң җәряни һәққидә мәлумат бәрди.
Игилинишичә, бу намайишқа аделайд шәһридә яшаватқан уйғурлардин әр-аял вә кичик балилар болуп 30 дин артуқ киши қатнашқан. Бу намайишқа бир қисим парламент әзалири, сиясийонлар вә хоңкоңлуқларму қатнишип қоллиған.
Намайишчилар австиралийә һөкүмитидин йеқинда хәлқара ахбаратларда елан қилинған уйғур аялларниң лагер вә түрмиләрдә хитай сақчилири тәрипидин аяғ асти қилинғанлиқи тоғрисидики аччиқ риаллиқни хәлқара җәмийәтләргә аңлитишни тәләп қилған. Нурмуһәммәд түркистани йәнә австиралийә баш министири вә аяллар ишлириға мәсул министирға хитап қилип, австиралийә һөкүмитиниң хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан қирғинчилиқиға көз юммаслиқини, хитайниң австиралийәдә турушлуқ баш әлчисини дәрһал чақиритип, униңдин бу вәқәләргә җавап беришни тәләп қилғанлиқини билдүрди.