Һәптилик хәвәрләр (25-январдин 31-январғичә)

Мухбиримиз әзиз
2020.01.31
hepte-tor-maqale.jpg Һәптилик хәвәрләр (25-январдин 31-январғичә)
Photo: RFA

Уйғурлар мюнхенда вәтән қурбанлирини хатирилиди

Германийә вә явропаниң башқа җайлиридин кәлгән бир қисим уйғур җамаити 25-январ күни мюнхен шәһиригә җәм болуп, д у қ ниң рәиси долқун әйсаниң дадиси әйса мәмәт һәмдә америкадики җамаәт әрбаби әдһәмҗан закир қатарлиқ мәрһумларни хатирилиди.

Йиғилишта җамаәт мәрһумларниң һаят-паалийити һәққидә қисқичә тохтилип өтти һәмдә уларниң роһиға атап хәтмә-қуран тилавәт қилди.

Йиғилишта муһаҗирәттики уйғурларниң бәзилири бу хил паалийәтләрниң өз нөвитидә мәлум шәхсләргила әмәс, бәлки “шәрқий түркистанда һаятидин айрилған шеһитлар үчүнму бир қетимлиқ хатириләш болидиғанлиқи” ни алаһидә тәкитлиди.

“һәҗ қолланмиси” ни сақлиған киши төт йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған

Йеқинда хотәнниң лоп наһийә сампул йезисида олтурушлуқ деһқан тохти розиниң өйидә “һәҗ қилиш қолланмиси” ни сақлиғанлиқи сәвәблик буниңдин бирнәччә йил илгири оғли билән бирликтә төт йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқи мәлум болди.

Уйғур дияридики диний етиқад билән бағлинишлиқ болған барлиқ һадисиләр нөвәттә “әсәбийлик вә террорлуқ” ниң ипадилири қатарида қаттиқ бир яқлиқ қилиниватқан болуп, дуняниң әйиблишигә учримақта.

Мәлум болушичә, тохти рози лоп наһийәсидә шәхсий китабхана ачқан болуп, бу дуканда диний китаблар вә һәҗ сәпиригә алақидар буюмлар сетиливатқан икән.

Америка дөләт мәҗлисидә уйғурларниң диний етиқад сәвәблик зиянкәшликкә учриши муһакимә қилинди

Америка авам палатаси қармиқидики ташқи ишлар комитети 28-январ күни мәхсус гуваһлиқ бериш йиғини ечип, дуня миқясидики диний етиқад зиянкәшликиниң әң йеқинқи әһвалиға қарап чиқти.

Гуваһлиқ бериш йиғинида йиғин иштиракчилири уйғурларниң қандақ зиянкәшликкә учраватқанлиқини әң чоң диний етиқад зиянкәшлики қатарида алаһидә музакирә қилди.

Йиғин иштиракчилири бу мәсилә һәққидә гуваһлиқ бериш билән биргә америка һөкүмитини бу һәқтә техиму конкрет болған әмәлий һәрикәткә өтүшкә йәнә бир қетим дәвәт қилди.

Муһаҗирәттики уйғурларниң мүшкүлати һәр саһәниң җиддий диққитини қозғимақта

Түркийәдики “һира” мәдәнийәт вә маарип вәхпи нөвәттә түркийәдә яшаватқан уйғур аяллирини зиярәт қилиш арқилиқ уларниң көп қисминиң аилә җудалиқи, ишсизлиқ вә иқтисадий ярдәмсиз қелиштәк бир қатар мүшкүлатларға дуч келиватқанлиқини һөҗҗәтләштүрүп чиқти.

Сәуди әрәбистандики уйғур муһаҗирлири қоллиридики хитай паспортини йеңилашқа илаҗсиз қеливатқанлиқтин улар кимлик, хизмәт вә саяһәт мәсилилиридә еғир дишварчилиққа гириптар болмақта икән.

Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш сиясити аллиқачан уйғур дияридин һалқип, муһаҗирәттики уйғурларниму хатирҗәм турмуш кәчүрүш шараитидин мәһрум қилмақта икән. Бир қисим анализчилар буни “хитай һөкүмитиниң инсанийәткә қарши җинайәтлирини бир түри,” дәп көрсәтти.

“йәһудийлар қирғинчилиқи” хатирисидә уйғурлар мәсилиси қайта әсләнди

Дуня хәлқи 75 йилдин буян 27-январдики “йәһудийлар қирғинчилиқи” хатирисидә йәһудийларниң милйонлап қирғинчилиққа учриғанлиқидәк аччиқ паҗиәни әсләп кәлмәктә.

2020-Йили 27-январ күни пүтүн дуня йәнә бир қетим “йәһудийлар қирғинчилиқи” ни әсләватқанда һазир уйғурларниң мушуниңға охшап кетидиған бир зор паҗиәгә дуч келиватқанлиқи йәнә бир қетим әскәртилди.

Д у қ бу һәқтә мәхсус баянат елан қилип “һәргиз қайтиланмайду” дегән тарихий вәдиниң әмәлгә ешиши лазимлиқини көрсәтти. Д у қ ниң мәсуллири әнглийәдики йәһудийлар җәмийити уюштурған хатириләш паалийитигә қатнишип, уйғурларни һазир худди мушундақ тәқдиргә дуч келиватқанлиқи һәққидә мәлумат бәрди.

“вухән вируси” ниң уйғур дияридики әһвали әндишә қозғимақта

Өткән һәптидә уйғур елидә 12 киши вухәндин тарқиливатқан таҗсиман вирус һәққидә “өсәк сөз тарқитиш” билән әйиблинип сақчиларниң бир яқлиқ қилишиға тапшурулған иди. Нөвәттә бу вирусниң уйғур дияридики әң хәвплик мәсилигә айлинип қеливатқанлиқи мәлум болмақта.

“вухән вируси”, йәни таҗсиман вирусниң начар турмуш шараити һәмдә җисманий вә роһий қийнақлардин аллиқачан һалидин кәткән милйонлиған лагер тутқунлириға тарқилип кәтсә, буниң қандақ зор апәткә апиридиғанлиқи һәр саһә кишилирини зор әндишигә салмақта икән.

Нөвәттә уйғур диярида хитай даирилири җиддий әһвалларға тақабил туруш һазир 1-дәриҗилик алдини елиш тәдбирлирини иҗра қилишни башливәткән болуп, муқимлиқ вә юқумлиништин сақлиниш әң чоң сөз темиси болмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.