Голландийә арнем шәһири хитайниң вухән шәһири билән болған достлуқ мунасивитини үзгән
2021.07.23
Голландийәдики арнем шәһири хитайниң уйғурларға қаратқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики сәвәбидин вухән билән болған “қошкезәк достлуқи” ни бикар қилған.
Мәлум болушичә бу туюқсиз қарар 7-айниң 21-күни арнем шәһәрлик кеңәш әзалири шәһәр башлиқиниң вухән билән болған достлуқ мунасивитини давам қилиш тәклипини мутләқ көп санлиқ аваз билән рәт қилғандин кейин чиқирилған.
“һиндистан вақти гезити” ниң хәвәр қилишичә, беләт ташлаш җәрянида сиясий партийәләр: “биз хитайда кәң көләмдә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүз бериватқанлиқиға, уйғурлар вә хитайдики башқа аз санлиқ милләтләрниң әһвалиниң күндин-күнгә начарлишиватқанлиқиға ишинимиз. Бу әһвал астида хитай билән болған шәһәр алақисини сақлап қелиш әхлақсизлиқ” дегән.
Мәлум болушичә, арнем шәһири билән вухән шәһири арисидики “қошмақ шәһәр” келишими 1999-йили һасил қилинғаникән.
Голландийә арнем шәһириниң хитайниң вухән шәһири билән болған қошкезәк достлуқи голландийәдики уйғур җамаитиниң наразилиқини қозғап келиватқаниди. Улар буниңға қарши намайиш өткүзгән вә шундақла голландийә парламент әзалири билән көрүшүшкә.
Голландийә “омроп хәвәрләр тори” да көрситишичә, голландийә “хирон линкс” тәшкилатиниң әзаси тулай гемичи әпәндим бу һәқтә тохтилип мундақ дегән: “бу намайишларни маңа пайдиси болди. Мән аллибурун уйғурлар тоғрисида чиқарған рәсимләрни көргән вә у йәрдә йүз бәргән дәһшәтлик җинайәтләр тоғрисидики мақалиләрни оқуғанидим. Биз арнем шәһириниң хитайниң уйғурларни бундақ бастурушиға йол қоймаслиқи үчүн, бу достлуққа қатнашмаслиқни қарар қилдуқ”.
Биз тулай гемичи әпәндим билән алақилишиш үчүн тиришқан болсақму, җаваб кәлмиди.
Зияритимизни қобул қилған голландийәдә турушлуқ сиясий паалийәтчи асийә уйғур ханим голландийә арнем шәһириниң хитайниң вухән шәһири билән болған достлуқни үзүшиниң уйғур ирқий қирғинчилиқи билән мунасивәтлик икәнликини, буниң яки хитайға зәрбә болидиғанлиқини билдүрди.
Нөвәттә голландийәниң берида шәһири билән дәнбош шәһәрлириму хитайниң башқа шәһәрлири билән болған мунасивитини үзүшкә бәл бағлиған болуп буниңдин бу сәпкә қошулидиғанларниң кеңийиш еһтималлиқи бар икән.
Асийә уйғур ханим йәнә шәһәрлик һөкүмәтниң бу қарарни чиқиришиға сәвәб болған амиллар һәққидә қисқичә тохтилип өтти.
Йеқиндин буян голландийәдә хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқиға даир дәлил-испатларниң көпләп оттуриға чиқиши билән голландийә хәлқи вә һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисигә болған тонуши техиму илгири сүрүлмәктә.
Голландийә парламенти 2-айниң 26-күни хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш һәрикитини “ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт” дәп етирап қилғаниди.