“гугул уйғур” паалийәтчилири вашингтондики Capital One тәнтәрбийә сарийида

Мухбиримиз қутлан
2019.10.31

“гугул уйғур” паалийәтчилири вашингтондики Capital One тәнтәрбийә сарийида

Америкадики уйғур яшлиридин тәшкилләнгән бир гуруппа кишиләр 2019-йили 10-айниң 30-күни кәчқурун вашингтондики Capital One тәнтәрбийә сарийида хитайға қарши “гугул уйғур” наразилиқ паалийити өткүзди.

30-Өктәбир кәчқурун вашингтондики Capital One тәнтәрбийә сарийида вашингтон визард командиси билән хюстон рокет командиси васкетбол мусабиқиси өткүзгән иди.

“гугул уйғур” дегән намда тәшкилләнгән уйғур яшлири мусабиқә башлиништин аввал тәнтәрбийә сарийиниң алдида “уйғурларға әркинлик”, “хоңкоңға әркинлик”, “тибәткә әркинлик” дегәндәк хәтләр йезилған тахтайларни көтүрүп, шоар товлап күч көрсәткән. Мусабиқә көргили кәлгән тамашибинларниң һәммиси уларниң наразилиқ паалийитини көргән. Мусабиқә арилиқидики қисқа дәм елиш мәзгилидә һәммиси бирдәк қара майка кийгән уйғур яшлири тәнтәрбийә сарийиниң әң егиз суписида қатар тизилип, майкилиридики латинчә һәрпләр билән “гугул уйғур” дегән икки сөзни һасил қилған. Мәйдандики нәччә миңлиған тамашабинлар бу көрүнүшни көргән вә уларниң шоар садалириға җөр болған. “гугул уйғур” паалийәтчилириниң бу наразилиқ һәрикити түнүгүндин буян иҗтимаий таратқуларда көп чекилип, нәччә он миңлиған кишиләр тәрипидин көрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.