“һәдәмни издәймән” намлиқ һөҗҗәтлик филим әнқәрәдә көрүрмәнләр билән йүз көрүшти

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.09.23
Hedem-Qeyerde-01-1024 “һәдәмни издәймән” намлиқ һөҗҗәтлик филим 21-сентәбир күни, түркийә пайтәхти әнқәрәдә көрүрмәнләр билән йүз көрүшти. 2024-Йили 21-сентәбир, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Дохтур гүлшән аббас ханимниң тутулғанлиқи вә из-дерәксиз йоқ қиливетилгинигә 6 йил болған бүгүнки күндә, америка кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиниң рәиси бен кардин (Ben Cardin) башчилиқидики онға йеқин палата әзаси 10-сентәбир ортақ баянат елан қилған иди. Улар баянатида, дохтур гүлшән аббасниң хитай түрмисидин дәрһал қоюп берилишини тәләп қилған. Бундақ бир пәйттә “һәдәмни издәймән” намлиқ һөҗҗәтлик филим 21-сентәбир күни түркийә пайтәхти әнқәрәдә көрүрмәнләр билән йүз көрүшти.

“һәдәмни издәймән” намлиқ һөҗҗәтлик филим 21-сентәбир күни, түркийә пайтәхти әнқәрәдә көрүрмәнләр билән йүз көрүшти. 2024-Йили 21-сентәбир, әнқәрә
“һәдәмни издәймән” намлиқ һөҗҗәтлик филим 21-сентәбир күни, түркийә пайтәхти әнқәрәдә көрүрмәнләр билән йүз көрүшти. 2024-Йили 21-сентәбир, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

 “һәдәмни издәймән” намлиқ һөҗҗәтлик филимда рошән аббас ханимниң хитай түрмисидики һәдиси гүлшән аббасни қутулдуруш тиришчанлиқи арқилиқ шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқни дуняға тонутуш йолида елип барған күрәшлири асасий тема қилған. Бу филимда йәнә көплигән мутәхәссисләр, тәтқиқатчилар, мухбирлар, дипломатлар вә аилә-тавабиатлири хитайниң түрмисидә яки лагерларда болған чәт әлдики көплигән уйғур дәвагәрлириниң пикирлиригә, йүрәк сөзлиригә кәң орун берилгән.

Уйғур академийәси вәхписи билән уйғур һәрикити тәшкилатиниң бирликтә уюштуруши билән әнқәрәдики “мәңгүташ” тил мәктипиниң йиғин залида өткүзүлгән һөҗҗәтлик филимни қоюш паалийитигә бәзи сиясий партийә мәсуллири, мутәхәссисләр, университет оқутқучилири, мухбирлар вә докторантлар иштирак қилди. Паалийәтни уюштурған уйғур академийәси вәхписиниң рәиси абдулһәмид қарахан әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “бүгүн биз бу паалийитимизгә әнқәрәдики тәтқиқатчилар, мухбирлар, аммиви тәшкилат мәсуллири вә бәзи сиясий партийәләрниң вәкиллирини тәклип қилдуқ. Улар ‛һәдәмни издәймән‚ намлиқ һөҗҗәтлик филимни көрди. Бу филимни көрүш җәрянида хитайниң вәтинимиздә елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ вә җаза лагерлири һәққидә мәлум бир мәлуматқа игә болди вә хитайниң инсан қелипидин чиққан зулумни һес қилди. Филимни көргән кишиләрниң көпи уйғурлар үчүн бир иш қилсақ дегән кишиләр иди, буларни биринчи қол материяллар билән тәминлигән болдуқ.”

“һәдәмни издәймән” намлиқ һөҗҗәтлик филим 21-сентәбир күни, түркийә пайтәхти әнқәрәдә көрүрмәнләр билән йүз көрүшти. 2024-Йили 21-сентәбир, әнқәрә
“һәдәмни издәймән” намлиқ һөҗҗәтлик филим 21-сентәбир күни, түркийә пайтәхти әнқәрәдә көрүрмәнләр билән йүз көрүшти. 2024-Йили 21-сентәбир, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Биз “һәдәмни издәймән” намлиқ һөҗҗәтлик филимни көргән әнқәрәдики ғази университетиниң герман тили оқутқучиси диләк таһир ханимдин тәсиратини соридуқ. У, мундақ җаваб бәрди: “көңлүм бәк йерим болди. Лагердин қутулуп чиққан кишиләрниң бешиға кәлгәнләрни аңлап йүрикимни пичақ тилғандәк болди. Уларниң бешидин аҗайип қорқунчлуқ ишлар өтүпту. Мән германийәдә туғулдум, у йәрдә йәһудийларға елип берилған ирқий қирғинчилиқини аңлап вә оқуп чоң болдум. Мәнчә, уйғурлар дучар болуватқан ирқий қирғинчилиқ йәһудийларниң бешидин өткәнләрдинму еғир икән. Бурун буларни пәқәтла аңлиған идуқ. Һес қилалмайттуқ, бу һөҗҗәтлик филимни көргәндин кейин, хитайниң уйғур қериндашлиримизға қарита елип бериватқан еғир зулмини рәсмий һес қилдуқ.”

Биз бу һөҗҗәтлик филим тоғрисида пикир қарашлирини елиш үчүн, бу филимни көрүшкә қатнашқан әнқәрәдики һаҗәттәпә университети тарих пәнлириниң докторанти әхмәт әртан чөлгәчән әпәндини зиярәт қилдуқ. У, мундақ деди: “мән һөҗҗәтлик филимда шуни көрдүм, чәт әлдә елип бериливатқан паалийәтниң мувәппәқийәтлик болуши үчүн кишилик һоқуқни асас қилған һалда күрәш қилиш лазим. Әксичә иш қилған тәқдирдә мувәппәқийәтлик болғили болмайдиғанлиқини көрдүм. Мәзкур филимни көргәндин кейин, уйғурларниң чәт әлдә елип бериватқан күрәшлириниң сәвәблирини наһайити яхши чүшәндим.”

“һәдәмни издәймән” намлиқ һөҗҗәтлик филим 21-сентәбир күни, түркийә пайтәхти әнқәрәдә көрүрмәнләр билән йүз көрүшти. 2024-Йили 21-сентәбир, әнқәрә
“һәдәмни издәймән” намлиқ һөҗҗәтлик филим 21-сентәбир күни, түркийә пайтәхти әнқәрәдә көрүрмәнләр билән йүз көрүшти. 2024-Йили 21-сентәбир, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Әнқәрәдики йилдирим бәязит университети медитсина факултети аммиви сағламлиқ кафедрасиниң оқутқучиси доктор намәтҗан мәмәт әпәнди, гәрчә бу филим қисқа болсиму, әмма уйғурлар вәтинидә болуватқан паҗиәләрни әтраплиқ йорутуп бәргәнликини баян қилди.

Америкалиқ режиссор җавид мир әпәнди ишлигән “һәдәмни издәймән” намлиқ һөҗҗәтлик филим америка ташқи ишлар министирлиқиниң қоллиши билән бүгүнгә қәдәр 30 дөләттә 50 мәйдандин артуқ қоюлған. Дохтур гүлшән аббас ханимниң тутулғанлиқи вә из-дерәксиз йоқ қиливетилгинигә 6 йил болғанлиқи мунасивити билән мәзкур һөҗҗәтлик филим бу ай ичидә йәнә онға йеқин дөләттә қоюлған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.