Һәптилик хәвәрләр (23-апрелдин 29-апрелғичә)
2016.04.30
1. Германийәдә уйғур мусапирлири һәққидә хәлқара илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
25 - Апрел күни америкидики демократийини илгири сүрүш фондиниң иқтисадий ярдими билән германийәниң берлин шәһиридә уйғур мусапирлар мәсилиси бойичә хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини чақирилди. Йиғинға вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә хәтәр астидики хәлқләр тәшкилати бирликтә саһибханилиқ қилди.
Йиғинда алди билән дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим сөз қилип, уйғурларниң муһаҗирәт тарихи һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди. Йиғин қатнашчилиридин вакаләтсиз милләтләр вә хәтәр астидики хәлқләр тәшкилатлириниң мәсуллири йиғинда сөз қилип уйғурлар вәзийитиниң илгирики йилларға қариғанда техиму начарлашқанлиқи, шундақла чәтәлгә қечип чиқиватқан уйғур мусапирларниң мүшкүлатлирини һәл қилиш чарилири һәққидә тохталди.
Ахирида америка демократийини илгири сүрүш фондиниң мәсуллиридин луйиса ханим сөзгә чиқип дуня уйғур қурултийиниң һазирға қәдәр қолға кәлтүргән нәтиҗилирини муәййәнләштүрди.
Йиғин җәрянида дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән мутәхәссисләр вә алимлар мусапирлар мәсилисиниң келип чиқиш сәвәблири, бу мәсилиниң һазирқи әһвали һәмдә буниң һәл қилиш чарилири, шундақла чәтәлләрдә панаһлиқ тиләш мәсилиси һәққидә тәйярлап кәлгән илмий мақалилирини оқуди. Йиғин ахирида елинған қарарда “уйғур мусапирлар мәсилисини һәл қилишниң түп усули - шәрқий түркистандики уйғурларниң инсан һоқуқиниң капаләткә егә қилиниши” дәп көрситилди.
2. Һиндистанниң д у қ иҗраийә мудири долқун әйсаниң визисини инавәтсиз қилиши ғулғула қозғиди
Һиндистанниң дарамсалада шәһиридә 28 - апрел күни чақирилған “асия демократийә мунбири” ниң 2016 - йиллиқ йиғиниға қатнишишқа тәйярлиниватқан дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң мудири долқун әйсаға берилгән електронлуқ визиниң әмәлдин қалдурулуши дуня мәтбуатлирида күчлүк ғулғула қозғиди.
Мәлум болушичә, һиндистан һөкүмитиниң долқун әйсаға бәргән визини бикар қилғанлиқи хитай һөкүмитиниң һиндистан тәрәпкә қаттиқ наразилиқ билдүрүши арқисида оттуриға чиққан дипломатийә урушиниң нәтиҗиси икән.
Хитай һөкүмити долқун әйсани хәлқара сақчи тәшкилатиға “террорчи” дәп мәлум қилған болсиму, хитайниң бу хил әйибләшлиригә америка қатарлиқ чоң дөләтләр писәнт қилмиған, шундақла униң сиясий күрәшлири үчүн “труман - реган әркинлик медали” берилгән иди.
Долқун әйса һиндистан һөкүмитиниң бу қилмишиға қарита баянат елан қилип өзиниң буниңдин қаттиқ әпсусланғанлиқини, шундақла буниң өзи йолуққан тунҗи қетимлиқ әһвал әмәсликини билдүрди.
3. Ғайиблар аниси патигүл ғулам үчүн мураҗиәтнамә тәйярланди
Йеқинда уйғурлар дияридики 5 - июл ғайиблириниң ата - анилиридин патигүл ғуламниң мәхпий сотланғанлиқи һәққидики хәвәр тарқалғандин кейин чәтәлләрдики уйғур зиялийлар бу хил наһәқчиликкә җиддий наразилиқ билдүрүп, униң дәрһал қоюп берилиши тәләп қилинған мураҗиәтнамә тәйярлиди.
Мураҗиәтнамидә патигүл ғуламниң пәқәт өз пәрзәнтиниң из - дерикини қилиштин башқа һечқандақ иш қилмиғанлиқини, униң мушундақ әң әқәллий инсаний һәрикитигә қанун җазаси берип қамаққа елишниң толиму һәддидин ешип кәткән қанунсизлиқ икәнлики әскәртилгән.
Мураҗиәтнамидә йәнә буниңға имза қоюш сепигә қошулуватқанларниң көпийиватқанлиқи, йәнә келип буларниң көпинчисиниң явропа вә америкидики алий мәлуматлиқ зиялийлар икәнлики тилға елинған.
Мәлум болушичә, мәзкур мураҗиәтнамә һазир һәрқайси дөләтләрдики хитай әлчиханилириға әвәтилгән, шундақла иҗтимаий таратқуларда кәң тарқитилмақта икән.
4. Берлинда илһам тохти гурупписиниң рәсмий қурулғанлиқи җакарланди
26 - Апрел күни германийәниң берлин шәһиридә “илһам тохти гурупписи” қурулғанлиқи җакарланған.
Мәлум болушичә бу гуруппиниң асаслиқ нишани хитай түрмисидики уйғур зиялий илһам тохтини нопузлуқ хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мукапатлириға намзат көрситиш һәмдә униң әркинликкә чиқиши үчүн тиришчанлиқ көрситиш икән.
Илһам тохти гурупписиниң мәсуллиридин бири болған әнвәрҗан әпәнди илһам тохтиға егә чиқишниң нөвәттә муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикитиниң муһим бир тәркибий қисми болидиғанлиқини тәкитлигән. Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң мәсуллиридин бири һанно шедлер бу һәқтә сөз қилип “илһам тохтиға охшаш уйғурларниң пикир вә етиқад әркинлики үчүн күрәш қилған, шундақла зор бәдәл төлигән бир затниң әркинлики вә хәлқаралиқ тинчлиқ мукапатлириға еришиши үчүн күч сәрп қилидиған бундақ бир гуруппиниң қурулуши бәкму әһмийәтлик” дегән.
5. Онсу чағрақта коллектип җазаланған бир аилә ениқланди
Мухбиримизниң йеқинқи әһвал егилиши җәрянида онсу наһийисигә қарашлиқ чағрақ йезисида олтурушлуқ мунияз аилисидики йәттә қериндашниң аилә бойичә дегүдәк җазаланғанлиқи мәлум болди.
Мухбирниң алақидар кишиләрдин егилишичә, бу йәттә қериндашниң әң чоңи абдулла мунияз 1997 - йилидики“үрүмчи аптобус партлитиш вәқәси” гә четилип, шу йили өлүм җазасиға буйрулған икән. Униң қалған қериндашлири “қанунсиз һиҗрәт қилиш” вә “миллий өчмәнлик туйғусида болуш” җинайәтлири үчүн илгири - кейин болуп 17 йилдин тоққуз йилғичә кесилгән.
Бу қериндашларниң җазаға тартилишиға даир тәпсилий учурларни егилиш мумкин болмиған болсиму, онсу тәвәсидики вәзийәт вә уларниң аилә тарихиға мунасивәтлик әһваллар мәзкур аилә әзалириниң коллектип җазаланған болуши мумкинликини илгири сүрмәктә.
6. Мәрһум сәнәткар зикри әлпәтта тәвәллутиниң 100 йиллиқи хатириләнди
Уйғур муқам сәнитиниң рәтлиниш хизмитигә өчмәс төһпиләрни қошқан устаз сәнәткар зикри әлпәтта тәвәллутиниң 100 йиллиқи 25 - апрел күни үрүмчидә дағдуғилиқ хатириләнди. Паалийәттә мәрһумниң иҗадий һаяти вә униң һазирқи заман уйғур музика мәдәнийитигә қошқан төһпилири әсләп өтүлди.
Мәрһум зикри әлпәтта уйғур хәлқи сөйүп аңлайдиған бир қатар музикиларни иҗад қилған, җүмлидин “рухсари муқами”, “садир нахшиси”, “ақ белиқ”, “тәнлирим япрақ”, “зөһрә җаним” қатарлиқ нахшиларниң музикилири униң иҗадийитидә вәкиллик орун игиләйду.
Мәрһумниң яшлиқ вә қиранлиқ дәври уйғур тарихидики еғир сиясий давалғуш вә мәдәнийәт саһәсидики боран - чапқунлуқ мәзгилгә тоғра кәлгән болсиму, у, заманимиздики уйғур музика сәнити үчүн бир қатар мунәввәр избасарларни тәрбийиләп чиққан.