Лагер шаһитлири голландийәдики әң чоң хәлқаралиқ ширкәт “күнташ” та гуваһлиқ бәрди
2024.02.14
13-Феврал күни, голландийәниң пайтәхти аместердамда баш шитаби испанийәдики әң чоң қуяш енергийәси ширкити болған “күнташ” (Sunroc) ширкити, лагер шаһитлиридин, голландийәдә яшайдиған қәлбинур сидиқ, өмәр бекалиларни голландийәдики мәркизигә гуваһлиққа тәклип қилған. Бу қетимқи гуваһлиқ бериш паалийитигә лагер шаһитлиридин башқа йәнә голландийәдики “уйғур кишилик һоқуқ фонди” дин әнвәр әрдәм вә дуня уйғур қурултийи хитай ишлири комитетидин адилҗан абдукеримларму қатнашқан.
Бу мунасивәт билән радийомизниң зияритини қобул қилған әнвәр әпәнди, бу қетимқи паалийәтни “күнташ” ширкити мәхсус орунлаштурғанлиқи һәққидә мәлумат бәрди.
Бу паалийәтниң темиси “уйғур қул ишчилар вә хитайниң күнтахта мәһсулатлири” дегән темида болуп, паалийәткә тәклип билән қатнашқан адилҗан абдукерим, хитайниң уйғур мәҗбурий әмгикидин кәлгән мәһсулатлириниң әрзан болушиниң арқа көрүнүши вә хитайниң бүгүн дуняға қандақ тәһдит болуватқанлиқини дәлилләр билән чүшәндүрүп өткән.
“уйғур кишилик һоқуқ фонди” дин әнвәрҗан мунасивәтлик хәвәрләр вә илмий доклатларни мәнбә қилған асаста уйғур қирғинчилиқи вә мәҗбурий әмгәкниң нишаниға айланған уйғурлар һәмдә хитайниң бу районни мутләқ мустәмликисигә айландуруш үчүн, қирғинчилиқ қәдимини тезләткәнлики һәққидә мәлумат бәргән.
Лагер шаһити өмәрбекали мәһбус кийимини кийип, пут-қоллири кишәнләнгән һалда, хитайниң түрмисидә тартқан қийин-қистақлирини көз яшлири билән тәсвирләп бәргәндә, паалийәткә қатнашқучилар наһайити қайғурған. Лагер шаһити өмәр бекалиму радийомизниң зияритини қобул қилип бу һәқтики тәпсилатларни биз билән ортақлашти.
Лагер шаһити қәлбинур сидиқниң бүгүнки паалийәт һәққидә мәлумат беришичә, ширкәт мәсуллири вә қатнашқучилар лагер шаһитлириниң гуваһлиқини йүзтуранә аңлиғандин кийин көз яшлирини туталмиған, күнтахта тиҗаритидә бундин кейин техиму қаттиқ диққәт қилидиғанлиқини билдүрүшкән.
“күнташ” ширкитиниң мәсуллири вә йиғин қатнашқучилири хитайда уйғур ирқий қирғинчилиқи вә мәҗбурий әмгәкниң барлиқини аңлиған болсиму, бу қетим лагер шаһитлириниң гуваһлиқини йүзтуранә аңлиғандин кийин уйғурларниң бешиға кәлгән бу паҗиәләрдин қаттиқ чөчүгәнликини, буниңдин кейин өзлириниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлиридин қандақ сақлинидиғанлиқи һәққидә йеңидин пилан-програм түзидиғанлиқини вә голландийәдики уйғур тәшкилатлири билән давамлиқ алақә қилип туридиғанлиқини ейтишқан.
Паалийәт ахирида бәзи қатнашқучилар, қәлбинур вә өмәр бекалиларниң йениға келип хатирә сүрәткә чүшүп, бундин кейин хитай мелини сетивалмайдиғанлиқини билдүрүшкән. Бу паалийәткә “күнташ” ширкитиниң голландийә тармиқидики ишчи хизмәтчиләрдин башқа йәнә, шиветсарийәдики ширкәт вәкиллири вә явропа дөләтлиридики һәр қайси тармақлириниң мәсуллири, голландийәниң банкичилиқ вә иқтисадий комитетларниң вәкиллириму қатнашқан. Күнташ ширкити, 1938-йилдин башлап қум, шеғил, асфалт, қурулуш материяллиридин тартип, дуняда қизиқ тема болуватқан йешил енергийә мәнбәси болған, күнтахта қорулушлириғичә көп саһәдә тиҗарәт қилидиған болуп, 5000 миңдин артуқ ишчи хизмәтчиси болған бу ширкәтниң америка, явропа, канада вә дуняниң пәрқлиқ йәрлиридә тармақлири бар икән.