Һәптилик хәвәрләр (29 - февралдин 4 - мартқичә)
2016.03.04
Дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлири 5 - нөвәтлик қурултайни парижда ечишни қарар қилди
Дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлири 28 - февралдин 1 - мартқа қәдәр америка пайтәхти вашингтонда җәм болуп, ечилғуси 5 - нөвәтлик қурултайни франсийә пайтәхти парижда өткүзүш һәққидә ахириқи қарарни мақуллиди.
Мәзкур қарардин кейин дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлири радийомиз зияритини бирликтә қобул қилди.
Рабийә қадир ханим йетәкчиликидики дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлик қатлими бирдәк уйғур хәлқиниң миллий мәнпәити һәмдә уйғур миллий һәрикитиниң кәлгүси истиқбали үчүн тәшкилий җәһәттин бирликкә кәлгәнликини билдүрди.
Рабийә ханим бу һәқтә радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилип, 5 - нөвәтлик қурултайниң әһмийити вә парижда ечилишиниң сәвәблири үстидә тохталди.
Түркийәниң қәйсәри шәһиридики уйғурлар 1960 - йиллардики түркийәгә көчүш тарихи һәққидә тохталди
Радийомизниң 2016 - йиллиқ аңлитиши үчүн пиланланған көп қисимлиқ һөҗҗәтлик радийо программисиниң биринчи қисми - түркийәниң қәйсәри шәһиридә яшап келиватқан уйғур җамаитиниң түркийәгә көчүш тарихиға беғишланди.
Радийомиз мухбириниң нәқ мәйдандики зияритигә актиплиқ билән һәмкарлашқан қәйсәридики уйғур җамаити өз ата - бовилириниң 1961 - йили ана юртлиридин айрилип афғанистанға һиҗрәт қилиши һәмдә уларниң көп қисминиң 1965 - вә 1967 - йилида түркийәгә көчүп келиши һәққидә әслимә тәқдим қилди.
Һаят шаһитларниң өз дәвридики һиҗрәт тарихи һәққидә тәқдим қилған җанлиқ әслимилири муһаҗирәттики уйғур топлуқлириниң шәкиллиниш вә тәрәққий қилиш әһвалини чүшиништә муһим мәнбә болмақта.
Ақсуниң айкөл йезисидики наһәқ тутқунниң ич йүзи ашкара болмақта
Игилишимизчә, ақсуниң айкөл йеза пәйшәнбәбазар кәнтидики сиясий тутқунлар һәққидә бир қисим йип учлири давамлиқ ашкара болмақта.
Радийомизға кәлгән учурлардин қариғанда, алдинқи йилидики “қаттиқ зәрбә бериш” долқунида мәзкур кәнттә олтурушлуқ турсун мамут билән униң оғли абликим турсун түрмигә ташланған. Мәһбус турсун мамут өз қизи билән нәврисиниң тутқун җәрянида һаятидин айрилғанлиқидин техичә хәвәрсиз икән.
Радийомиз бу һәқтә ақсу айкөлдики сақчиханилар вә аһалиләрдин әһвал игилиди. Сақчи хадимлири соаллиримизға җаваб беришни рәт қилған болсиму, әмма айкөлдики аһалиләр йоқириқи әһвалларниң растлиқини дәлиллиди.
Түркийәдә “османли һөҗҗәтлиридә шәрқий түркистан” намлиқ чоң һәҗимлик архиплар топлими нәшр қилинған
Йеқинқи йиллардин буян османли султанлиқиниң уйғур дияри билән болған тарихий мунасивәтлири һәққидики архип материяллири хәлқара илим саһәсиниң диққитини қозғимақта.
Османли султанлиқиниң уйғур ели билән болған мунасивәтлири аталиқ ғази яқупбәг қурған қәшқәрийә дөлити мунқәрз болғандин кейин үзүлүп қалған болсиму, әмма уйғурларниң османли султанлиқи билән болған хәлқ арисидики мунасивәтлири таки османли султанлиқи ағдурулғанға қәдәр давамлашқан.
Йеқинда түркийәдики “түрк дуняси шәһәрләр бирлики” тәшкилати османли архиплиридики материяллар асасида “османли һөҗҗәтлиридә шәрқий түркистан” намлиқ чоң һәҗимлик архиплар топлимини нәшр қилдурған.
Анализчилар, мәзкур топламниң уйғур тарихидики бир бошлуқни толдурушта муһим мәнбә болуп қалидиғанлиқини илгири сүрмәктә.
Қәшқәр ташмилиқтин бир түркүм уйғур яшлар хитайниң шәндуң өлкисигә ишләмчиликкә елип меңилған
“тәңритағ тори” ниң 1 - марттики хәвиригә қариғанда, қәшқәр конашәһәр наһийәсиниң ташмилиқ йезисидин 84 нәпәр уйғур яш йеқинда шәндуң өлкисиниң җинән шәһиригә әвәтилгән.
Техи өткән айдила мәкит наһийәсидин 300 нәпәр уйғур яшниң шәндуң өлкисигә ишләмчиликкә әвәтилгәнлики хәвәр қилинған иди.
Қәшқәр конашәһәр наһийәлик әмгәк идарисиниң башлиқи хва ләнчиң тәшвиқат арқилиқ деһқан ишләмчиләрни сиртқа йөткәш миқдарини ашуруватқанлиқини билдүргән.
“ешинча әмгәк күчлирини сиртқа йөткәш” дегән нам астида 2004 - йилидин буян йүргүзүлүп келингән бу сиясәт уйғурларни изчил нарази қилип кәлгән шундақла 2009 - йилдики “шавгуән вәқәси”ни кәлтүрүп чиқарған иди.
Афғанистанда тутқун қилинип хитайға қайтурулған уйғурлар һәққидики вәқәниң тәпсилати ашкариланди
Өткән йилиниң феврал айлирида афғанистан даирилири өз тәвәликидә сода - тиҗарәт билән шоғуллиниватқан он нәччә уйғурни тутқун қилип хитайға тапшуруп бәргәнлики хәвәр қилинған иди.
Һалбуки, афғанистан даирилири бу һәқтә һазирға қәдәр мәлумат бәрмиди.
Әйни чағда афғанистанда туруп бу вәқәгә шаһит болған икки нәпәр уйғур йеқинда радийомиз зияритини қобул қилип өзлириниң көргән - билгәнлирини ашкара қилди.
Улар, афғанистанда тутқун қилинип хитайға қайтурулған уйғурлар вә уларниң аилә - тавабиатлириниң җәмий 24 нәпәр киши икәнликини, уларниң арисидики бир нәпәр уйғур қизниң сақчиға пул бериш арқилиқ қутқузуп қелинғанлиқини билдүрди.