Һәптилик хәвәрләр (11-январдин 17-январғичә)

Мухбиримиз ирадә
2020.01.17
tor-maqale.jpg Һәптилик хәвәрләр (11-январдин 17-январғичә)
Photo: RFA

Хотән “гүзәл макан өй-мүлүк ширкити” ниң директори әкбәр имин 25 йиллиқ кесилгән

Җәмийәттә “әкбәр далу” дәп тонулған, байлиқ җәһәттә хотәндә алдинқи қатардики кишиләрдин санилидиған 51 яшлиқ карханичи әкбәр имин 2018‏-йилниң оттурилири үн-тинсиз ғайиб болған.

Мухбиримизниң хотән шәһәрлик җ х идариси вә баҗ идариси қатарлиқ орунларға телефон қилип әһвал игилиши нәтиҗисидә, әкбәр иминниң чеграда сода рәсмийитини беҗириватқан мәзгилидә тутқун қилинип, 25 йиллиқ кесилгәнлики ашкариланди. Игилишимизчә, әкбәр имин тиҗаритини қаштеши содисидин башлиған.

Хотәндә олтурақ өй-бинакарлиқ саһәсидә алдинқи қатарға өтүп, дәсмайиси бир милярд йүәндин ашқан. Әкбәр иминниң тутулуш сәвәби, униң сода ортақлири болған икки қериндиши вә бир оғлиниң тәқдири үстидики ениқлашлиримиз давамлашмақта.

Хитай таратқулири уйғур рәһбәрлиригә қаратқан тәшвиқат һуҗумини давам қилмақта

01-январ күни хитайниң “йәршари вақти гезити” уйғур рәһбәрлиридин рабийә қадир ханим вә долқун әйсаларниң юртидики бир қисим уруқ-туғқанлирини сөзлитиш арқилиқ уларниң чәтәлләрдики паалийәтлиригә һуҗум қилди.

Рабийә қадир ханим буниңға қайтурған инкасида, хитай тарқатқан видийода пәқәт икки нәвриси вә икки балисиниңла көрситилгәнликини әскәртип: “хитай мени ялғанчи демәкчи болса, мениң башқа пәрзәнтлиримни вә қериндашлиримни көрсәтсун” деди.

Долқун әйса болса дадисиниң өлүм хәвирини йәршари вақти гезитидин уққан. У “хитай һөкүмити мениң дадамниң қачан вә немә сәвәбтин өлүп кәткәнликини ашкарилисун” деди. Хитай таратқулири йеқиндин буян чәтәлләрдики уйғур паалийәтчиләр вә тәшкилатларға қаратқан һуҗумини күчәйтмәктә.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: “хитай һөкүмити кишилик һоқуққа дуняви тәһдит”

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 14-январ күни елан қилған 2020-йиллиқ доклатиға “хитай һөкүмити кишилик һоқуққа дуняви тәһдит” дәп нам бәрди.

Мәзкур органниң директори кән рос баянатида “дөләт ичидә өз һакимийитини бесимға тайинип сақлап кәлгән хитай һөкүмити өзиниң иқтисадий вә сиясий күчигә тайинип туруп, инсанларниң һоқуқини қоғдаш асасида қурулған органларни паләч һалға чүшүрүп қоймақта” деди.

Кән рос уйғур елидә йолға қоюлған лагер вә башқа зулум сиясәтлиригә қарита хәлқарада йетәрлик дәриҗидә инкас чиқмаслиқини мана буниң мисали сүпитидә көрсәтти. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати һәрқайси һөкүмәтләрни хәлқаралиқ кишилик һоқуқ системисини қоғдап қелиш үчүн хитайға ортақ тақабил турушқа чақирди.

Хәлқара әркинлик сарийиму бу йиллиқ доклатида “демократик дөләтләр хитайниң таратқулар арқилиқ кеңәймичилик қилишиға чәклимә қоюши керәк” дәп әскәртти.

Боснийә-гертсеговинада уйғурларни қоллаш намайиши өткүзүлгән

12-январ күни, боснийәниң пайтәхти сарайевода хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумлириға наразилиқ билдүрүш вә уйғурларни қоллаш намайиши өткүзүлгән.

Хәлқаралиқ сарайево университети қармиқидики “хәлқара яшлар кулуби” вә “миллий түрк оқуғучилар бирлики” қатарлиқлар һәмкарлишип уюштурған намайишқа көп санда киши қатнашқан.

Намайишчилар “уйғурларға әркинлик”, “уйғурларни қутулдуруңлар”, “ирқий қирғинчилиққа хатимә берилсун” дегәндәк шоарлар йезилған лозункиларни көтүрүп намайиш қилған.

Намайишчи яшлар хитайниң йиғивелиш лагерлириға қамалған уйғурларниң ялғуз әмәсликини тәкитлигән. Боснийә-гертсеговинадики мусулман босинийәликләр 1992-йилидин 1995-йилиғичә давам қилған урушта сербларниң ирқий қирғинчилиқ қилишиға учриған.

Он миңларчә җанға замин болған бу қирғинчилиқ б д т вә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң арилишиши нәтиҗисидә 1995-йили декабирда рәсмий ахирлашқан.

Атуштики 90 яшлиқ диний зат авудин аюпниң хитайниң лагерлириға қамалғанлиқи мәлум

Атуштики 90 яшлиқ диний зат авудин аюпниң хитайниң лагерлириға қамалғанлиқи мәлум. Йеқинда хитай алий хәлқ сот мәһкимисиниң тор бетидә атуш шәһириниң сабиқ муавин партком секретари соң кәйсәйниң “парихорлуқ” давасиға аит ашкариланған бир сот һөкүмидә, авудин аюпниң 2017-йили май айлирида атуштики мәлум бир дохтурханиға назарәт астида давалинишқа елип келингәнлики, униң “нуқтилиқ өзгәртиш обйекти” вә “диний ашқунлуқ идийәси тарқатқучи” икәнлики тилға елинған.

Дини зат авудин аюпниң америкадики җийән қизи марийә муһәммәтму тағисиниң лагерға қамалғанлиқидин 2019-йили февралда хәвәр тапқан. Диний зат авудин аюп атуш бостан мәһәллиси қайрақ мәсчитиниң 30 йиллиқ имами болуп, юрт ичидә һөрмәткә сазавәр мөтивәрләрдин һесаблинидикән.

Ислам кишилик һоқуқ комитети уйғурлар һәққидә мәктуп йоллаш чақириқи елан қилди

15-январ күни, хәлқара ислам кишилик һоқуқ комитети һәрқайси мусулман дөләтлиригә мәктуп йоллаш чақириқи елан қилди.

Улар, мусулманлар дунясидики барлиқ кишиләрни чақириқ хетигә имза қоюш вә уни мунасивәтлик ислам әллириниң рәһбәрлиригә йоллап беришкә чақирған.

“ислам кишилик һоқуқ комитети” чақириқида, уйғурларниң сиясий, иҗтимаий вә диний һәқлириниң тартивелинғанлиқи, ислам әллири һөкүмәтлириниң уйғурларни қоллиши лазимлиқи һәмдә хитай билән болған барлиқ һәмкарлиқини таки уйғурларға болуватқан зиянкәшлик ахирлашқучә бикар қилишини тәләп қилған.

Мәктуп асаслиқ пакистан, һиндонезийә, түркийә, иран қатарлиқ дөләтләргә йоллинидиған болуп, мусулманлар дунясини уйғурлар мәсилисидә ойғитишта муәййән рол ойниши мумкин, дәп қаралмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.