Һәптилик хәвәрләр (4-майдин 10-майғичә)

Мухбиримиз җүмә
2013.05.10
erkin-asiya-radiosi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

1. Рабийә қадир ханим “2013 - йилиниң өлгилик аниси” болуп сайланди

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим түркйәниң қәйсәри вилайитидә “2013 - йилиниң нәмунә аниси” болуп сайланди.

Сайламни түркийә қәйсәри вилайитидики аяллар тәшкилатлири вә бәзи сиясий партийиләр аяллар комитетлириниң мәсуллири 5 - май өткүзгән.

Бу хәвәр түркийәдики “хабәр түрк”, “т р т түрк” қатарлиқ телевизийә қаналлирида тарқитилди.

Уйғур аяллар бирликиниң түркийәдә турушлуқ вәкили рабийә илктүрк мухбирларға бәргән баянатида, бүгүнки күндә уйғур ханим - қизлириниң чидиғусиз зулум астида икәнлики, буларниң дәрд - әләмлирини дуняға аңлитишта рабийә қадир ханимниң интайин зор рол ойниғанлиқи, шу сәвәбтин шуңа рабийә қадир ханимни “2013 - йилиниң нәмунә аниси” дәп сайлиғанлиқини билдүрди.

2. Шаңхәйдә тирикчилик қилидиған бир қисим уйғурлар, даириләрниң йолсизлиқиға қарши намайиш қилди

Биз игилигән учурларға қариғанда, шаңхәйдә тирикчилик қиливатқан бир қисим уйғурлар 3 - май намайиш қилип, һөкүмәт даирилириниң йолсизлиқиға наразилиқ билдүргән.

Мәлуматларға қариғанда, шәһәр муһитини асраш идариси буйруқ чиқирип, шәһәрдики мәсчит алдида яймичилиқ қилидиған уйғурларни яйма ачмаслиққа буйруған. Уйғурлар буниңға қарши чиқип намайиш қилған.

Намайишчиларниң көпинчиси аяллар болуп, 20 әтрапида икән. Нәқ мәйданға 200 әтрапида сақчи кәлгән болуп, бир қисим намайишчиларни тутуп кәткән.

3. Алмата шәһиридә сериқбуя шеһитлиригә атап йиғин чақирилди

Дуня уйғур қурулитйиниң қазақистандики вәкиллири 7 - май алмутада йиғин уюштуруп, сериқбуя вәқәсидә шеһит болған уйғурларниң роһиға атап хәтмә - қуран қилди.

Йиғинға 80 әтрапида киши қатнашти. Йиғинда дуня уйғур қурулитйиниң баш мәслиһәтчиси риза сәмиди қатарлиқлар сөз қилди.

23 - Апрел маралбеши наһийисиниң сериқбуя йезисида тоқунуш йүз бәргән. Хитай даирилири тоқушта 6 нәпәр аталмиш уйғур террорчини нәқ мәйданда етип өлтүргәнликини, өзидин 15 адәм чиқим болғанлиқини билдүргән иди.

2 - Май, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә д у қ явропа парламентиға хәт йезип, “сериқбуя вәқәси” ни тәкшүрүшкә чақирғаниди.

4. Тарим университетидики бир қисим уйғур оқуғучилар тутқун қилинған

“уйғурбиз” ториниң хәвәр қилишичә, бу айниң бешида даириләр тарим университетиниң бир нәччә нәпәр уйғур оқуғучисини тутқун қилған.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, тутқун қилинғанлар 8 әтрапида болуп, һазирчә булардин йеңисарлиқ алимҗан, лоплиқ дилшат қатарлиқ иккийләнниң салаһийити ениқланған.

Инкасларға қариғанда, бу оқуғучилар 2 - май тутуп кетилгән. Уларниң қәйәргә вә нимә үчүн қамалғанлиқи һәққидә аилә тавабиатлириға 8 - майға қәдәр учур берилмигән.

5. 5 - Июл вәқәсиниң 4 йиллиқи һарписида ғайиплар аилә тавабиатлири йәнила җавабсиз қалдурулмақта

2009 - Йилидики “5 - июл вәқәси” ниң 4 йиллиқ һарписида мәзкур вәқәдә из - дерәксиз йоқап кәткән уйғурларниң туғқанлири тәшкилатларни ярдәмгә чақирди.

Ғайиблар аилә - тавабиатлиридин судихан һаҗим вә қурбангүлләр зияритимизни қобул қилип, пәрзәнтлири һәққидә хитай һөкүмитидин җаваб күтүштин үмид үзгәнликини, бирдин - бир үмиди хәлқара җамаәттин ярдәм күтүш икәнликини баян қилди.

Улар мәсилиниң ялғуз ғайиблар аилисиниң мәсилиси әмәс, бәлки пүтүн уйғур миллитиниң дәрди икәнликини баян қилип, чәтәлдики уйғур тәшкилатларни бу һәқтә актип һәрикәткә чақирди.

2009 - Йилидики намайиш қанлиқ бастурулғандин кейин, бир қисим уйғурларниң из - дерәксиз ғайиб болғанлиқи мәлум болған иди.

6. “истанбул сепиллири” шеирлар топлимиға зәйнурә әйсаниң шеири киргүзүлди

Өткән ай истанбулда нәшр қилинған “истанбул сепиллири” намлиқ шеирлар топлимиға уйғур шаирә зәйнурә әйса ханимниң бир парчә шиири киргүзүлди.

Бу китабта даңлиқ түрк шаирлирини өз ичигә алған дунядики 100 шаирниң истанбул тоғрисида язған шеириға орун берилгән.

Шаирә зәйнурә әйса ханим зияритимизни қобул қилип, түркләрниң әң даңлиқ шаирлири арисида шеирлириға орун берилгәнликидин интайин хошал икәнлки, буниң уйғурларни дуня җамаәтчиликигә тонутушта муһим әһмийәткә игә икәнликини ейтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.