Һәптилик хәвәрләр (14-январдин 20-январғичә)
2017.01.20
1. Истанбулдики рейна кечилик кулубида 39 кишини өлтүргән қатил тутулди
Йеңи йил кечиси истанбулниң бешикташ районидики рейна кечилик кулубиға һуҗум қилип, 39 кишини өлтүргән террорчи абдулқадир машарипоф 1-айниң 16-күни кәч саәт 23:40 дә истанбулниң әсәнюрттики бир бинада тирик тутулған.
Истанбул валийси васип шаһин 17-январ күни баянат елан қилип, террорчи абдулқадир машарипофниң өзбекистанда туғулғанлиқи, афғанистанда тәлим алғанлиқи, униң сорақ җәрянида җинайитини етирап қилғанлиқи вә бармақ изиниң дәлилләнгәнлики һәмдә мәзкур террорлуқ һуҗумниң даиш намида елип берилғанлиқи қатарлиқларни илгири сүргән.
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк билән истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм бу мунасивәт билән инкас қайтурди.
2. “5-июл вәқәси” дә 18 яшлиқ бир уйғур яшниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи ашкариланди
Радийомизға кәлгән учурлардин мәлум болушичә, 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл вәқәси” дә 18 яшлиқ бир уйғур яшниң қолға елинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи мәлум. Мәтсидиқ урайим исимлик бу мәһбус һазир үрүмчи 1-түрмидә өмүрлүк җаза муддитини өтимәктикән.
Керийәдики бир йәрлик кадирниң ашкарилишичә, 2009 йили әмдила 18 яшқа толған мәтсидиқ урайим үрүмчигә ишләмчиликкә кетип, узун өтмәй “5-июл вәқәси” партлиған. Вәқәдә тутқун қилинған мәтсидиқ “аптобус өрүшкә қатнашқан” дәп әйиблинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ баш катипи нурмуһәммәт мусабай, “5-июл вәқәси” дә нурғун уйғурларниң наһәқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини билдүрүп, хитайни бу түрдики наһәқ дилоларни қайта көздин кәчүрүшкә чақирди.
3. Илһам тохти тутқун қилинғанлиқиниң 3 йиллиқ хатирә күнидә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири униңға әркинлик тәләп қилинди
Бу йил 15-январ күни виҗдан мәһбуси илһам тохтиниң хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинғанлиқиға топ-тоғра 3 йил болди.
Бу мунасивәт билән 15-январ күни илһам тохтиниң америкида оқуватқан қизи җәвһәр илһам, хәлқарадики бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири тивиттер, фейсбук қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда баянат елан қилди. Улар иҗтимаий таратқуларда имза топлаш паалийити елип берип, хитай һөкүмитидин муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған илһам тохтини қоюп беришни тәләп қилди.
Германийәдики “илһам тохтини қутқузуш гурупписи” ниң мәсуллиридин бири болған әнвәрҗан әпәнди пикир баян қилип, мәзкур гуруппиниң 2017-йили елип баридиған паалийәтлири һәққидә учур бәрди.
4. Уйғур елида сақчиларниң хизмәт бесимидин чарчап өлүш вәқәлири көпләп йүз бәрмәктикән
Өткән йили 28-декабир күни қарақаш наһийәлик парткомға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәндин кейин, уйғур елидики сақчиханиларниң пәқуладдә җиддийлишип, 24 саәтлик чарлашни йолға қойғанлиқи мәлум.
Хитай ахбарат вастилириниң дәлиллишичә, йеқинқи 15 күн ичидә сақчи вә қанун хадимлириниң чарчап өлүш яки йиқилип қелиш вәқәлири бортала, қәшқәр, үрүмчи, хотән қатарлиқ җайларда йүз бәргән. Буниң ичидә хотәндә сақчиларниң чарчап өлүш вәқәси әң көп көрүлмәктикән.
Радийомизниң йәрлик сақчиханилардин әһвал игилишичә, йеқинда хотән ханериқ сақчиханисиниң хадими сәмәт абдукерим, гума наһийәсидики алаһидә сақчи хадими йүсүп қурбаннияз, йопурға наһийәлик тәптиш мәһкимисиниң тәптиши абликим қатарлиқлар хизмәт бесими түпәйли чарчап өлгән икән.
5. Шаһитларниң “һекайилири” уйғур мусапирлириниң йеқинқи бирқанчә йиллиқ “һиҗрәт” қисмәтлириниң сәвәблири вә ич йүзини ечип көрсәтмәктә
2013-Йилидин 2015-йилиға қәдәр бир қисим уйғур мусапирлириниң шәрқий җәнубии асия әллиригә қечип чиқиши вә бу йәрдики бирқанчә йиллиқ тутқунлуқ һаятидин кейин бир қисминиң түркийәгә берип йәрлишиши һелиһәм дуня җамаитигә бир соал болуп туюлмақта.
Ундақта, мусапирәт мушәққәтлирини йәткичә тартқан бу инсанларниң өтмүшигә қандақ һекайиләр йошурунған? улар немә үчүн юрт-маканлирини ташлап барса кәлмәс “һиҗрәт” йолини талливалди? уларни вәтинидин, хәлқидин вә қериндашлиридин ваз кәчтүрүп, ят әлләрдә сәрсан-сәргәрдан болушқа мәҗбур қилған күч зади немә?
Түркийәниң қәйсәри шәһиригә йәрләшкән 23 яшлиқ җалалиддинниң һекайиси әнә ашу уйғур мусапирлириниң қандақ сәвәбләр билән “һиҗрәт” кә атлинишиниң ич йүзини көрситип бәрмәктә.
6. Уйғур елидики мәсчитләрдә хутбини бир туташ телевезордин аңлаш йолға қоюлмақчикән
Йеқинда даириләрниң мәсчитләрни “әлалаштуруш” намида қәшқәр, хотән, ақсу қатарлиқ вилайәтлиридә 3500 гә йеқин мәсчитни чеқип ташлиғанлиқи мәлум болған иди.
Радийомизниң бу һәқтә йәниму илгирилигән һалда әһвал игилиши давамида хитай даирилириниң нөвәттә “әлалаштуруштурулған” мәсчитләргә телевизор орнитип, җүмә хутбисини бир туташ аңлаш бәлгилимсини йолға қоймақчи болғанлиқи ашкариланди.
Бу һәқтә җиддий инкас қайтурған түркийәдики диний өлималардин доктор атавулла шәһяри хитай һөкүмитиниң уйғур елида йүргүүиватқан диний тәқипләш сиясәтлирини қаттиқ тәнқид қилди.