Уйғур композитор гүлдияр тәңритағли вә униң музика һаяти
2024.09.16
Түркийәдә тонулған яш уйғур композитор гүлдияр тәңритағли, 2024-йиллиқ телевизийә тиятири музикиси түри бойичә әң алий мукапатқа еришкән. Мәлум болушичә, бу мукапат түркийәдики “филим санаити вә сәнәтчиләрни күчәйтиш фонди җәмийити” тәрипидин тарқитилған болуп, гүлдиярниң “яли чапқини” намлиқ көп қисимлиқ телевизийә тиятири үчүн ишлигән музикиси бу йиллиқ “әң яхши телевизийә тиятири музикиси” болуп баһаланған.
Униң бу мукапатқа еришиши түркийәдила әмәс, бәлки муһаҗирәттики уйғурларниңму күчлүк алқишиға еришкән.
Гүлдияр тәңритағли түркийәдики “стар телевизийәси қанили” да тарқитиливатқан даңлиқ телевизийә филими “яли чапқини” ниң музика композитори болуп, бу телевизийә тиятири һекайә вәқәлики, маһир артислири вә филим вәқәликигә маслашқан музикилири билән көрүрмәнләрниң күчлүк алқишиға еришкән икән.
Гүлдияр тәңритағли 13-сентәбир күни әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, өзиниң мәзкур мукапатқа еришкәндин кейинки тәсиратини вә музика саһәсидики әмгәклирини аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.
Униң билдүрүшичә, у австрийә мозарт салзбург университетиниң оркестир пиянино кәспидә магистирлиқ оқушни тамамлиған. 2015-Йилдин 2020-йилғичә түркийәдики “калан музикиси” намлиқ музика ширкитидә ишлигән. 2020-Йили “тәңритағли” исмида өзиниң музика ширкитини қурған вә түркийәдә ишләнгән телевизийә филимлири үчүн музика ишләшкә башлиған икән.
Гүлдияр ханимниң билдүрүшичә, бу мәзгилдә у “сени бәк күттүм”, “ата”, “шаһанә һаятим”, “яли чапқини”, “әгәр бәк сөйсәң”, “гүлҗамал”, “вида мәктупи” қатарлиқ филимларниң музикисини ишлигән икән. Униң бу филимларға ишлигән музикилири көрүрмәнләрниң яхши көрүшигә еришкән. Болупму “яли чапқини” ға ишлигән музикиси мукапатқа еришип, зор алқишқа еришкән.
Гүлдияр тәңритағли йәнә өзиниң көп қисимлиқ телевизийә филимлириға ишлигән музикилириниң алқишқа еришишидики сәвәбләр һәққидә тохтилип өтти. У, телевизийә тиятирлириға музика ишләшниң юқири кәспий маһарәт вә һессият җәһәттин филим мәзмуниға мас келиштәк юқири техника тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.
Мәлум болушичә, гүлдияр 5 йерим яш чеғида аилисидикиләр билән түркийәгә келип йәрләшкән болуп, у наһайити кичик чеғидила мәхсус оқутқучидин пиянино дәрси елишқа башлиған. У түркийәдә пиянино кәспи бойичә мунтизим музика тәлиматини оттура мәктәп басқучида башлиған болуп, кейинчә түркийәдики даңлиқ университет-мимар синан гүзәл-сәнәт университетиниң музика кәспидә оқуған икән. У мәзкур университетта музика кәспини тамамлиғандин кейин, австрийәгә берип мозарт салзбург университетиниң оркестир пиянино кәспидә оқуп, магистирлиқ унваниға еришкән.
Гүлдиярниң бу нәтиҗисидин пәхирләнгәнликини билдүргән аписи гүлзадәм ханим, гүлдиярниң бүгүн еришкән нәтиҗиси әмәлийәттә униң узун муддәтлик мунтизим музика тәрбийәси вә җапалиқ әмгики бәдилигә кәлгәнликини билдүрди.
Гүлзадәм ханимниң билдүрүшичә, қизи гүлдияр сәнәт муһитиға тоюнған аилидә дуняға кәлгән болуп, бир яш чеғидила униң музика сезими вә талантиниң интайин юқирилиқи байқалған.
Гүлзадәм ханимниң билдүрүшичә, әйни йиллири у йолдиши пәрһат қурбан тәңритағли билән түркийәгә оқушқа кәткәнлики үчүн, қизи гүлдияр бир мәзгил қумулдики момисиниң өйидә тутуп, дәсләпки музика тәрбийәсини шу йәрдә алған икән. Гүлдиярниң қумулдики мома-бовиси уйғур сазлирини челишқа маһир бу бир җүп мойсипитлар болуп, нәврисигә уйғур килассик нахша-музикилирини өгәткән икән.
Гүлзадәм ханим сөзини давам қилип, қизи гүлдияр 5 йерим йешида түркийәгә кәлгәндин кейин, башланғуч мәктәптә оқушқа киргәнликини, бу җәрянда пиянино өгинишни асас қилған һалда музика саһәсидә әтраплиқ билим игиләшкә башлиғанлиқини билдүрди.
Униң билдүрүшичә, гүлдияр түркийәдики мимар сина университетида вә австрийәдики мозарт салзбург университетида 8 йил оқуш җәрянида көп қетим консертларни бәргән.
Гүлдияр тәңритағлиниң йеқинқи бирқанчә йилда түркийәдә даңқи чиққан телевизийә тиятирлиридин “аччиқ алма”, “ата”, “шаһанә һаятим” вә “яли чапқини” қатарлиқлар үчүн ишлигән музикилири қизғин алқишқа еришкән.