Мәрһум әдиб һаҗи мирзаһид кериминиң “йүсүп хас һаҗиб” намлиқ романи түрк тилида нәшр қилинди
2021.02.09
Пешқәдәм шаир вә язғучи һаҗи мирзаһид кериминиң 82 йешида хитай түрмисидә җан үзгәнлики дәлилләнгән бүгүнки күндә униң “йүсүп хас һаҗиб” намлиқ тарихий романи истанбулда какнус нәшрияти тәрипидин түрк тилида нәшир қилинди.
Нәччә он йиллар хитайниң түрмә вә нәзәрбәтнлирини бешидин кәчүргән, шундиму һәқәқәтни сөзләш вә йезиштин қилчиму янмиған, уйғур хәлқигә “йүсүп хас һаҗиб”, “мирза абабәкри”, “султан абдурешитхан” қатарлиқ қиммәтлик тарихий романларни қалдуруп кәткән пишқәқәдәм әдиб һаҗи мирзаһид кериминиң “йүсүп хас һаҗиб” намлиқ тарихий романини түркийәдики уйғур шаирә зәйнурә өзтүрк ханим түркчигә тәрҗимә қилған болуп, истанбулдики какнус нәшрияти тәрипидин нәшр қилинди.
Мәзкур роман 2 бөлүм 571 бәттин тәркиб тапқан болуп, романда йүсүп хас һаҗибниң һаяти вә қараханилар дөлити мәзгилидики вәқәләр баян қилинған. Романниң тәһрири ибраһим бәҗәр әпәнди романниң кириш сөз қисмида романниң мәзмуни һәққидә тохтилип мундақ дәп язған: “романда гәрчә йүсүп хас һаҗибниң һаяти асасий линийә қилип тәсвирләнгән болсиму, лекин билинмигән тәрәплири көп болған қараханилар дәвриниң тарихиму баян қилинған. Буниңда қараханилар дөлитиниң қурулмиси, хәлқниң өрп вә адәтлири вә хәлқниң күндилик турмуши қатарлиқлар тәсвирләнгән”.
Какнус нәшриятиниң баш тәһрири ибраһим бәҗәр әпәнди романниң “кириш сөз” қисмида йәнә мундақ дәп язған: “қурулған күндин тартип бу хил китабларни оқурмәнлири билән дидар көрүштүргән какнус нәшрияти бу китабни нәшр қилиш арқилиқ земмисигә чүшкән тарихий вәзиписини ада қилди. Нәшриятимиз узун йиллардин буян хитай тәрипидин әқәллий һәқ вә һоқуқлири тартивелинған мәзлум уйғур хәлқиниң пәрядини аңлитишқа бираз төһпә қошалиған болсақ, өзимизни бәхитлик һес қилимиз.”
Какнур нәшриятиниң мудири мәмәт әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу романниң йоруқлуққа чиқиши үчүн 5 йил әмгәк сиңдүргәнликини баян қилип, мундақ деди: “романни биз нәширгә тәйярлидуқ. Мәзкур китаб 5 йиллиқ әмгикимизниң нәтиҗиси һесаблиниду. Бу биз нәшир қилған уйғурлар һәққидики иккинчи китаб һесаблиниду. Бу китабларни уйғур түркчисидин түркчигә зәйнурә өзтүрк ханим тәрҗимә қилди. Бундин кейинму уйғурчидин китаб тәрҗимә қилип нәшир қилишни давам қилимиз.”
Биз китаб тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн мәрһум язғучи һаҗи мирзаһид кериминиң “йүсүп хас һаҗиб” намлиқ тарихий романини түркчигә тәрҗимә қилған шаирә зәйнурә өзтүрк ханим билән сөһбәт елип бардуқ.
Түркийәдә 1990-йилларда сәйпидин әзизниң “султан сатуқ буғрахан” намлиқ тарихий романи нәшир қилинған иди. 2010-Йили болса пәрһат җиланниң “мәһмут кашғәри” намлиқ тарихий романиниму зәйнурә өзтүрк ханим түрк тилиға тәрҗимә қилған иди. Бу йил 1-айда пишқәқәдәм язғучи һаҗи мирзаһид кәриминиң “йүсүп хас һаҗиб” намлиқ тарихий романни зәйнурә өзтүрк ханим түркчигә тәрҗимә қилип нәшир қилдурди. Шаирә зәйнурә өзтүрк ханим бу романниң тәрҗимә қилиниш вә нәширгә тәйярлиниш җәряни тоғрисида мәлумат бәрди.
Зәйнурә ханим өзи түрк тилиға тәрҗимә қилған “йүсүп хас һаҗиб” вә “мәһмут кашғәри” намлиқ романларниң мәзмуни тоғрисида мәлумат бәрди.
Измирдики әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди түркийәдә һазирғичә уйғур язғучилириниң 5 тарихий романиниң түрк тилиға тәрҗимә қилинғанлиқини, бу әмгәкләрниң түркийәдә уйғурларниң тарихини өгиништә зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.
Алимҗан инайәт әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғурларға өз тарихини өгиниш пурсити бәрмигәнликини, бу хил тарихий романларниң уйғур яшлирини миллий туйғу билән тәрбиюәләштә зор рол ойнаватқанлиқини баян қилди.
Мәлум болушичә, һаҗи мирзаһит керими 1959-йили йигирмә яш вақтида “сандуқ ичидики бовақ” намлиқ шеири түпәйли хитай түрмисигә ташланған, 1970-йилларниң башлирида түрмидин чиқип йәнә узун мәзгил нәзәрбәнд астида яшиған. Әдиб һаҗи мирзаһид керими йеши 80 гә йеқинлашқан йиллардиму һәқни сөзләш вә хәтәргә тәвәккүл қилиштин янмиған иди. У 2017-йили йил 6-айниң 17-күни әркин асия радийоси мухбириниң зияритини қобул қилип, өзиниң “йүсүп хас һаҗиб”, “җудалиқ”, “султан сәидхан”, “султан абдурешитхан” вә “мирза абабәкри” қатарлиқ 7 томлуқ 5 тарихий романини хитай сақчилириниң өйини ахтуруп елип чиқип кәткәнликини паш қилған иди.