Хитай түрмисидики гүлмирә имин билән мәмәтҗан абдулланиң ечинишлиқ симаси немә дәйду?
2024.11.08
“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң қурбанлиридин гүлмирә имин билән мәмәтҗан абдулланиң 15 йиллиқ түрмә һаятидин кейин, йәни хитай таратқулири бу йил 26-өктәбирдин башлап тарқитишқа башлиған “зулмәт қаплиған үрүмчи” намлиқ һөҗҗәтлик тәшвиқат филимида тунҗи қетим көрүнүши, муһаҗирәттики нурғун уйғурларни һәйран қалдурди.
“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” йүз берип узун өтмәйла қолға елинған вә муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған “сәлкин тори” ниң башқурғучиси гүлмирә имин билән хитай мәркизий хәлқ радийо истансисиниң мухбири мәмәтҗан абдуллани өз ичигә алған бир қатар виҗдан мәһбуслиридин узун йилларғичә һечқандақ учур болмиған иди. Аридин 15 йил өткән бүгүнки күндә гүлмирә имин билән мәмәтҗан абдулланиң еғир искәнҗә астидики тәсәввур қилғусиз түрмә муһитида сиқилған бир кәйпиятта екранда пәйда болуши, уларни яхши билидиған нурғунлиған уйғурларниң қәлбини ләхтә-ләхтә қилди.
Хитай ишләп тарқатқан бу филимда гүлмирә имин билән мәмәтҗан абдулла қатарлиқ тутқунлар филимниң охшимиған бир қанчә җайлирида көрситилгән. Улар камера алдида сулғун бир кәйпиятта хитай мухбириға өзлирини “топилаңчи” дәп әйиблигән. 2009-Йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл қирғинчилиқи” ниң йүз беришигә дуня уйғур қурултийини өз ичигә чәт әлдики алған бир қисим “бөлгүнчи күч” ләрниң қутратқулуқи сәвәб болғанлиқини, шундақла “һалқилиқ рол ойниғанлиқи” ни тилға елишқан.
Ундақта, гүлмирә имин билән мәмәтҗан абдулла қатарлиқ мәһбуслар бу сөзләрни қандақ бир бесим вә искәнҗә астида ейтти? уларниң зәипләшкән җисманий көрүнүши, сулғун роһий һалити, чирай ипадисигә сиңип кәткән чоңқур изтираплири, шундақла тил билән ипадиләш қийин болған роһий дуняси көрүрмәнләргә қандақ бир учур һәм иддиани бәрмәктә?
Абдувәли аюп: “уйғур мәһбуслар зулум вә тәһдит астида өзлирини өзи қарилашқа вә әйибләшкә мәҗбур”
Америкадики сиясий анализчи илшат һәсән әпәнди, хитайниң бу филимида 15 йилдин буян из-дерики болмиған гүлмирә имин қатарлиқ виҗдан мәһбуслирини көрүп һәйран қалғанлиқини, уларниң камера алдида өзлирини “җинайәтчи”, “террорчи”, “бөлгүнчи” дәп әйиблишини көрүп, көңлиниң интайин йерим болғанлиқини билдүрди.
Норвегийәдә турушлуқ уйғур зиялийси вә паалийәтчи абдувәли аюп әпәнди, хитайниң бу тәшвиқат филимидин гүлмирә имин билән мәмәтҗан абдуллани көрүп, уларниң һаят икәнликидин хәвәр тапқанлиқини билдүрди. У, 15 йилдин бери хитай түрмисидә учриған һәр хил зулум вә қийнақларниң уларниң вуҗудиға қалдурған көзгә көрүнәрлик өзгиришләрни бу филимни көргән һәрқандақ бир уйғурниң һес қилалайдиғанлиқини тәкитләп өтти. У, хитай түрмисидики еғир искәнҗиниң камера алдида уларниң өзлирини “җинайәтчи” дәп әйибләшкә мәҗбур қилғанлиқини алаһидә әскәртип өтти.
Гүлмирә имин билән мәмәтҗан абдулла 2009-йилидики “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” дин кейинла тутқун қилинип муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинғандин кейин, америка һөкүмити, америка дөләт мәҗлиси, америка диний әркинлик комитети, “хәлқара журналистларни қоғдаш җәмийити” вә башқа хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири изчил түрдә хитай һөкүмитидин уларниң әһвалидин мәлумат беришни һәмдә уларниң дәрһал қоюп берилишини тәләп қилип кәлди. Һалбуки, хитай һөкүмити хәлқарадики бу чақириқларға һазирға қәдәр җаваб бәрмиди.
Рошән аббас: “бу филим хитайниң өз җинайитини йошуруш вә өзини һәқлиқ қилип көрситиш йолидики урунушиниң мәһсули”
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси, “уйғур һәрикити тәшкилати” ниң башлиқи рошән аббас ханим, “зулмәт қаплиған үрүмчи” намлиқ бу филиминиң әмәлийәттә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқини инкар қилиш һәмдә өзини һәқлиқ қилип көрситишкә урунуш йолидики тиришчанлиқиниң мәһсули икәнликини, маһийәттә униң сахта тәшвиқаттин башқа нәрсә әмәсликини тәкитләп өтти.
Америкадики кишилик һоқуқ адвокати вә паалийәтчиси рәйһан әсәтму бу филим һәққидә инкас қайтуруп, мундақ деди:
“мән алди билән шуни демәкчимәнки, бу филимдики уйғур сиясий мәһбуслар һечқандақ хаталиқ өткүзмигән, улар әйни вақитта пәқәтла өз қарашлирини баян қилған яки улар уйғур болғанлиқи үчүнла түрмигә ташланған. Бу кишини толиму биарам қилиду вә ғәзәпләндүриду. Һалбуки, бу филимда улар бу хил шәкилдә өз ‛җинайәт‚ лирини етирап қилишқа мәҗбур болған. Бу әмәлийәттә хәлқара қанунға хилап қилмиштур. Хитай һөкүмити хәлқара қанунлар билән қариму-қарши мәйданда болғачқа, һечқандақ хәлқаралиқ қиммәт өлчәмләргә һөрмәт қилмайду. Уларниң бу қилмиши инсанпәрвәрликкә зит. Мән бу филимда гүлмирәни көргинимдә, уни тонуялмайла қалдим. Уларниң һәммиси тонуялмиғудәк дәриҗидә өзгирип кәткән икән. Уларниң апақ чачлири, қарайған чишлири, шундақла һәммә көрүнүшлири уларниң түрмидә узун йиллиқ җисманий вә роһий қийнашларға учриғанлиқини көрситип бериду.”
Илшат һәсән: “биз ойлап йетәлмәйдиған рәзилликләр бар, әмма хитай қилалмайдиған рәзилликләр йоқ!”
Илшат һәсән әпәнди, хитайниң юқири техника вә зор мәбләғ аҗритип ишлигән бу филимида, “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң аталмиш “үч хил күч” вә яки дуня уйғур қурултийи башчилиқидики чәт әлдики “бир учум шәрқий түркистанчи бөлгүнчи, террорчи, ашқун күч” тәрипидин кәлтүрүп чиқирилғанлиқини кишиләргә ишәндүрүшкә; хитайниң уйғур елидә йүргүзүватқан юқири бесимлиқ сиясәтлириниң һәқлиқ вә тоғра икәнликини испатлашқа урунғанлиқини тәкитләйду. У, бу филимдики “уйғур мәһбуслар” ниң аталмиш “җинайәтлири” ни иқрар қилиши, шундақла уларниң роһий һалити вә җисманий көрүнүшидики адәм ишәнгүсиз өзгиришләрниң хитай һөкүмитиниң қәбиһ җинайәтлирини испатлап беридиғанлиқини илгири сүрди.
У, ахирида муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчиләрниң пүтүн дуняға уйғур мәсилисиниң һәқиқитини көрситип беридиған пакитларни көрситишкә хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушиниң ич йүзини ечип көрситишкә чақириқ қилди.
Илшат һәсән әпәнди, гүлмирә имин билән мәмәтҗан абдулланиң 15 йилдин кейинки тил билән тәсвирлигүсиз һалитини көрүп: “биз ойлап йетәлмәйдиған рәзилликләр бар, әмма хитай қилалмайдиған рәзилликләр йоқ! ” деди.