Һәптилик хәвәрләр (18-январдин 24-январғичә)
2020.01.24
Өй-мүлүк содигири әкбәр имин билән биллә 30 нәччә кишиниң тутқун қилинғанлиқи ениқланди
Йеқинда хотәндики мәшһур өй-мүлүк содигири әкбәр имин вә униң қериндашлири, шериклири вә ишчи-хизмәтчилири болуп 30 нәччә кишиниң тутқунда икәнлики һәққидә учур тарқалған иди. Радийомиз мухбириниң әһвал ениқлиши давамида бу әһвалниң раст икәнлики дәлилләнди.
Әкбәр иминниң қамаққа елинишиға у бәрпа қилған олтурақ районниң моделида мәсчит вә башқа аммиви әслиһәләрниң уйғур бинакарлиқи услубида лайиһәләнгәнлики сәвәб болған.
Мәлум болушичә, әкбәр имин хотәндә нәччә милйон сомлуқ мәбләғгә игә өй-мүлүк ширкәтлирини маңдуруватқан киши болуп, әһвалдин хәвәрдар кишиләр униң нөвәттики сиясий бастурушта “қош қурбанлиқ” қиливетилгәнликини алға сүрмәктә.
“қанунсиз китаб” қа көз юмған йеза кадири йәттә йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған
Йеқинда хотәнниң лоп наһийә сампул йезисиниң башлиқи абликим мәттурсунниң буниңдин бәш йил илгири “қанунсиз диний китабларни сақлаш қилмишиға көз юмған” дегән җинайәт билән йәттә йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқи ашкариланди.
Мәлум болушичә, 2012-йили абликим мәттурсун бир қетимлиқ өй бесип китаб тәкшүрүш паалийитидә байқалған “һәҗ қилиш қолланмиси” ни “диний әсәбийлик тәрғиб қилинған китаб әмәс,” дәп мусадирә қилмиған икән. 2015-Йилиға кәлгәндә у мушу сәвәбтин қолға елинған.
Алақидар ениқлашлар давамида абликим ясин вә мәмәтезиз мәттохтиниң йиллардин буян “илғар хизмәтчи” вә “мунәввәр компартийә әзаси” болуп баһаланған хизмәт тарихиму уларни қамаққа һөкүм қилиништин тосуп қалалмиған.
Әнглийә уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә ембарго йүргүзүшни ойлашмақта
Әнглийә парламенти юқири палатасиниң 20-январ өткүзүлгән йиғинида уйғурларниң вәзийити, хитайниң уларға тутуватқан муамилиси оттуриға қоюлуп, әнглийәниң буниңға қандақ инкас билдүрүши керәклики муназирә қилинди.
Муназиридә әнглийә парламентидики министирлардин лорд тариқ әһмәд, баронә вариси қатарлиқ мусулманлар әвладидин болған юқири дәриҗилик әмәлдарлар “хитайниң уйғурларни бастуруш қилмишиға қарита ‛магнетиски қануни‚ чиқириш лазим” дегән мәзмунда пикир баян қилған.
Мәлум болушичә, америка дөләт мәҗлиси “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ни дәсләпки қәдәмдә мақуллиғандин кейин, бу дуняниң һәрқайсий җайлиридики һөкүмәтләргә уйғурлар мәсилисидә һәққанийәтни қоллашқа зор дәриҗидә түрткә болмақта икән.
Хитайдин тарқалған “вухән вируси” зор әндишә қозғимақта
Хитайниң вухән шәһиридин тарқиливатқан таҗсиман вирус нөвәттә хитай тәвәсидә көпләп тарқалғандин башқа, асия вә америка қитәлиригиму тарқилип, йеңидин бир дуняви вәһимә қозғашқа башлиди.
“вухән вируси”, йәни таҗсиман вирус һайвандин адәмгә, андин адәмләр ара учришиштин башқиларға тарқилидиған болуп, нөвәттә бу кесәлликтин юқумлинип өлгәнләрниң сани аллиқачан 26 дин ашқан. Бир қисим дөләтләр, җүмлидин америка, японийә қатарлиқ дөләтләр хитайдин кәлгән саяһәтчиләрни айрим тәкшүрүштин өткүзүшни башливәткән.
Нөвәттә бу вирусниң уйғур дияриғиму тарқалғанлиқи мәлум. Бу бимарлар вухән шәһиридин кәлгән икки нәпәр хитай болуп, улар һазир мәхсус дохтурханида тәкшүрүлмәктә икән.
Лагердин қоюп берилгән полат ибраһимниң җан үзгәнлики илгири сүрүлмәктә
Йеқинда муһаҗирәттики уйғурлардин мунәввәр аблимит гуваһлиқ берип, йолдиши полат ибраһимниң қарамайдики лагердин давалинишқа қоюп берилгән болсиму, он күн өткәндә вапат болғанлиқини билдүрди.
Мәлум болушичә, мунәввәр ханим пәрзәнтлирини оқутуш үчүн 2015-йили түркийәгә кәлгән. Әмма қарамайда қалған йолдиши полат ибраһимни сақчилар “диний әсәбийлик” баһанисидә тутқун қилған. Лагерға қамалғандин кейин көплигән қийин-қистақларға учриған полат ибраһим 2017-йилиниң бешида “давалиниш” қа чиқирилған һәмдә дохтурханида җан үзгән.
Мунәввәр аблимит түркийәгә йәрләшкәндин кейин гәрчә һечқандақ сиясий паалийәтләргә қатнашмиған болсиму, әмма хитай даирилири униң ака-инилири вә сиңлиси болуп бәш кишини лагерға қамиған.
Явропада хитайға қарши намайишлар болди
Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш һәрикити көпләп мәлум болуши билән дуняниң һәрқайси җайлиридики адаләтпәрвәр кишиләр уйғурлар үчүн көкрәк керип оттуриға чүшүшкә башлиди һәмдә дуняни уйғурларға ярдәм беришкә чақирди.
Өткән һәптә германийәниң һамбург вә берлин шәһәрлиридики түркләр, әрәбләр вә германлар уйғурлар билән бирликтә зор көләмлик намайиш тәшкилләп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға селиватқан зулумлириға болған күчлүк нәпритини ипадилиди.
Түркийәниң измир вә қәһриманмараш шәһәрлиридики үч миң кишилик зор намайишта түркләр вә уйғурлар хитайларға қарши шоарларни товлиған болса, әнглийәниң лондон шәһиридики хитай әлчиханиси алдида зор көләмлик намайиш өткүзүлгән.