Һәптилик хәвәрләр (15 - февралдин 19 - февралғичә)
2016.02.19
Тайланд һәрбий соти бултур баңкоктики партлаш вәқәсигә четишлиқ дәп тутқун қилған икки нәпәр уйғур гумандарға сот ачқан
Игилинишичә, тайланд һәрбий соти 16 - феврал күни билал муһәммәт билән мирәли йүсүп исимлик икки нәпәр уйғур гумандар үстидин сот ачқан.
Мәзкур икки нәпәр уйғур гумандар өткән йили 17 - авғустта баңкокта йүз бәргән партлаш вәқәсидин кейин тайланд сақчилири тәрипидин қолға елинған. Уларниң тайланд һәрбий сотида өзлириниң уйғур икәнликини вә үрүмчидин кәлгәнликини етирап қилғанлиқи мәлум.
Һалбуки, сот һарписида адәм қарадағ дегән исим билән мәлум болған билал муһәммәт вә мирәли йүсүп адвокати арқилиқ тайланд һәрбий даирилириниң өзлиригә артқан җинайәтлирини рәт қилған.
Тайланд һәрбий сотиниң икки нәпәр уйғур гумандар үстидин ачқан соти д у қ ниң диққитини қозғиди.
Австралийәдә байрақ чиқарған тәлғәт аббас тиятирхана ичидә болуп өткәнләр һәққидә мәлумат бәрди
8 - Феврал күни австралийәдики сидней тиятирханисида ай юлтузлуқ көк байрақ чиқирип хитайниң “шинҗаң фестивали” ни мәғлубийәткә учратқан икки нәпәр уйғур яшниң бири - тәлғәт аббас йеқинда радиомиз зияритини қобул қилди.
Мәлум болушичә, тәлғәт аббас фестивалдикиләрниң диққитини бурап сөз башлиғанда сәһнидики хитай риясәтчиму авазини көтүрүп сөзләп тәлғәт аббасниң авазини бесип чүшүшкә тиришқан.
Һалбуки, тәлғәт аббас тиятирханидики қолайлиқ орни, һәққаний сөзлири вә җараңлиқ авази билән тамашибинларниң диққитини өзигә тартқан. Униң сөзидин тәсирләнгән аманлиқ хадимлириму униң сөзини давамлаштурушиға йол қойған.
Рабийә қадир ханимниң тәйвәнгә кирәлмигәнлики “асия - тинч окян диний әркинлик мунбири” ни әпсусландурған
“асия - тинч окян диний әркинлик мунбири” ниң тунҗи нөвәтлик хәлқаралиқ йиғини 18 - феврал күни тәйвәнниң тавйүән шәһиридә өткүзүлгән.
Мәзкур йиғинға дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим вә башқа бирқанчә муһим меһманлар алаһидә тәклип қилинған болсиму, лекин таки йиғинға икки күн қалғучә тәйвән даирилири уларниң виза илтимасиға җаваб бәрмигән.
Мәзкур йиғинни тәшкиллигән “демократик тинч окян иттипақи” 16 - феврал күни бу мунасивәт билән мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгән.
Йиғинда мәзкур тәшкилатниң рәиси, тәйвәнниң сабиқ муавин президенти лү шюлйән баянат берип, рабийә қадир ханим қатарлиқ асаслиқ меһманларниң тәйвәнгә кириш визиси берилмигәнлики сәвәблик мәзкур йиғинға қатнишалмайдиғанлиқини вә буниңдин бәкму әпсусланғанлиқини билдүргән.
Рабийә ханим бу мунасивәт билән радиомиз зияритини қобул қилип, бу мәсилә һәққидә инкас қайтурди.
Мәкит наһийәси йәнә бир түркүм уйғур яшлирини хитай өлкилиригә ишләмчиликкә әвәткән
18 - Феврал күни мәкит наһийәсидин йәнә 300 нәпәр уйғур яшниң шәндуң өлкисигә ишләмчиликкә әвәтилгәнлики мәлум.
“шинҗаң хәвәрләр тори” ниң бу һәқтики мәлуматиға қариғанда, мәкит наһийәси 2016 - йили ичидә “ешинча әмгәк күчлирини ички өлкилиригә йөткәш” намида җәмий икки миң нәпәр уйғур яшни хитай өлкилиригә әвәтишни пиланлимақтикән.
Хитай һөкүмәт таратқулириниң бу һәқтики хәвәрлиридә уйғур яшлириниң “намратлиқтин қутулуш” үчүн “өзлүкидин ички өлкиләргә маңғанлиқи” алаһидә билдүрүлгән болсиму, әмма бу иш чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң изчил тәнқидигә учрап кәлмәктә.
Уларниң билдүрүшичә, һәр йили йүзмиңлиған хитай көчмәнлириниң уйғур елигә көчүрүлүп ишләш вә яшаш шараитиға игә қилиниватқан бир вәзийәттә, уйғур әмгәк күчлириниң хитай өлкилиригә тарқақлаштурулуши хитайниң милләтләр сияситигә соал пәйда қилидикән.
Кәлпин қатарлиқ бир қисим наһийәләрдә диний тәблиғқа қатнашқан яшлар тутқун қилинмақтикән
Игилинишичә, йеқиндин буян даириләр уйғур елиниң җәнубидики бир қисим наһийәләрдә “диний әсәбийликкә зәрбә бериш” долқуни қозғап, диний тәблиғ паалийәтлиригә қатнашқан яшларни давамлиқ тутқун қилмақтикән.
Кәлпин наһийәлик сақчи даирилири радиомизниң бу һәқтики соаллириға инкас қайтуруп, диний тәблиғқа қатнашқанлиқ сәвәбидин тутқун қилиниш вәқәсини инкар қилди. Һалбуки, ақсудики бир қисим аһалиләр кәлпин вә куча наһийилиридә “диний әсәбийликкә зәрбә бериш һәрикити” дә бир қисим яшларниң тутқун қилинғанлиқини дәлиллиди.
Мәлум болушичә, кәлпин наһийисидә алдинқи йиллардин башланған “диний әсәбийликкә зәрбә бериш һәрикити” давамида аз болмиған кишиләр тутқун қилинип сотланған. Улар йәрлик даириләр тәрипидин “қанунсиз диний тәблиғ паалийәтлиригә қатнашқан” дегәндәк түрлүк җинайәтләр билән әйибләнгән.
Австралийәдики “шинҗаңлиқлар җәмийити” ниң ғоллуқ әзаси аблимит садиқ сиднейдики чаған кечиликини тәшкилләштә рол алғанлиқини йошурмиди
Иҗтимаий учур васитилиридә австралийәдики аталмиш “шинҗаңлиқлар җәмийити” ниң ғоллуқ әзаси аблимит садиқниң сиднейда өткүзүлгән “шинҗаң фестивали” ни тәшкилләштә муһим рол ойниғанлиқи хәвәр қилинған иди.
Илгири уйғур елидә кино артислиқи билән билингән аблимит садиқ бу һәқтә радиомиз зияритини қобул қилип, өзиниң “шинҗаңлиқлар җәмийити” ниң әзаси икәнликини рәт қилған болсиму, әмма мәзкур кечиликниң өткүзүлүшидә өзиниң тәклипкә бинаән “шинҗаңлиқлар җәмийити” вә хитай әлчиханиси билән йеқиндин маслашқанлиқини йошурмиди.
Мәлумки, австралийә муһаҗирәттики уйғурлар әң балдур йәрләшкән дөләтләрниң бири. Бу әлдә һазир 5000 дин артуқ уйғур җамаити яшимақтикән. Сабиқ кино артиси аблимит садиқниң баянлири, чәтәлдики хитай тәрәпдари бир уйғурниң тунҗи қетим радиомизда өз пикри вә мәйданини ашкара баян қилиши болуп һесаблиниду.