Гүлшән аббасниң тутқун қилинишиға сәвәб болған хитай әмәлдарлириниң америкаға виза елиши чәкләнди
2024.07.26
Америка кеңәш палата әзаси, кеңәш палата әдлийә комитети рәиси дик дурбен (Senator Dick Durbin) уйғур паалийәтчиси рошән аббас ханимниң һәдиси гүлшән аббас ханимниң үрүмчидә хитай һөкүмити тәрипидин наһәқ тутқун қилиниши вә 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинишида рол ойниған барлиқ хитай әмәлдарлириниң америкаға виза елишини чәкләш һәққидә америка дөләт мәҗлисидин америка ташқи ишлар министирлиқи вә чәтәл мулазимәтлиригә тәстиқлинидиған расхотқа мунасивәтлик 4797-номурлуқ қанунға толуқлима мадда киргүзүшни тәләп қилған.
Мәзкур толуқлима мадда болса 25-июл күни кеңәш палатаси тәқсимат комитетиниң бирдәк мақуллиши билән тәстиқлинип, 4797-номурлуқ қанунниң 222-бабиға киргүзүлгән.
Биз бу мунасивәт билән уйғур һәрикити тәшкилати рәиси рошән аббас ханимни зиярәт қилдуқ. Рошән ханим бу қарарниң уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиққа тақабил туруш һәрикәтлири ичидә қаратмилиқ күчи болған бир һәрикәт болғанлиқини ейтти.
Кеңәш палата әзаси дик дурбен бу маддиниң қанунға киргүзүлгәнликини X тики рәсмий һесаби арқилиқ җакарлиған болуп, у тәқсимат комитетиниң өзи тәклип қилған маддини мақуллиғанлиқини қарши алған. У мундақ дәп язған:
“гүлшән аббас пәқәтла сиңлисиниң уйғурлар үчүн қилған паалийәтлири сәвәбидин наһәқ тутқун қилинған вә рәһимсизләрчә 20 йиллиқ кесилгән. Кеңәш палатаси тәқсимат комитети мениң тәклипимни бирдәк мақуллап, гүлшән аббасни наһәқ тутуп турушқа қатнашқан хитай әмәлдарлириниң америка визиси елишини чәклиди. Гүлшән аббас дәрһал қоюп берилиши керәк”.
Рошән аббас ханимниң дейишичә, мәзкур қарар һазирқидәк америка пирезидентлиқ сайлими болуш алдидики вәзийәттә уйғур мәсилисини җанлиқ тутуп туруш үчүн вә бундин кейинму давамлиқ мушундақ қаратмилиқи юқири қарарларниң елинишида муһим рол ойнайдикән.
Дохтур гүлшән аббас 2018-йилниң ахирлирида тутқун қилинип, хитай даирилири тәрипидин “террорлуқ һәрикити уюштурушқа қатнишиш, униңға ярдәм қилиш вә иҗтимаий тәртипни қалаймиқан қилиш” билән әйибләнгән, шундақла 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғаниди.
Америка кеңәш палата әзаси дик дурбин бу йил 5-айда ташқи ишлар министири антони билинкенгә учур йоллап, униңдин гүлшән аббас қатарлиқ тутқунларни қутқузушини тәләп қилғаниди.