Һәптилик хәвәрләр (23 - февралдин 27 - февралғичә)
2015.02.27
1. Бай наһийәсидики яқаериқ вәқәсидә өлгәнләрниң кимлики ашкара болди
Байдики яқаериқта вәқә йүз берип әтиси ақсу вилайәтлик җамаәт хәвпсизлик башқармисиниң торида вәқәгә четишлиқ гумандарлар һәққидә тутуш буйруқи елан қилинған.
Узун өтмәйла өчүриветилгән бу тутуш буйруқидин мәлум болушичә, вәқәгә алақидар пидаийларниң сани 20 нәпәр болуп, булардин 9 нәпири етиветилгән, 3 нәпири қечип қутулған, қалғанлири тутулған.
Вәқәдә вәзипә өтигән бир кәнт секритариниң ашкарилишичә, мәзкур 20 нәпәр пидаийниң ичидә аз дегәндә икки нәпири аял икән.
Пидаийларниң баш йетәкчиси турғун билал аяли билән бирликтә вәқәдә һаятидин айрилған. Униң ярдәмчиси аблиз абла аяли азадәм нур билән бирликтә сақчилардин тартивалған қорални елип қечип кәткән.
Кәнт секритарниң билдүрүшичә, мәзкур вәқә билән һечқандақ четишлиқи болмиған 4 киши етиветилгән. Улардин бири йезилиқ дохтурханиниң башлиқи җүмә һәққули, йәнә бири униң оттура мәктәптә оқуватқан қизи икәнлики мәлум.
2. яқаериқ пидаийлиридин азадәм нур билән аблиз абланиң тутулғанлиқи илгири сүрүлмәктә
Радийомизниң игилишичә, 17 - феврал күни бай наһийәсиниң яқаериқ йезисида сақчилар билән тоқунушқан вә вәқәдин кейин қечип қутулған әр - аял пидаийлардин аблиз абла билән азадәм нурниң тутулуп қалғанлиқи мәлум болмақта.
Аблиз абла шу қетимлиқ тоқунушта сақчи башлиқи қасим имирниң қолидики аптоматик қорални тартивалған, андин аяли азадәм нур билән биллә нәқ мәйдандин қечип қутулған. Һалбуки, вәқәдин үч күн өткәндә улар иккиси охшимиған икки орунда тутулуп қалған.
Мәлум болушичә, аблиз абла яқаериқ йезисиниң ақ гүмбәз кәнтидә, азадәм нур ақсу шәһиридики кона айропиланхана дәп атилидиған бир аһалиләр районида тутқун қилинған.
Яқаериқта вәзипә өтәватқан хадимларниң ашкарилишичә, мәзкур вәқәгә қатнашқан пидаийларниң бивастә уруқ - туғқанлири вә достлири болуп аз дегәндә йүзгә йеқин киши тутқун қилинған. Тутқунлар арисида яқаериқта һөрмәткә сазавәр кишиләрдин рустәм рози, әһәт мамут қатарлиқ кишиләрниңму барлиқи мәлум.
3. Һиндонезийәдә қолға елинған 4 уйғур террорлуқ билән әйиблиниш хәвпигә дуч кәлди
Һиндонезийә аманлиқ күчлири 2014 - йили 9 - айда, һиндонезийәниң солавеси өлкисигә қарашлиқ посо шәһиригә кетиватқан 4 нәпәр уйғурни “гуманлиқ” дәп тутқун қилғанлиқи мәлум болған иди.
Уйғур икәнлики илгири сүрүлүватқан, әмма қолида түрк паспорти бар бу 4 нәпәр кишигә һәмраһ болуп кетиватқан башқа 3 нәпәр һиндонезийәликму шу қатарда тутқун қилинған.
Новәттә һиндонезийә даирилири уларни “террорлуқ тәшкилатиға қатнишиш нийити бар”, дәп әйибләп рәсмий сотлашни қарар қилған.
Бу әһвал муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлириниң җиддий инкасини қозғиди. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, һиндонезийә даирилирини мәзкур кишиләрни хитайға қайтуруп бәрмәсликкә чақирди. У “һиндонезийә соти һазирчә уларни сотлиған тәқдирдиму, бирақ улар һаман бир күни ақлинип чиқиду” дәп көрсәтти.
4. “1 - авғуст полат - төмүр завути” да газ чиқип кетип 2 уйғур ишчи өлгән
Өткән йили 24 - өктәбир күни үрүмчидики “1 - авғуст полат - төмүр завути” да газ чиқип кетип икки уйғур ишчиниң өлгәнлики йеқинда ашкариланди.
Аридин 4 ай өткән бүгүнки күндә ашу вәқәдә һаятидин айрилған уйғур ишчи абдусалам мәмтиминниң аилә - тавабиатлири радийомиз зияритини қобул қилип бу һәқтә мәлумат бәрди.
Мәлум болушичә, уйғур ишчиларни әрзан әмгәк күчи сүпитидә яллап ишләткүчиләр хебей өлкисидин чиқип, “1 - авғуст полат - төмүр завути” да иш көтүрә алған хитайлар икән. Улар шу җайдики уйғур ишчилирини айлиқиға икки миң сом пул берип яллап ишләткән. Хәтири зор болған иш орниға һечқандақ бихәтәрлик әслиһәлири орнатмиған.
Өлгүчиләрниң аилә - тавабиатлири айларчә дәва қилипму төләм алалмиғачқа, мәрһум абдусалам мәмтиминниң мийити 34 күн дәпнә қилинмай тоңлатқуда туруп қалған.
“1 - авғуст полат - төмүр завути” ниң мәсуллири билән шу йәрдики сақчи даирилири вәқәниң чоңийип кетишиниң алдини елиш үчүн хебейлиқ хитай хоҗайинларға бесим ишләткән. Нәтиҗидә хитай хоҗайинлар мәрһум абдусалам мәмтиминниң аилисигә аран 580 миң сом төләм берип ишни болди қилған. Һаятидин айрилған йәнә бир уйғур ишчиниң аилисигә төләм берилгән яки берилмигәнлики мәлум әмәс.
5. Муһаҗирәттики уйғур җамаити һәр хил паалийәтләр уюштуруп бу йиллиқ “дуня ана тил күни” ни хатирилиди
Муһаҗирәттики уйғур җамаити пәрзәнтлириниң ят әлләргә вә башқа милләтләргә сиңип кетишиниң алдини елишта, алди билән уларға уйғур ана тил тәрбийисини күчәйтишниң һәммидин зөрүрлүкини тонуп йәтмәктә.
Мәлум болушичә, һәрқайси дөләтләрдики уйғур җамаәтчилики түрлүк усуллар билән өз пәрзәнтлиригә ана тил тәрбийиси елип бериш ишини давам қилмақта икән.
Бу саһәдә актип һәрикәт қиливатқан уйғур паалийәтчилириниң билдүрүшичә, гәрчә илгириләш зор болсиму, лекин һазирғичә ечилған аилә ана тил мәктәплири болсун яки ана тил курслири болсун, түрлүк қийинчилиқларға дуч кәлмәктикән. Болупму оқутуш ишлири асасән дегүдәк балиларниң савадини чиқириш биләнла чәклинип қалмақтикән.
Һазир германийәдә яшаватқан тәҗрибилик тил - әдәбият оқутқучиси абдувәли турсун әпәнди бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилди. У муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларниң қандақ қилип өз пәрзәнтлиригә елип бериватқан ана тил тәрбийисиниң үнүмини юқири көтүрәләйдиғанлиқи һәққидә пикир баян қилди.
6. “уйғурларниң қисқичә тарихи” намлиқ китабниң йезилип чиқишидики сирлиқ җәрянлар диққәт қозғимақта
Шинҗаң хәлқ нәшрияти тәрипидин 1990 - йили нәшр қилинған “уйғурларниң қисқичә тарихи” намлиқ китаб хитай һөкүмитиниң уйғур тарихини қандақ шәрһиләштики сиясий қелипини бекитип бәргән.
Мәлум болушичә, “уйғурларниң қисқичә тарихи” ниң йезилип чиқиши вә нәшр қилинип тарқитилишиға 30 нәччә йиллиқ “сирлиқ җәрян” кәткән.
Әйни вақитта мәзкур китабниң уйғурчә нәшригә “мәсул муһәррир” ләрниң бири сүпитидә исми йезилған қурбан вәли әпәнди аридин 25 йил өткәндә бу һәқтики бәзи сирларни ашкара қилди.
Мәлум болушичә, уйғур тарихини йезип чиқиш һәққидики әсли пиланда уйғур тарихчилириниңму қатнишиши бекитилгән. Һалбуки, аталмиш “"уйғурларниң қисқичә тарихи" ни йезиш гурупписи” кейинчә уйғур тарихшунаслар язған бөләкләрниң һечқайсисини қобул қилмиған.
Мутәхәссисләр “уйғурларниң қисқичә тарихи” намлиқ бу китабта уйғур тарихидики бәзи муһим вәқәләрниң астин - үстүн қиливетилгәнликини шундақла мәзкур китабниң илмий тәтқиқаттин көрә, сиясий мәқсәтни чиқиш қилғанлиқини тәкитлимәктә.