Һәптилик хәвәрләр (23-январдин 29-январғичә)

Мухбиримиз әркин
2016.01.29
erkin-asiya-radiosi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Уйғурларниң икки музика тори “милләтләр иттипақлиқи” ға зиянлиқ нәрсиләрни тарқатқан, дәп тақалған

Уйғур аптоном районлуқ тор учурлирини башқуруш ишханиси йеқинда уйғурларниң икки музика торини “милләтләр иттипақлиқи” ға зиянлиқ нәрсиләрни тарқатқан, дәп тақиған. “тәңритағ тори” ниң ашкарилишичә, даириләр тор пайлақчилириниң инкас қилиши билән уларниң “милләтләр иттипақлиқи” ға зиянлиқ нәрсиләрни тарқатқанлиқини байқиған.

Уйғур аптоном районлуқ тор учурлирини башқуруш ишханиси тақашни буйруған у икки тор адреси www.muzika.com Билән www.653130.Чом намлиқ торларкән. Аптоном районлуқ тор учурлирини башқуруш ишханиси баянатида, бу икки торниң “тор бихәтәрликини қоғдаш низами” билән “тор мулазимәт башқуруш низами” ға хилаплиқ қилғанлиқини илгири сүргән.

Д у қ баянатчиси дилшат ришит, аптоном районлуқ тор башқуруш даирилириниң бу қарари, районда учур вә пикир әркинликиниң қаттиқ боғушқа учраватқанлиқини көрситиду, деди. У, бу хил контроллуқ уйғур торчилиқиниң тәрәққиятиға қаттиқ тосқунлуқ қиливатқанлиқини билдүрди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитайниң уйғур сияситини тәнқид қилди

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати 2016-йиллиқ дуня кишилик һоқуқ доклати елан қилип, өткән йили уйғур районида кәмситиш, бастуруш вә асасий кишилик һоқуқни чәкләш давамлиқ кеңәйгәнликини илгири сүрди.

Доклатта, хитайниң районда учурни қаттиқ контрол қиливатқанлиқини тәнқидләп, “даириләр шинҗаңда учурни қаттиқ контрол қилғачқа районда йүз бәргән зораванлиқ яки тинч наразилиқ һәрикәтлириниң тәпсилий әһвали бәк мүҗмәл” дәп көрсәткән.

Доклатта мундақ дәйду: “хитай һөкүмити 2014‏-йили уйғур районида башлиған террорлуққа қарши туруш һәрикитини 2015‏-йили йәнә давамлаштуруп, районға көпләп аманлиқ күчлирини орунлаштурди. Йеңи қанун вә бәлгилимиләрни йолға қоюп, өктичиликни җинайилаштурди, мусулман уйғурларниң диний ибадитигә чәклимә қойди.”

Д у қ ниң баш катипи нурмәмәт мусабай мәзкур доклатни муәййәнләштүрди. У, хитайниң аманлиқ күчлиригә зор һоқуқларни берип, районда еғир кишилик һоқуқ бузғунчилиқлирини кәлтүрүп чиқарғанлиқини илгири сүрди.

Хитай уйғур районидики хәвәр қилинмиған бир қисим қанлиқ вәқәләрни қисмән ашкарилиди

Хитайниң “йәр шари вақти” гезити қатарлиқ дөләт ахбарат васитилири өткән һәптә, 2015‏-йили уйғур районида йүз бәргән, әмма ахбарат васитилиридә хәвәр қилинмиған үч қанлиқ вәқәни ашкарилиди.

Хәвәрдә дейилишичә, өткән йилниң мәлум бир күни бир гуруһ киши ақсуда коча чарлаватқан қораллиқ сақчи әтритигә һуҗум қилған. Һуҗумда вәқә мәйданиға бир аптомобилда кәлгән һуҗумчилар сақчи аптомобилиға вә әтрапиға қара-қоюқ бомба ташлиған. Учтурпан наһийилик қораллиқ қисим әтрити һуҗумчиларни қоршавға елип вәқәни бесиқтурған.

Хәвәрдә йәнә, өткән йилниң мәлум бир күни бир гуруһ кишиниң түн кечидә мәлум бир сақчиханиға һуҗум қилғанлиқини билдүргән. Лекин бу вәқәму йүән шявпиң исимлик бир әтрәт башлиқиниң қоманданлиқида бир тәрәп қилинған.

Әмма бу хәвәрдә, вәқәниң ениқ вақти, орни, вәқәдә өлгән-яриланғанлар сани һәм һуҗумчиларниң кимлики һәққидә һечқандақ учур берилмигән.

Пәрһат һошур қирғизистан дөләтлик һөрмәт мукапатиға еришти

Қирғизистан челишчилар командисиниң баш мәшқавули, бишкәктики “бүркүт” тәнтәрбийә кулубиниң йетәкчиси пәрһат һошур қирғизистан дөләтлик һөрмәт мукапатиға еришкән.

У қирғизистанниң тәнтәрбийә саһәсидә қолға кәлтүргән көрүнәрлик нәтиҗиси сәвәблик бу һөрмәткә лайиқ көрүлгән.

Пәрһат һошур он нәччә йилдин буян бишкәктики “бүркүт” тәнтәрбийә кулубиниң йетәкчиси болуп келиватиду. Униң қаттиқ тәләпчанлиқ билән тәрбийәлиши нәтиҗисидә, хәлқаралиқ мусабиқиләрдә асия чемпийонлуқиға еришкән көплигән маһирлар йетишип чиққан.

У йетәклигән қирғизистан челишчилар командиси 2012-йили тайланд, 2014-йили моңғулийә, 2015-йили иранда өткүзүлгән хәлқаралиқ мусабиқиләрдә яхши нәтиҗиләргә еришип, қирғизистанниң хәлқарада тонулушиға зор һәссә қошқан.

У мукапатини 23‏-январ бишкәк шәһиридә өткүзүлгән мурасимда қирғизистан президенти алмасбәк атамбайефниң қолидин алди.

Қазақистанда мәшрәп уйғур яшлиридики кимлик туйғусини күчәйткән

Мәшрәп қазақистандики уйғурлар арисида кимлик туйғусини күчәйтип, уйғурларниң өрп-адәт, тил, мәдәнийәт вә әнәнилирини қоғдаштики муһим васитигә айланған.

Һазир алмата вә униң әтрапидики наһийә, йезиларниң һәммисидә уйғур мәшрипи мәвҗут. Алмата мәшрипиниң мәшрәп беги бурһан таҗиддиноф, мәшрәп арқилиқ яшларниң ана тилини, миллий әнәниләрни сақлашқа болған қизиқишини күчәйтишкә тиришиватқанлиқини билдүрди.

У өзи турушлуқ мәһәллидики яшлар мәшрипиниң әзалирини махтап мундақ дәйду: “бүгүнки күндә уларниң һечбири тамака чәкмәйду, һарақ ичмәйду, рәсим-қаидилик, тәртиплик. Аҗайип яхши балилар болуп чиқти.”

Алматаниң султанқорған мәһәллисидә олтурушлуқ атақлиқ чақчақчи сабир ғаппароф мәшрәпниң уйғур яшлириға қаттиқ тәсир йәткүзүватқанлиқини илгири сүрди. У: “мән уйғур дәп сөзлигини билән уйғур яшлирида миллий һессият сус. Мәшрәп мушуни өгитиватиду.” деди.

Мәлуматларға қариғанда, алмата шәһириниң өзидила төт чоң мәшрәп барикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.