Голландийәниң куләмборг шәһиридә уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисида сөһбәт елип берилған
2023.09.22

21-Сентәбир хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң голландийә шөбиси голландийәниң куләмборг (чуләмборг) шәһиридә уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисида бир сөһбәт мунбири тәшкиллигән. Кәч саәт 19:00 да башлинип 3 саәткә йеқин давамлашқан бу паалийәткә йәрлик голландийәликләрдин башқа, голландийәдә яшаватқан бир қисим уйғурларму қатнашқан. Сөһбәтниң ечилиш нутуқини хәлқара кәчүрүм тәшкилати голландийә шөбисиниң мәсули кос әпәнди сөзләп, хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини баян қилип өткән.
Бу сөһбәткә дахил болған голландийәдики лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханимниң баян қилишичә, сөһбәттин бурун хәлқара кәчүрүм тәшкилати өзлири ишләп чиққан шәрқий түркистандики хитай зулуми вә хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқлириға мунасивәтлик архиплар орун алған бир һөҗҗәтлик филим көрситилгән. Андин голландийәдики “дәбалийә ” телевизийә қанили ишләп тарқатқан “хитайниң узарған қоли” намлиқ филим көрситилгән. Униңдин кейин қәлбинур сидиқ ханимниң гуваһлиқлири баян қилинған филимлар көрситилгән.
Мәзкур сөһбәткә голландийәдики уйғур актиплиридин абдурәһим ғениму қатнашқан болуп, униң билдүрүшичә , сөһбәттә уйғур ирқий қирғинчилиқи вә голландийәдики уйғурларниң хитай тәһдитигә дуч келиш вәқәлири тоғрисидиму соал -җаваблар болуп өткән. Сөһбәт иштиракчилиридин алимҗан бу һәқтә тохталғанда, өзи тунҗи қетим дахил болған уйғурларға аит бу сөһбәтниң өз миллитиниң авазини дуняға аңлитишқа һәссиләр қетишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханимниң билдүрүшичә , голландийә америка вә канададин кейинла 3-болуп, хитайниң уйғурларни бастурушини “ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт”дәп етирап қилған дөләт икән һәмдә голландийә парламенти вә йәрлик кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүп кәлмәктә икән.