Һәптилик хәвәрләр (12-июлдин 18-июлғичә)

Мухбиримиз җүмә
2014.07.18
erkin-asiya-radiosi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати уйғурларниң диний әркинликини қоллаш үчүн иптар зияпити бәрди

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитиниң уйғурларға қойған рамизан чәклимисигә наразилиқ билдүрүш үчүн мәхсус иптар зияпити бәрди. 9 - Июл күни кәчтә америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән зияпәткә уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим шәрәп меһмини сүпитидә тәклип қилинди.

Зияпәт башлиниш алдида өткүзүлгән ахбарат бериш йиғинида уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим сөз қилип, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бесим сиясити, болупму бу йиллиқ рамизан мәзгилидә уйғурларға қаритилған диний чәклимиләрни һәссиләп күчәйткәнликини әйиблиди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати вашингтон ишханисиниң мудири т кумар мундақ деди: бу улуғ рамизан чәклигән бирдинбир дөләт хитайдур, бу чәклимигә учраватқан хәлқ уйғурларду. Бизниң мундақ бир күндә бу иптар паалийитини уюштурушимиз, әнә шу уйғурларға “силәр ялғуз әмәс” дегән садани йәткүзүш.

Паалийәткә йәнә америка дөләт мәҗлиси, дөләт ишлар министирлиқи, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вәкиллири вә вашингтон әтрапидики уйғурлар болуп 140 қа йеқин адәм қатнашти.



Учтурпанниң имамлирим йезисида 4 аилә хитай йәр һөддигири өлтүрүлгән

Мушу айниң 9 - күни ақсу учтурпанниң имамлирим йезисида 6 нәпәр хитай көчмән боғузлап өлтүрүлгән, бир нәпири еғир яриланған. Ақсу җ х органлири чиқарған тутуш буйруқидин мәлум болушичә, вәқәгә четишлиқ 7 нәпәр гумандарниң һәммиси уйғур икән.

Мухбиримизниң алақидар хадимлардин игилишичә, йәттә нәпәр гумандардин һазирға қәдәр 3и тутулған, бири етиветилгән, қалған үчи издәлмәктә.

Йәнә ашкарилинишичә, өлтүрүлгән хитайлар мәзкур йезиға 2005 - йилдин кейин орунлашқан вә пүтүн йеза терилғу йәр көлиминиң 50 пирсәнткә йеқинрақ қисмини игилигән аталмиш хоҗайинлардин икән.


Йәмшидики мис кан деһқанларниң саламәтликигә тәһдит салмақта

Турпанға қарашлиқ айдиңкөл йеза йәмши кәнтидики деһқанниң инкас қилишичә, мәзкур кәнттики мис кандин чиққан керәксиз газ вә башқа дашқаллар су вә муһитни булғап, аһалиләрниң саламәтликигә тәсир көрсәткән.

Йеқинда йәмши кәнтидики бир деһқан аял инкас билдүрүп, бу мис канниң муһит булғиши қисмән түзитилгән болсиму, йәнила иштин тохтимиғанлиқини, йеқинқи йилларда йеза аһалилиридә түрлүк кесәлликләр көпийишкә башлиғанлиқини инкас қилди.

Буниңдин 10 йил илгири язда бир қанчә деһқан радиомиз билән алақилишип, бу кәнттә ечилишқа башлиған мис кандин чиққан зәһәрлик маддиларниң муһитни еғир дәриҗидә булғиғандин сирт, кәнтниң деһқанчилиқ зираәтлиригиму зиян салғанлиқини инкас қилған иди.


Әхмәтҗан османниң инглизчә шеирлар топлими - “әй ана вәтән! йирақ сүргүнгаһ” нәшр қилинди

Уйғур һазирқи заман гуңга шеирийитиниң асасчиси, атақлиқ шаир әхмәтҗан османниң “әй ана вәтән! йирақ сүргүнгаһ” намлиқ инглизчә шеирлар топлими йеқинда нәшр қилинип, торда тарқитилишқа башлиди. Америкидики “фонем медиа” нәшрияти нәшр қилған мәзкур шеирлар топлимиға апторниң йеқинқи 20 йиллиқ иҗадийитидики шеирлардин талланмилар киргүзүлгән.

Әхмәтҗан осман вә америкилиқ шаир җефрий яң бирлишип тәрҗимә қилған мәзкур шеирлар топлими, ғәрб дунясида нәшр қилинған бир уйғур шаирниң тунҗи шеирлар топлими болуп қалди. Топламға апторниң уйғур вә әрәб тиллирида язған аз дегәндә 60 парчә шеири киргүзүлгән.


Америка - хитай антитеррорлуқ сөһбитидә уйғурларға четишлиқ мәсилиләр оттуриға қоюлған

15 - Июл күни, америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән “америка - хитай террорлуққа қарши туруш сөһбити” дә хитай тәрәп америкидин өзиниң “шәрқий түркистан күчлири” ни бастурушини қоллиши вә чүшинишини тәләп қилған. Бирақ бәзи көзәткүчиләр америка - хитай антитеррорлуқ һәмкарлиқ саһәсиниң чәклик икәнликини билдүрди.

Йиғинда, һәр икки тәрәп өзлириниң нөвәттики террорлуқ вәзийитигә болған тонуши вә позитсийисини оттуриға қоюп, бу саһәдики һәмкарлиқни күчәйтиш мәсилисидә пикирдаш икәнликини тәкитлигән болсиму, бирақ америкиниң хитай тәрәп оттуриға қойған униң “шәрқий түркистан күчлиригә зәрбә бериш һәрикитини чүшиниш вә қоллаш” һәққидики тәлипигә қандақ җаваб бәргәнлики мәлум әмәс.

Америкида турушлуқ вәзийәт анализчиси, “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәндиниң қаришичә, америка - хитай оттурисида террорлуққа қарши һәмкарлиқ елип беришниң ортақ асаси йоқ. Чүнки, хитайниң террорлуққа қарши қолланған чарә - тәдбирлири америкиниң өлчими бойичә террорлуққа қарши туруш әмәс, бәлки кишилик һоқуққа таҗавуз қилиш һесаблинидикән.


Гретсийәдә өткүзүлгән хәлқаралиқ мәдәнийәт байримиға уйғурларму қатнашти

Гретсийәдә өткүзүлгән хәлқаралиқ миллий өрп - адәт, нахша - усул байримиға шветсийәдики “муқам гурупписи” оттура асиядики милләтләргә вакалитән қатнашти вә уйғурларни тонуштурди.

Бу хәлқаралиқ мәдәнийәт көрики һәр йили бир дөләтниң саһибханилиқида өткүзүлидиған байрамдур. Мәзкур байрамниң 2014 - йиллиқи гретсийәниң әдбисус шәһиридә 3 - июлдин 6 - июлғичә өткүзүлди.

Бу байрамға қатнашқан сазәндиләр, бу нөвәтлик байримида уйғур миллий музикилирини орунлиялмиған болсиму, әмма уйғур мәдәнийити вә шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийитини аңлатқанлиқини билдүриду.

Мәзкур паалийәткә қатнашқан уйғур яш заһирдин тайирҗан мундақ деди: мән бу үч күнлүк паалийәт җәрянида мәндин сориғанларға өзүмизниң бир уйғур икәнликимизни, вәтинимизниң шәрқий түркистан икәнликини, у йәрниң 60 нәччә йил бурун хитайлар тәрипидин бесивелинғанлиқини әтраплиқ пакитлиқ мисаллар билән чүшәндүрдүм.

Уйғур вә өзбек сәнәтчиләрдин тәшкилләнгән “муқам гурупписи” 2011 - йили шветсийәдә қурулған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.