Голландийәдики иништийхин шәһриниң хитайдики далийән шәһри блиән достлуқ орнитиши уйғурларни нарази қилди

Ихтиярий мухбиримиз уйғурай
2021.05.31
Голландийәдики иништийхин шәһриниң хитайдики далийән шәһри блиән достлуқ орнитиши уйғурларни нарази қилди Голландийә уйғур мәдәнийәт тәшвиқат мәркизиниң орунлаштуруши билән голландийәниң иништийхин шәһиридә өткүзүлгән хитайға қарши намайиштин көрүнүш. 2021-Йили май.
RFA/Uyghur'ay

5-Айниң 30-күни голландийәниң иништийхин шәһридә голландийә уйғур мәдәнийәт тәшвиқат мәркизиниң орунлаштуруши билән хиттайға қарши намайиш өткүзүлгән.

Бу қетимқи намайиш голландийәдики иништийхин шәһириниң хитайдики далийән шәһири билән достлуқ орнитишиға қарши өткүзүлгән булуп, голландйә уйғур мәдәнийәт тәшвиқат мәркизи бу ишни чиң тутуп, голландийә вақти саәт 2 дә хитайға қарши намайиш орунлаштурған.

Бу намайишқа голландийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчилири, түрк паалийәтчилири, шундақла голландийәдә яшаватқан уйғур сиясий актиплири билән бирликтә 150 киши қатнашқан булуп, намайиш 2 саәт давамлашқан.

Бу қетиқи намайиш җиддий шәкилдә өткүзүлгән булуп, намайишчилар голландийә ийништийхин шәһәрлик һөкүмитиниң хитайдики далйән шәһири билән достлуқ орнитишиға қарши шуарларни товлашқан.

Намайиш һәққидә зияритимизни қубул қилған голландийә шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң рәиси әйса қарим әпәнди намайишниң әһмийити һәққидә тохталди.

Мәлум болғандәк, хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушлириға чапан япидиған сахта тәшвиқатниң һәссиләп күчийишигә қаримай, муһаҗирәттики уйғурлар уйғур мәсилисини күнтәртипкә әкилиш үчүн давамлиқ күрәш қилмақта.

Бу паалийәткә иштрак қилған абдуқәйюм җаппар әпәнди уйғур хәлқиниң зулумға қарши елип бериватқан күрәшлириниң тохтап қалмайдиғанлиқини тәкитләп өтти.

Паалийәтчиләрниң қаришичә, голландийә парламенти уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилған парламентларниң бири. Шундақ болушиға қаримай, хитайниң далийән шәһириниң голландийәдики иништийхин шәһири билән достлуқ орнитиши җиддий қарашқа тегишлик бир мәсилә икән.

Голландийә шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң рәиси рәиси әйса қаримниң ейтишичә, голландийә парламенти уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилғандин кейин, хитайниң голладийәдә өз образини яхшилаш һәркитини күчәйтиватқанлиқини мөлчәрләшкә болидикән. Шуңа голладийәдә паалийәт қиливатқан уйғур тәшкиларлири хитайниң уйғурларға қарши йүргүзиватқан бастуруш һәрикитиниң һәқиқий маһийитини голландийә җамаитигә тонуштуруши шундақла голладийә һөкүмитиниң техму күчлүк қоллишини қолға кәлтүрүши, бәкму зөрүр икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.