Амистердам шәһәрлик парламент хитай ишләпчиқарған камераларни сетивалмаслиқ тоғрисида қарар мақуллиған

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2023.05.12
gollandiye-parlament-binasi-ichi.jpg Голландийә парламентидики йиғиндин көрүнүш. 2021-Йили 1-апрел.
Amstérdam hökümet tori

Голландийә пайтәхти амистердамниң шәһәрлик парламенти 5-айниң 4-күни көп санда парламент әзасиниң аваз бериши билән шәһәрлик һөкүмәтниң хитайдин импорт қилинған камера вә бәзи юқири техникалиқ мәһсулатларни сетивалмаслиқ тоғрисидики қарар лайиһәсини мақуллуқтин өткүзгән. Қарарда хитайниң уйғурларға қаратқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә ирқий қирғинчилиқи билән четишлиқи болған ширкәтләр ишләпчиқарған камера вә бәзи техникалиқ мәһсулатларни сетивелишниң чәкләнгәнлики көрситилгән.

Мәзкур қарар лайиһәсини голландийәдики “дәнк” партийәсидин болған парламент әзаси суләйман қоюнҗу әпәнди сунған болуп, амистердам шәһәрлик парламентидики көп сандики парламент әзалириниң аваз бериши билән 4-май күни мақуллуқтин өткән.

Голландийәдики “дәнк” партийәсидин болған, нөвәттә амистердам шәһәрлик парламентта парламент әзаси вәзиписини өтәватқан суләйман қоюнҗу әпәнди зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “биз узун йиллардин буян, хитайниң уйғур қериндашлиримизға қарита елип бериватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсан қелипидин чиққан бесим сияситини голландийәдә оттуриға қоюп келиватимиз. Өткән йилларда хитайниң уйғурларни бастурушта ишлитиватқан камераларни голландийәгә сатқанлиқи ашкариланған иди. Бу камераларниң голландийәдә хитайниң җасуслуқ паалийәтлиридә ишлитиш хәвпи барлиқи ашкариланған иди. Униң үстигә хитай ширкәтлири бу камераларни голландийәдә сетип пул тапса, бу пулни уйғурларни бастуруш үчүн ишлитиши мумкин. Шуңа голландийәдә хитай ширкәтлири сетиватқан камераларни ишлитишини чәкләшни тәләп қилған идуқ. Бу тәлипимиз амистердам шәһәрлик парламент тәрипидин мақулланди. Бу қарарға асасән амистердам шәһиридә хитай ширкәтлири ишләпчиқарған камераларни ишлитиш чәкләнди. Бундин кейин уйғур ирқий қирғинчилиқи билән четишлиқи бар ширкәтләрдин техника буюмлири сетивелинмайдиған болди.”

Голландийә “дәнк”(Denk) партийәсидин болған парламент әзаси суләйман қоюнҗу(Süleyman Koyuncu) әпәнди.
Голландийә “дәнк”(Denk) партийәсидин болған парламент әзаси суләйман қоюнҗу(Süleyman Koyuncu) әпәнди.
RFA/Erkin Tarim

Америкадики CBS хәвәрлири ториниң 4-декабир күни елан қилған мақалисигә қариғанда, хитай һазир “пуқраларни омумйүзлүк көзитиш вә контрол қилиш” дәвригә киргән болуп, мәмликәтниң һәммә җайиға 400 милйон камера орнитип, дунядики әң чоң тәқип-назарәт дөлитигә айланған. Униң үстигә узун йиллардин буян уйғурлар мушу камералар арқилиқ 24 саәт көзитилмәктә икән. Суләйман қоюнҗу әпәнди голландийәдә 12 өлкә барлиқини, бундин кейин голландийәдики техиму көп өлкә вә шәһәрләрниң хитай билән болған тиҗарий мунасивитигә чәклимә қойидиғанлиқини баян қилди.

У, мундақ деди: “голландийәниң башқа шәһәрлиридиму бундақ қарар мақуллиниду, дәп ойлаймән. явропа иттипақи парламентиму бу һәқтә тәйярлиқ қиливатиду. явропа иттипақиға әза дөләтләр хитайдин мал импорт қилғанда, хитай ширкәтлириниң кишилик һоқуққа һөрмәт қилған-қилмиғанлиқи тәкшүрүлиду. Шуңа алдимиздики йилларда ирқий қирғинчилиқ билән четишлиқи бар нурғун хитай ширкәтлириниң маллири явропа дөләтлиридә чәклиниду, дәп ойлаймән.”

Голландийәдики лагер шаһити өмәр бекали әпәнди, голландийәдики өктичи партийәләрдин болған парламент әзалириниң, хитайда кәң көләмдә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүз бериватқанлиқини, уйғурлар вә хитайдики башқа аз санлиқ милләтләрниң әһвалиниң күндин-күнгә начарлишиватқанлиқини, һәтта хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериливатқанлиқини аста-аста тонуп йетиватқанлиқини билдүрди. У, амистердам шәһәрлик парламентта мақуллуқтин өткән бу қарарниң йеқин кәлгүсидә голландийәниң башқа өлкә-шәһәрлик парламентлиридиму мақуллинидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини тәкитлиди.

Голландийә парламенти 2022-йили 2-айниң 26-күни хитайниң уйғурларға қаратқан зулум сияситини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп етирап қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.