Һәптилик хәвәрләр (6-авғусттин 12-авғустқичә)

Мухбиримиз қутлан
2016.08.12
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Һәптилик хәвәрләр (6-авғусттин 12-авғустқичә)

1. Даңлиқ нахшичи сәнубәр турсун лос-анҗелиста уйғур хәлқ нахшилирини яңратти

7-Авғуст кәчқурун америкиниң лос-анҗелис шәһиридики калифорнийә мәдәнийәт вә сәнәт сарийида “сәнубәр турсун нахша кечилики” өткүзүлгән.

Сәнубәр турсун башчилиқидики 4 нәпәр уйғур сәнәткар мәзкур нахша кечиликидә уйғур муқамлири билән хәлқ нахшилирини вайиға йәткузүп орундап, пүтүн мәйдандики тамашабинларни һаяҗанға салған.

Бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилған лос-анҗелестики оптика енженири әркин сидиқ әпәнди өзиниң “сәнубәр турсун нахша кечилики” дә һес қилғанлирини аңлармәнләр билән ортақлашти. Униң билдүрүшичә, лос-анҗелеста олтуршлуқ 70 кә йеқин уйғур “сәнубәр турсун нахша кечилики” ни көргән.

2. Даириләр “заманға лайиқ мәдәний кийиниш” ниң уйғур елида мәҗбурий йолға  қоюлуватқанлиқини дәлиллиди

Игилишимизчә, өткән һәптә қәшқәргә саяһәткә барған бир нәпәр уйғур өзиниң  “пүтүнләй заманивийлашқан қәшқәр” ни  көргәнликини, һазирқи қәшқәрниң “шималдики үрүмчи, шихәнзә қатарлиқ шәһәрләрдин һечқандақ пәрқиниң қалмиғанлиқи” ни илгири сүргән.

Радийомизға әһвал инкас қилған йәрлик уйғурлар  бу хил өзгиришниң һөкүмәт йолға қоюватқан “диний радикаллиқтин йирақлишип мәдәнийлишиш” тәшәббусиниң нәтиҗиси  икәнликини  тәкитлиди.

Игилишимизчә,  җәнубий уйғур дияридики корла, ақсу қатарлиқ җайлардиму бу хил “заманға лайиқ мәдәнийлишиш”  тәшәббусиниң мәҗбурий йолға қоюлуватқанлиқи ашкара болмақта.  

3. Америка билән һиндистанниң оттура асия дипломатийәсидә уйғур мутәппәккурлириниң пикир байлиқи пайдилинилмақта

Америка билән һиндистанниң йеқиндин буян өзлириниң оттура асия дипломатийәсидә уйғур мутәппәккурлириниң пикир байлиқлиридин пайдилиниватқанлиқи көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта.

Америка дөләт ишлири министери җон кәри бу йил 3-авғуст күни вашингтонда өткүзүлгән оттура асиядики 5 дөләт дипломатийә министирлири йиғинида йүсүп хас һаҗибниң “қутадғу билиг” намлиқ мәшһур әсиридин нәқил кәлтүрүп сөзлигән болса, өткән йили һиндистан баш министери моди қазақистан пайтәхти астанада сөзлигән нутқида абдурәһим өткүрниң “из” намлиқ шеиридин бирқанчә мисрани оқуған иди.

Бу һәқтә пикир баян қилған шаир әхмәтҗан осман билән иқтисадшунас пәрһат билгин әпәндиләр, бу һәқиқәтәнму  диққәт қилишқа тегишлик бир бурулуш, дәйду.

4. Даириләр оқуғучилар арқилиқ уларниң аилисиниң диний муһитини тәпсилий игилимәктикән

Мәлум болушичә, йеқинда ақсуниң мәлум наһийәлик маарип идариси оттура-башланғуч мәктәп оқуғучилириға җәдвәл тарқитип, уларниң диний етиқад әһвалини тәпсилий толдурушини тәләп қилған.

Даириләр йәнә 1-сентәбир йеңи оқуш мәвсуми башлиниши билән һәр бир оқуғучиниң мәзкур җәдвәлни толдуруп мәктәпкә тапшурушини шәрт қилған.

Бу әһвалдин тәпсилий хәвәрдар бириниң билдүрүшичә, мәзкур җәдвәлдә, “аилиңиздә қанчә киши динға етиқад қилиду? қандақ диний паалийәтләр билән шуғуллиниду? һиҗабланған, сақал қойғанлар барму-йоқ? дегәндәк соаллар соралған икән.

5. Уйғур көзәткүчиләр хитай билән фирансийәниң аялларниң орунивелишни чәклишидә маһийәтлик пәрқ мәвҗут, дәп қаримақта

Алдинқи күни уйғур аптоном районлуқ парткомниң карнийи  болған тәңритағ тори фирансийәдики аялларниң орунивелишини чәкләш қануни вә униң иҗра қилиниш әһвали һәққидә бир парчә мәхсус мақалә елан қилған.

Бу һәқтә пикир баян қилған уйғур көзәткүчиләр мәзкур мақалиниң хитайниң уйғурларға қаратқан диний чәклимилирини ақлаш үчүн елан қилғанлиқини илгири сүрди.

Көзәткүчиләрдин әхтәм әпәнди фирансийәниң аялларниң оринивелишини чәклиши билән хитайниң миллий ассимилиятсийәни мәқсәт қилған диний чәклимилири арисида маһийәтлик пәрқләрниң мәвҗутлуқини алаһидә тәкитлиди.

6. Көзәткүчиләр “тулпар мукапати” ниң уйғур вә башқа милләтләр әдәбиятини хитай тиллиқ иҗадийәт йөнилишигә башлап кетиватқанлиқини илгири сүрмәктә

“тулпар мукапати” хитайдики аз санлиқ милләтләр язғучилириға берилидиған дөләт дәриҗилик әң йоқири әдәбият мукапати.

Илгири уйғур аптоном районидин “тулпар мукапати” ға көрситилгән язғучиларниң мутләқ көп қисминиң уйғур вә қазақ тиллирида әсәр язидиған язғучилар икәнлики мәлум. Һалбуки, йеқиндин буян мәзкур мукапатниң тибәт вә уйғур елидики намзатлири асасән дегүдәк хитай тилида әсәр язидиған язғучиларға қаритилишқа башлиған.  Бу һал муһаҗирәттики уйғур сәрхиллирини күчлүк әндишигә салмақтикән.

Игилинишичә, бу йил 3 нәпәр уйғур язғучиниң әсири “тулпар мукапати” ға еришкән болуп, уларниң ичидә хитайчә язидиған уйғур язғучилардин  ғәйрәт асим билән гүлнар обулниң әсәрлири бар икән.  Илтәбир тәһрирлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.