Америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитетиниң әзалири оттуриға қойған тәклипләр уйғурларға үмид бәрди
2023.03.24

23-Март күни кәчтә америка дөләт мәҗлиси қаримиқидики америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети мәхсус гуваһлиқ йиғини өткүзди. Йиғинда уйғур қирғинчилиқини йәнә бир қетим муәййәнләштүрүлди.
Мәзкур йиғинға аилә тавабиатлири һәр хил шәкилдә тутқунда туруватқан уйғурларму қатнашқан болуп, улар йиғинда хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчлиқиниң җанлиқ шаһитлири иди.
Алдинқи йили 12-айниң ахиридин башлап из-дерәксиз ғайип болған 19 яшлиқ сиңлиси камилә ваһитниң сүритини көтүрүп йиғинға қатнашқан кәвсәр ваһит 23-март кәчтики йиғин һәққидә радийомизниң зияритини қобул қилиди. У америка дөләт мәҗлиси әзалириниң үч саәтлик йиғин җәрянида хитайға қаратқан кәскин сөзлиридин сиңлисини өз ечигә алған барлиқ тутқундики уйғурларниң хитайниң зулумидн пат арида қутулидиғанлиқиға болған ишәнчисиниң ашқанлиқни билдүрди.
Униң хенән өлкисиниң шяңчю санаәт институтида оқуватқан 19 яшлиқ сиңлиси камилә ваһитниң өткән йили 12-айниң бешида қишлиқ тәтил қилип юртиға қайтқинида тутқун қилинғанлиқи, радийомиз тәрипидин дәлилләнгәниди.
Из-дерәксиз ғайиб болған аилә-тавабиатлириниң авази болуш үчүн йиғинға қатнашқанларниң арисида йәнә 2017-йили тутқун қилинған уйғур аптоном районлуқ орманчилиқ назаритиниң сабиқ назири мәмәт абдулланиң қизи сүбһи мәмәт, из-дерәксиз ғайип болған сәйпидин һемтниң оғли диляр сәйпидин вә паспорти тартиливелинғанлиқи үчүн бәш яшлиқ қизини бир қетимму йүз туранә көрүп бақмиған аблимит аблизниң аяли адаләт сабит қатарлиқларму бар иди.
Адаләт сабит раийомизға сөз қилип, бәш яшлиқ қизи әрдәнай билән йолдишиниң рәсимини тутуп турғанда, америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети мәхсус гуваһлиқ йиғининиң рәиси авам палата әзаси майк галлагер (Rep. Gallagher) Әпәнди уларниң йениға кәлгән. Галлагер әпәнди адаләт ханимниң бәш яшлиқ қиз әрдәнайға қарап туруп: “биз пүтүн күчимиз билән аилиңизни җәм қилимиз” дегән.
Мәзкур йиғинда америка дөләт мәҗлиси әзалири айрим-айрим һалда уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ тоғрисида американиң техиму күчлүк вә әмәлий болған тәдбирләрни елиши зөрүрликини оттуриға қойди. Бу тәклип-пикирләр йиғинға қатнашқан уйғурларға күчлүк үмид беғишлиди.