Һәптилик хәвәрләр (28-декабирдин 1-январғичә)
2016.01.01
Рабийә қадир ханим пүтүн дунядики уйғур җамаәтчиликигә йеңи йиллиқ баянат елан қилди
2016-Йилниң йетип келиши мунасивити билән дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим пүтүн дунядики уйғур җамаәтчиликигә йеңи йиллиқ салам йоллиди.
Вәтән ичи вә сиртидики уйғурларниң йеңи бир йилиға тинчлиқ, асайишлиқ тилигән рабийә ханим өз сөзидә йәнә сиясий мәһбусларниң аилә-тавабиатлириға сәбр-чидам тилиди. Җамаәтчиликни уларға һәр вақит маддий вә мәниви җәһәттин ярдәмдә болушқа дәвәт қилди.
Йеңи йил һарписида уйғур елиниң җәнубий вилайәтлиридики сақчихана хадимлири “24 саәтлик чарлаш” елип бармақтикән
Уйғур елидин игилигән учурлардин мәлум болушичә, йеңи йил һарписида даириләрниң җәнубтики вилайәт вә наһийәләргә қаратқан аталмиш “муқимлиқ” тәдбирлири пәвқуладдә күчәймәктикән.
Хотәнниң гума наһийәсигә қарашлиқ мокойла йезилиқ сақчихана хадимлири радиомиз зияритини қобул қилғанда, өзлириниң йеңи йил һарписидин ибарәт бу пәвқуладдә җиддий пәйттә “24 саәтлик нөвәтчилик” тә туруватқанлиқини билдүрди.
Радиомизниң нәқ мәйдандин учур игилиши давамида, бу әһвалниң хотән вилайитидин сирт, йәнә ақсу вилайитигә қарашлиқ бәзи наһийәләрдиму мәвҗутлуқи мәлум болди.
Ават наһийәсидики “муқимлиқ кадирлири” ниң билдүрүшичә, сақчиханиларниң күндә елип баридиған омумйүзлүк “чарлаш” хизмитидин башқа, кәнттики асасий қатлам кадирлири “диний әсәбийлик” дәп қаралған һәрқандақ диний паалийәтләргә “көз-қулақ” болидикән.
Хитай “террорлуққа қарши қанун” мақуллиған мәзгилдә гуаңҗудики меһманханилар уйғурларға ятақ бәрмәслик һәққидә уқтуруш тапшурувалған
Хитай хәлқ қурултийи “террорлуққа қарши қанун” мақуллиған әснада гуаңҗудики меһманханиларниң уйғурларға ятақ бәрмәслик һәққидә уқтуруш тапшурувалғанлиқи мәлум болди.
Хәлқара таратқулар хитайниң “террорлуққа қарши қануни” ниң уйғур мусулманлириға қаритилған тәқиб вә чәклимини йәниму күчәйтиветиши мумкинликини мулаһизә қиливатқан бир пәйттә гуаңҗу шәһәрлик сақчи идариси чиқарған бу уқтуруш көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди.
24-Декабир күни чиқирилған мәзкур уқтурушта “пичақ асқан, ай-юлтуз бәлгиси бар кийим кийгән яки намаз оқуған аламәтләрниң дәл ‛террор гумандарлири‚ ниң типик бәлгилири” икәнлики қәйт қилинған.
Радиомизниң гуаңҗу шәһиридики мәлум бир меһманханидин игилишичә, сақчи идариси меһманханиларға уйғурларни қобул қилмаслиқ һәққидә ички буйруқ чүшүргән икән.
Әнқәрәдә “һазирқи заман түркологийә тәтқиқати йиғини муһакимә” өткүзүлгән
Һәр йили қәрәллик чақириливатқан “һазирқи заман түркологийә тәтқиқати муһакимә йиғини” ниң 2015-йиллиқ сани 28-декабирдин 30-декабирғичә түркийә пайтәхти әнқәрәдә өткүзүлгән.
Әнқәрә университети тил вә тарих-җуғрапийә факултети саһибханилиқ қилған бу йиллиқ түркологийә илмий йиғиниға 40 қа йеқин тәтқиқатчи қатнашқан.
Мәзкур йиғинда уйғур тәтқиқатчиларниң мақалилириму алаһидә диққәт қозғиған. Һаҗитәпә университети тарих факултетиниң дотсенти, доктор әркин әкрәм билән әнқәрә университети тил вә тарих-җуғрапийә факултетиниң оқутқучиси, доктор нуранийә ханим уйғур тили вә тарихи һәққидики мәхсус мақалилирини оқуған.
Мәлумки, 2002-йилидин тартип, әнқәрә университети һәр йили қәрәллик һалда һазирқи заман түркологийә тәтқиқати илмий муһакимә йиғини өткүзүп кәлмәктә. Мәзкур йиғининиң 2014-йиллиқ сани мәхсус уйғур тәтқиқатиға беғишланған иди.
Муһаҗирәттики бир қисим шаһитлар 1985-йилидики “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” һәққидә әслимә тәқдим қилди
1985-Йилидики “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” гә 30 йил толған бүгүнки күндә муһаҗирәттики бир қисим шаһитлар өз әслимилири арқилиқ уйғур бүгүнки заман тарихидики бу дәвр бөлгүч вәқәни қайта йорутмақта.
19-Декабир күни вашингтонда өткүзүлгән хатириләш паалийитидә бир қисим шаһитлар “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” һәққидә җамаәтчиликкә гуваһлиқ бәрди вә бәс-бәстә әслимә тәқдим қилди.
Шаһитлардин нурмуһәммәт мусабай әйни чағдики намайиш җәрянида уйғур оқуғучилар вәкиллириниң уйғур аптоном районлуқ даириләр билән қандақ шараит вә қандақ темиларда муназирә елип барғанлиқини баян қилди.
Шаһитлардин мәмәт тохти өз әслимисидә “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” ниң кейинки йилларда уйғур елидә зәнҗирсиман тәсир пәйда қилғанлиқини тәкитлиди.
Радиомиз мухбири шөһрәт һошурниң тутқундики икки қериндиши 30-декабир күни қамақтин қоюп берилгән
Радиомиз мухбири шөһрәт һошурниң 16 айдин бери хитай сақчилириниң қолида тутуп турулуватқан икки қериндишиниң алдинқи күни қоюп берилгәнлики мәлум болмақта.
Шөһрәт һошурниң чоң акиси 2014 -йили июнда “дөләт бихәтәрликигә хәвп йәткүзүш” җинайити билән әйиблинип 5 йиллиқ қамаққа кесилгән иди. Акисиниң сотлиниш җәрянини шөһрәт һошурға йәткүзгән қалған икки қериндишиму 2014-йили 17- авғуст хитай сақчилири тәрипидин “дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш” җинайити билән тутқун қилинған иди.
Игилинишичә, шөһрәт һошурниң бултурдин буян хитай дөләт хәвпсизлик идарисиниң үрүмчидики қамақханисида тутуп турулуватқан икки қериндиши түнүгүн йәни 30 -декабир күни сәһәрдә қоюп берилгән. Хитай даирилири уларниң қоюп берилиш сәвәби һәққидә аилисидикиләргә һечқандақ чүшәнчә бәрмигән.
Шөһрәт һошурниң қериндашлири тутқун қилинғандин кейин америка мәтбуатлири бу вәқәни “бир чоң дөләтниң шәхс сүпитидики бир мухбирдин өч елиш һәрикити” дәп атиған. Америка ташқи ишлар министирлиқиму бу һәқтә икки қетим баянат елан қилип, хитай тәрәпни шөһрәт һошурниң аилә-тавабиатлириға дәхли-тәрз йәткүзмәсликкә чақирған иди.