Голландийә парламенти хитайниң уйғурларға йүргүзүп кәлгән җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитти

Мухбиримиз җәвлан
2021.02.26
Голландийә парламенти хитайниң уйғурларға йүргүзүп кәлгән җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитти Голландийә парламенти хитайниң уйғурларға йүргүзүп кәлгән җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитти.
Photo: RFA

Америка һөкүмити вә канада парламенти хитайниң уйғурларға йүргүзүп келиватқан қәбиһ зулумини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп җакарлиғандин кейин, явропадин тунҗи болуп голландийә парламентиму хитайниң җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекиткән.

Ройтерис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, голландийә парламенти 25-феврал бир тәклип лайиһәси мақуллап, хитайниң уйғурларға йүргүзүп келиватқан қәбиһ қилмишлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп атиған. Мәзкур лайиһәдә мундақ дейилгән: “хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита туғутни чәкләш, җаза лагери тәсис қилиш дегәндәк җинайи қилмишлири бирләшкән дөләтләр тәшкилати 260-номурлуқ қарари, йәни ‛ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә уни чәкләш әһдинамиси‚ да көрситилгән җинайәтләрдин һесаблиниду”.

Голландийәдә турушлуқ вәзийәт анализчиси асийә уйғур ханим голландийә парламентиниң бу қарарни чиқиришидики арқа көрүнүш һәққидә тохтилип, америка һөкүмити билән канада парламентиниң хитайниң уйғур районидики җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонушиниң муһим рол ойниғанлиқини билдүрди.

Сиясий көзәтчи илшат һәсән әпәнди голландийәниң бу қарарни елишиға түрткә болған амилларни тилға елип мундақ деди: “америка билән канададин кейинла голландийәниң хитайниң җинайитини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп бекитишини җасарәтлик лагер шаһитлириниң төһписидин айрип қариғили болмайду. Бу қарар йәнә хитайниң 2022-йил қишлиқ олимпик мусабиқиси өткүзүшини тосушта чоң рол ойнайду”.

Хәвәрдә билдүрүлүшичә, голландийә баш министири марк рутти (Mark Rutte) ниң партийәси болған консерватиплар партийәси бу тәклипкә қарши беләт ташлиған. Голландийә парламенти гәрчә бу тәклипни мақуллиған болсиму голландийә һөкүмити бу мәсилигә башқичә қарашта икән. Голландийә ташқи ишлар министири стеф блок (Stef Blok) мундақ дегән: “һөкүмәтләр ирқий қирғинчилиқ дегән бу сөзни ишләтмәслики керәк, чүнки нөвәттә бу әһвал бирләшкән дөләтләр тәшкилати яки хәлқара сот мәһкимиси тәрипидин ирқий қирғинчилиқ дәп җакарланмиди”.

Тәклип лайиһәси голландийә парламентидин мақулланғандин кейин у мундақ дегән: “уйғурларниң вәзийити наһайити диққәт қозғиди. Голландийә бу мәсилидә башқа дөләтләр билән һәмкарлишишни үмид қилиду”.

Асийә ханимниң қаришичә, голландийә һөкүмити уйғурлар мәсилисигә бурундинла көңүл бөлүп кәлгән; президент трамп дәвригә кәлгәндә хитайниң ғәрб дунясиға қанчилик тәһдит елип кәлгәнлики, уйғурларға қандақ зулум салғанлиқи мәлум болғандин кейин голландийәдә уйғур мәсилисигә көңүл бөлүш юқири пәллигә көтүрүлгән. Голландийәдә гәрчә хитайниң җинайитини көрмәскә селип, униңдин мәнпәәт елишни халайдиған бир қисим кишиләр болсиму, хәлқ йәнила кишилик һоқуқ қиммәт қаришини қоғдашта чиң туридикән вә хәлқ райи һөкүмәтниң сияситигә тәсир көрситидикән.

Истратегийә мутәхәссиси әркин әкрәм әпәнди голландийә парламентиниң бу қарарни елишиниң явропадики дөләтләргә иҗабий тәсир көрситидиғанлиқи, шундақла түркийә милләт мәҗлисиниң кәлгүсидә уйғурлар мәсилисидә шундақ бир қарар чиқиришиға үмид беридиғанлиқини билдүрди.

Бу тәклип лайиһисиниң түзгүчиси, сол қанат партийәдин болған парламент әзаси шред шердисма (Sjoerd Sjoedsma) йәнә хәлқара олимпик комитетини 2022-йил өткүзүлидиған қишлиқ олимпик мусабиқисини бейҗиңдин йөткиветиш лайиһәси сунған болуп, бу һәқтә мундақ дегән: “уйғурларға қарши елип бериливатқан қәбиһ зораванлиқларни ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилғанда, дуняниң уни көрмәскә селишиниң алдини алғили һәмдә униңға қарши һәрикәт қолланғили болиду”.

Асийә ханим голландийә парламенти хитайниң җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекиткәндин кейин, 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисини бейҗиңда өткүзүшни байқут қилишниң пәқәт вақит мәсилиси икәнликини оттуриға қойди. У йәнә мәзкур тәклип лайиһәсиниң голландийә парламентида мақуллинишиниң явропада, җүмлидин голландийәдә яшаватқан уйғурларға көрә қандақ әһмийити барлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: “голландийәдики бир партийә голландийә парламентиға 10 миң уйғурни қобул қилиш лайиһәси сунди. Бундақ лайиһәләр бурунму сунулған, әмма мәнчә, бу қетимқи қарардин кейин уйғурларниң голландийәгә қобул қилиниш, маканлишиш ишлири техиму тезлишиду вә қолайлишиду; уйғурларға болған қизиқиш, һесдашлиқ күчийиду вә уйғур дәвасини қоллаш ишлири көпийиду”.

Анализчиларниң қаришичә, америка һөкүмитиниң “ирқий қирғинчилиқ” баянатидин кейин майк помпейони, канада парламентиниң “ирқий қирғинчилиқ” қараридин кейин канада парламентини әйибләп келиватқан хитай һөкүмити, голландийә парламентиғиму қайтурма һуҗумға өтүши ениқ. Һалбуки, бигизни тағарда сақлиғили болмиғандәк, хитайниң инсанийәтни чүчүтидиған бу қирғинчилиқи техиму көп ашкарилиниду вә хәлқара җәмийәтниң һушярлиқини өстүрүп, техиму көп қаршилиқни пәйда қилиду. Хитайдин алидиған мәнпәәтни дәп бу қирғинчилиққа көз юмуватқан дөләтләрму хитайниң рәзил маһийитини һаман тонуп йетиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.