Гүлниса қавул: “балилирим 4 йилдин бири дадисиз”
2020.02.03
Хитайниң уйғур районидики юқири бесимлиқ сиясити вә тутқун қилиш һәрикити чәтәлдики уйғурларниң турмушиға қаттиқ тәсир көрсәтмәктә.
Хитайниң йиғивелиш лагерлири вә түрмилиригә соланған уйғурларниң чәтәлдики аилилири давамлиқ йеқинлириниң из-дерикини қилмақта. Парчиланған уйғур аилилириниң чәтәл турмушидики қийинчилиқлири муһаҗирәттики уйғурлар йолуқуватқан муһим мәсилиләрниң бири болмақта.
Гүлниса қавул ханимниң аилиси дәл хитай һөкүмитиниң биваситә зиянкәшликигә учриған аилиләрниң бири.
Гүлниса қавул үрүмчи шәһиридин, бу йил 43 яшта, һазир 3 балиси билән истанбулда яшайду. 2015-Йили 8-айниң ахири гүлниса ханимниң йолдиши муһәммәт қурбан үчинчи балиси 40 күнлүк болғанда вәтәнгә қайтқан. Хитай даирилири муһәммәт қурбанни һечқандақ сәвәб көрсәтмәстин үрүмчи айродромидила тутқун қилған. Бүгүнгичә гүлниса ханим вә униң үч балиси муһәммәт қурбандин һечқандақ хәвәр алалмайветипту.
2016-Йилниң ахири мисир вәзийитиниң начарлишишиға әгишип гүлниса қавул ханим үч балисини илип мисирдин кетишкә мәҗбур болған. Чоң оғли әзһәрдә оқуватқанлиқи үчүн гүлниса ханим икки балиси билән түркийәгә сәпәр қилған. Бу вақитта гүлниса ханимниң чоң оғлиниң паспортиниң тошушиға бир йил, қизиниң 3 ай қалған икән.
Гүлниса ханим әйни вақитта мисирдики хитай һөкүмитиниң балилириниң паспорт илтимасини тәстиқлимиғанлиқини ейтип мундақ дәйду: “чоң оғлумни илип маңалмидим. Балиларниң паспортини 5 йиллиқ ишләйду. Тошидиғанға алтә ай қалғанда биз илтимас қилдуқ. Лекин тәстиқланмиди. Пүткүл материялларни толуқ тапшуруп бәргән болсақму йәнила тәстиқланмиди.”
Гүлниса ханим кичик оғли вә қизини илип истанбулға кәлгән, бирақ айропиландин чүшүп, чиқиш еғизиға кәлгәндә паспортниң 3 айлиқ вақти қалғанлиқ сәвәбидин қизини тутуп қалған. Айродром хадимлири гүлниса қавул ханимға өз юртиға яки кәлгән дөләткә қайтип кетиши керәкликини ейтқан. Гүлниса ханим бир йерим яшлиқ балисини илип истанбул айродромида тутуп турулған қизини қутулдуруш үчүн чарә издәп тәрәп тәрәпкә қатриған. Гүлниса ханим 14 яшлиқ қизи әсма муһәммәт истанбул айродромида тутуп турулған 5 күн җәрянида тартқан азаб оқубәтлирини аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.
Түркийә даирилири гүлниса ханимниң қизи әсма муһәммәтни 5 күн тутуп туруп мисирға қайтурувәткән. 2016-Йилиниң башлиридин етибарән мисир һөкүмити хитай һөкүмитиниң бесими билән мисирдики уйғурларни хитайға қайтурушни башлиған. Гүлниса ханимниң қизи уйғур паалийәтчилири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тиришчанлиқи билән мисирдин қачқан бир қисим уйғурлар билән биллә 2016-йили 7-айниң 25-күни истанбулға йитип кәлгән. Чоң оғли болса бир йил мисирда мөкүнүп йүрүп, ахири аилиси билән дидарлишалиған.
Һазир гүлниса ханим зәйтинбурнида икки қәвәтлик бир дуканни иҗаригә алған болуп, астинқи қәвитидә сатирашхана ичип аилисиниң иқтисадий еһтияҗини қамдимақта. Чоң оғли ибраһим муһәммәт нәҗмидин әрбәкан университетида, қизи әсма муһәммәт ибраһим чечән университетида илаһийәт кәспидә оқумақта икән. Гүлниса ханим һазирқи турмуши вә иқтисадий җәһәттә йолуқуватқан қийинчилиқлири һәққидә тохталди.
Биз түркийәдики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хитайниң һәр хил бесимлириға дучар болған түркийәдики уйғурларға иқтисадий вә психологийәлик җәһәттин қандақ ярдәмләрдә болуватқанлиқини яки бу мәсилә тоғрилиқ конкрет лайиһәсиниң бар-йоқлуқини игиләш үчүн түркийәдики мунасивәтлик кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән алақиләштуқ.
Түркийә кишилик һоқуқ фондиниң (TYHV) баш катипи метин баккалҗи соаллиримизға елхәт арқилиқ җаваб берип, түркийә кишилик һоқуқ фондиниң қийин-қистаққа учриған кишиләргә давалашни вә психик ярдәм беришни мәқсәт қилип қурулғанлиқини, дуняниң һәрқандақ йеридә бисим вә қийин қистаққа учриған кишиләрниң мәзкур тәшкилатқа илтимас қилса болидиғанлиқини ейтти.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә хәлқаралиқ ахбарат орунлири парчиланған аилиләр мәсилисигә, болупму аилисидин айриветилгән балилар вә аялларниң мәсилисигә көңүл бөлүватқан болсиму, көзәткүчләрниң қаришичә бу һәқтики илмий тәтқиқат вә кишилик һоқуқ доклатлири йетәрлик әмәс икән.