Голландийәниң уйғур мәсилисидики позитсийәси алқишқа еришмәктә

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2021.02.27
Голландийәниң уйғур мәсилисидики позитсийәси алқишқа еришмәктә 24-Феврал голландийәниң NPO1 қанилиниң уйғур мәсилиси тонуштурулған программисиға тәклип қилинған хитай ишлири мутәхәссиси тиес дамс (тиәс дамс) билән голландийә утрихит университети қанун факултетиниң уйғур оқуғучиси әхмәтҗан қасими (солда).
RFA/Ehsan

24-Феврал күни голландийә вақти кәч саәт 7 дә голландийәниң NPO1 қанилидики әң мәшһур программа сәһиписидә уйғур мәсилиси тонуштурулған.

Мәзкур программиға хитай ишлири мутәхәссиси тиес дамс (Ties Dams) билән голландийә утрихит университети қанун факултетиниң уйғур оқуғучиси әхмәтҗан қасими қатнашқан.

Мәзкур программида тунҗи қетим уйғурлар тоғрилиқ бир мәзмун тема қилинған болуп, программа голландийәдә зор тәсир қозғиған.

Мәзкур программида тәтқиқатчи тиес дамс әпәнди хитайниң дуня сияситидә ойнаватқан роли һәққидә тохталған. Әхмәтҗан қасими әпәнди өзиниң бешидин өткүзгән вәқәләрни баян қилиш билән бирликтә уйғурларниң омумий вәзийити вә муһаҗирәттики уйғурларниң мәсилисини тонуштурған.

Exmetjan-Qasimi-Gollandiye-01.jpg
Әхмәтҗан қасими голландийәниң NPO1 қанилиниң риясәтчилири билән биргә. 2021-Йили 24-фәврал.

Бу мунасивәт билән биз әхмәтҗан қасими әпәндини зиярәт қилдуқ. Әхмәтҗан әпәнди программиниң тәпсилати һәққидә тохтилип, мундақ деди: “мәндин ‛хитай бу хил ишларни қиливатиду, лекин бизниң көплигән тиҗарий ишлиримиз хитайда, хитай билән импорт вә експорт мунасивитимиз бар. Сиз бу мәсилигә қандақ қарайсиз?‚ дегән соал соралди. Мән: ‛иқтисадий җәһәттики мунасивәт муһим, бирақ бизниң демократийә, әркинлик қиммәт қарашлиримизни сатқили болмайду‚ дәп җаваб бәрдим. Кишиләр бу җавабниң өзлиригә чоңқур тәсир қилғанлиқини ейтишти.”

Уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, уйғурлар ғәрб дөләтлириниң қизиқишиға вә ғәрб җәмийәтлириниң қизғин көңүл бөлүшигә еришип кәлмәктә. 25-Феврал голландийә парламентида уйғур мәсилисигә мунасивәтлик қанун лайиһәси тәстиқланған болуп, голландийә хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқини рәсмий тонуған тунҗи явропа дөлити болуп қалған.

Голландийәдә турушлуқ тонулған кишилик һоқуқ паалийәтчиси асийә уйғур ханим голландийәдики уйғур давасиниң омумий вәзийити һәққидә мәлумат бәрди.

Уйғур мәсилисиниң күнсери қизиқ нуқтиға айлиниши вә явропадики уйғурларниң уйғур мәсилисини хәлқаралаштуруш йолидики тиришчанлиқи нәтиҗисидә явропалиқларниң уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшиниң барғансери ешип бериватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Әхмәтҗан қасими зияритимиз давамида голландийәдики һәрқайси партийә вә сиясий күчләрниң уйғур мәсилисидики позитсийәсиниң иҗабий йөнүлүшкә қарап илгириләватқанлиқини, голландийәдә уйғур давасиниң инсанийлиқни тутқа вә асасий йөнүлүш қилип елип бериливатқанлиқини баян қилип өтти. У йәнә партийәләр оттурисида айримичилиқ қилмай пүтүн сиясий гуруппиларға уйғур мәсилисини аңлитишниң муһимлиқини тәкитләп өтти.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, голландийәниң уйғур қирғинчилиқини рәсмий етирап қилишини явропа дөләтлириниң уйғур қирғинчилиқиға нисбәтән кәскин позитсийә билдүрүшиниң башланғучи дәп қарашқа болидикән. Уйғур җамаитиниң явропа дөләтлиридә уйғур мәсилисини тоғра усул билән тонутуши вә вә һәрқайси дөләт һөкүмәтлирини ипадә билдүрүшкә чақириши, уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишида муһим рол ойнайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.